Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

44-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Үмүтиңиз күчлүк болсун

Үмүтиңиз күчлүк болсун

«Йәһваға үмүт бағлиғин» (ЗӘБ. 27:14, ЙД).

24-НАХША Көзүң болсун мукапатта

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Йәһва бизгә қандақ үмүт бәргән?

 ЙӘҺВА бизгә мәңгү яшаш үмүтини бәргән. Бу әҗайип үмүт! Бәзиләрниң асманда өлмәс роһий шәхсләр сүпитидә мәңгү яшаш үмүти бар (Кор. 1-х. 15:50, 53). Амма көпчилик инсанларниң йәр йүзидә мәңгү сағлам вә бәхитлик һаят кәчүрүш үмүти бар (Вәһ. 21:3, 4). Мәйли асманда яки йәр-йүзидә яшаш үмүтимиз бар болсун, бу үмүт биз үчүн интайин қиммәтликтур.

2. Үмүтимиз немигә асасланған вә немә үчүн шундақ дәп ейталаймиз?

2 Муққәдәс китапқа асасланғанда, «үмүт» дегән сөз «яхши ишларниң йүз беришини» күтүшни билдүриду. Биз үмитимизниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишинимиз, чүнки бу үмүтни бизгә Йәһва Худа бәргән (Рим. 15:13). Биз Йәһваниң немини вәдә қилғанлиғини билипла қалмай, йәнә дайим Униң Өз вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиғини билимиз (Сан. 23:19). Шуниңға ишинимизки, Йәһваниң қилмақчи болған ишлирини әмәлгә ашуруш арзу-истиги вә күч-қудрити бар. Үмүтимиз қуруқ хам-хиялға яки арзу-арманларға әмәс, бәлки ишәшлик дәлил-испатларға асасланған.

3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз? (Зәбур 27:14)

3 Асмандики Атимиз бизни сөйиду вә Униңға ишинишимизни халайду (Зәбур 27:14ни оқуң). Йәһваға болған үмүтимиз күчлүк болса, синақларға бәрдашлиқ берәләймиз вә кәлгүсигә җасарәт вә хошаллиқ билән йүзлинәләймиз. Үмүтимиз бизни қандақ қоғдайдиғанлиғини көрүп бақайли. Буниң үчүн авал үмитимизниң худди ләңгәр вә дубулғиға охшайдиғанлиғини көрүп чиқимиз. Андин үмүтимизни қандақ күчәйтәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

ҮМҮТИМИЗ ХУДДИ БИР ЛӘҢГӘРГӘ ОХШАШ

4. Немә үчүн үмүтимиз ләңгәргә охшитилған? (Ибранийларға 6:19)

4 Әлчи Паул Ибранийларға язған хетидә үмүтимизни ләңгәргә охшатқан (Ибранийларға 6:19ни оқуң). У пат-пат деңизда сәпәр қилған еди. Шуңа бир кемини җайда турғузуш үчүн ләңгәрни ишләткәнлигини көргән. Бир қетим әлчи Паул кемидә сәпәр қилғанда шиддәтлик боран чапқунға учриған. Бу боран чапқун пәйтидә у кемичиләрниң кеминиң хәтәрлик ташларға соқулуп кетишиниң алдини елиш үчүн суға ләңгәрни ташлиғанлиғини көргән (Әлч. 27:29, 39—41). Ләңгәр кемини муқумлаштурғандәк, үмүтимиз, синақларға дуч кәлгәндә Йәһвадин жирақлишип кәтмәслигимиз үчүн бизни мустәһкәмләйду. Күчлүк үмүтимиз боран-чапқундәк синақларға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду. Чүнки пат арида теч-аман заманниң болидиғанлиғиға ишинимиз. Шуни унтумаңки, Әйса чоқум зиянкәшликкә учрайдиғанлиғимиз һәққидә бизни агаһландурған (Йоһ. 15:20). Шуңа вәдә қилинған келәчигимиз һәққидә чоңқур ойлансақ, бу һәқиқәт йолида тәврәнмәй меңишимизға ярдәм бериду.

5. Әйса өлидиғанлиғини билсиму, үмүт униңға садақәтмәнлигини сақлишиға қандақ ярдәм бәргән?

5 Үмүт йәнә Әйсаниң һәтта азап-оқубәтлик өлүмгә дуч кәлгәндиму садақәтмәнлигини сақлап қелишиға ярдәм бәргәнлигини көрүп бақайли. Б.м.и 33-жили, Әллигинчи күн мәйрими әлчи Петрус Зәбур китавидин Әйсаниң тинч-хатирҗәмликни сақлап, өз ишәнчисини көрсәткәнлиги һәққидики бир бәшарәтни нәқил кәлтүрүп мундақ дегән: «Теним үмүт билән яшайду, чүнки Сән мени қәбирдә ташлап кәтмәйсән, вападар хизмәтчиңниң чиришиға йол қоймайсән... Көз алдиңда мени шат-хорам қилисән» (Әлч. 2:25—28; Зәб. 16:8—11). Гәрчә Әйса өзиниң өлидиғанлиғини билсиму, өзини Худаниң тирилдүридиғанлиғиға вә Атиси билән шат-хорам қайтип җәм болидиғанлиғиға ишәнгән еди (Ибр. 12:2, 3).

6. Бир бурадәр үмүт һәққидә немә дегән?

6 Үмүтимиз нурғун қериндишимизниң синақларға бәрдашлиқ беришигә ярдәм берип кәлгән. Англиядә яшиған садиқ қериндишимиз Леонард Чинниң мисалини көрүп бақайли. Биринчи дуния уруш мәзгилидә у әскәрликкә қатнишишни рәт қилғини үчүн түрмигә ташланған. У икки ай ялғуз айрим камериға солап қоюлған. Униңдин кейин бир мәзгил җапалиқ ишләшкә мәҗбурланған. Леонард бурадиримиз мундақ язған: «Мениң кәчүрмишлирим синақларға бәрдашлиқ бериш үчүн үмүткә қанчилик еһтияҗлиқ екәнлигимизни тонуп йетишимгә ярдәм бәрди. Биздә Әйса Мәсиһ, әлчиләр вә пәйғәмбәрләрниң қалдурған үлгилири бар вә Муққәдәс Язмилардики әҗайип гөзәл вәдилириму бар. Уларниң һәммиси кәлгүсимиз үчүн бизгә зор үмүт әта қилиду вә бәрдашлиқ беришимиз үчүн бизни күчләндүриду». Үмүт, Леонард үчүн ләңгәр болғандәк, биз үчүнму ләңгәр болалайду.

7. Дуч кәлгән синақлар үмүтимизни қандақ күчләндүриду? (Римлиқларға 5:3—5; Яқуп 1:12)

7 Биз синақларға бәрдашлиқ бәргәндә вә Йәһваниң бизгә қандақ ярдәм бәргәнлигини баштин өткүзгәндә, Униң биздин рази екәнлигини тонуп йетимиз. Бу үмүтимизни техиму күчәйтиду (Римлиқларға 5:3—5; Яқуп 1:12ни оқуң). Шундақ қилип, үмүтимиз һәқиқәтни әндила тонуған вақитқа қариғанда техиму күчлүгирәк болиду. Шәйтан синақларда бизниң тиз пүкүшимизни халайду. Бирақ Йәһваниң ярдими билән һәрқандақ синақларға мувәппәқийәтлик һалда бәрдашлиқ берәләймиз.

ҮМҮТИМИЗ ДУБУЛҒИҒА ОХШАШ

8. Немә үчүн үмүт Муққәдәс китапта дубулға билән селиштурулған? (Салоникилиқларға 1-хәт 5:8)

8 Муққәдәс китапта үмүтимиз йәнә дубулға билән селиштурулған (Салоникилиқларға 1-хәт 5:8ни оқуң). Җәңчи җәңдә дүшмәнниң һуҗумидин бешини қоғдаш үчүн дубулғини кийиши керәк. Бизму Шәйтан билән болған роһий җәңдә униң һуҗумидин өзүмизни қоғдишимиз лазим. У зеһнимизни зәһәрләш үчүн һәртүрлүк васитиләрни қоллинип, бизгә шиддәтлик һуҗум қилиду. Худди дубулға әскәрниң бешини қоғдиғиниға охшаш, үмүтимиз зеһнимизни қоғдайду. Шу арқилиқ биз Йәһваға садиқ қалалаймиз.

9. Үмүти болмиған инсанлар қандақ һаят кәчүриду?

9 Мәңгүлүк һаятқа болған үмүтимиз даналиқ вә пәм-парасәт билән һәрикәт қилишимизға ярдәм бериду. Йәнә бир җәһәттин, әгәр үмүтимиз аҗизлап кәтсә, зеһнимизни тәнниң һәвәслири чирмавелип, мәңгүлүк һаятлиқ үмүтимизни йоқитип қоюшимиз мүмкин. Қедимқи Коринт шәһиридә яшиған бәзи Мәсиһ әгәшкүчилириниң әһвалиға қарап бақайли. Улар Худаниң муһим бир вәдиси, йәни тирилиш үмүтигә болған ишәнчисини йоқатқан (Кор. 1-х. 15:12). Паул тирилишкә ишәнмәйдиған кишиләрниң пәқәт өзиниң арзу һәвәслирини қандуруш үчүн яшайдиғанлиғини язған (Кор. 1-х. 15:32). Бүгүнки күндә Худаниң вәдилиригә үмүт бағлимиған нурғун кишиләр вақитлиқ һузур-һалавәт үчүн һазирниң өзидә қолидин кәлгән ишларниң һәммисини қилиду. Бирақ биз уларға охшимаймиз. Чүнки биз Худа вәдә қилған келәчәккә ишинимиз. Үмүтимиз худди дубулғиға охшаш, ой-пикримизни зәһәрлик арзу-һәвәсләрдин қоғдап, пәқәт өзүмизнила ойлайдиған шәхсийәтчиликтин жирақ турушимизға ярдәм бериду. Шундила Йәһва билән болған мунасивитимиз зиянға учримайду (Кор. 1-х. 15:33, 34).

10. Үмүт бизни ялған ой-пикирләрдин қандақ қоғдайду?

10 Үмүт дубулғимиз Йәһва Худани һечқачан хурсән қилалмаймән дәп ойлаштин һимайә қилиду. Мәсилән, бәзиләр шундақ ойлайду: «Мән һәргизму мәңгү яшайдиған кишиләрниң арисида болалмаймән. Чүнки һәргизму Худаниң өлчәмлиригә лайиқ болалмаймән». Есиңиздә болса, Аюпниң сахта тәсәлли беридиған дости Елифаз, Аюпқа шуниңға охшаш ой-пикирни ейтқан. Елифаз мундақ дегән: «Инсан пак болуши үчүн, у кимкән?» Кейин у йәнә Худа тоғрилиқ мундақ дегән: «Мана! У һәтта муқәддәсләргә ишәнмәйду вә асманлар Униң көзидә напактур» (Аюп 15:14, 15). Немә дегән ялғанчилиқ! Есиңиздә болсунки, бундақ ой-пикирләрниң арқисида турған Шәйтан. Әгәр шундақ ой-хиялда болсиңиз, үмүтиңизни йоқитишқа башлайдиғанлиғиңизни билиду. Шуниңдәк ялғанчилиқларни рәт қилип, Йәһваниң вәдилиригә диққитиңизни ағдуруң. Яратқучиниң мәңгү яшишиңизни халайдиғанлиғидин вә әшу һаятқа еришишиңизгә ярдәм беридиғанлиғидин һәргизму гуманланмаң (Тим. 1-х. 2:3, 4).

ҮМҮТИҢИЗНИ ТЕХИМУ КҮЧӘЙТИҢ

11. Үмитимизниң әмәлгә ешишини күтүватқинимизда немә үчүн сәвирчан болушимиз керәк?

11 Үмүтиңизни мустәһкәмләш һемишәм асан әмәс. Худаниң вәдилирини әмәлгә ашурушини күтүватқинимизда, сәвир-тақәт қилалмаслиғимиз мүмкин. Бирақ Йәһва Мәңгү Бар Болғучидур. Биз үчүн интайин узун туюлған вақит Униң үчүн бәкму қисқа (Пет. 2-х. 3:8, 9). Йәһва вәдилирини әң яхши йол билән әмәлгә ашуриду. Бирақ у биз күткән вақитта йүз бәрмәслиги мүмкин. Худа Өз вәдисини әмәлгә ашурушини сәвирчанлиқ билән күтүватқинимизда, үмүтимизни техиму күчәйтишкә немә ярдәм берәләйду? (Яқуп 5:7, 8)

12. Ибранийларға 11:1, 6-айәтләргә асасланғанда, үмүтимиз билән ишәнчимизниң қандақ бағлиниши бар?

12 Үмүтимизни күчләндүрүш үчүн Йәһваға йеқин турушимиз керәк, чүнки У үмүтимизни әмәлгә ашурғучидур. Үмүткә еришиш үчүн Йәһваниң бар екәнлигигә вә Уни издәйдиғанларни «мукапатлайдиғанлиғиға ишинишимиз керәк» (Ибранийларға 11:1, 6ни оқуң). Биз Йәһваниң барлиғиға ишәнгән сири, Униң вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға болған ишәнчимиз техиму күчийиду. Йәһва билән болған мунасивитимизни чоңқурлаштуруп, үмүтимизни техиму күчәйтишниң бирқанчә йоллирини көрүп бақайли.

Дуа вә мулаһизә қилиш үмүтимизни күчәйтиду (13—15 абзацларға қараң) b

13. Худаға қандақ йеқинлишалаймиз?

13 Йәһваға дуа қилиң вә Униң Сөзини оқуң. Гәрчә биз Йәһвани көрәлмисәкму, Униңға йеқинлишалаймиз. Дуа арқилиқ Униң билән сөзлишәләймиз вә Униң бизни тиңшалайдиғанлиғиға ишинимиз (Йәр. 29:11, 12). Биз Униң сөзлирини оқуш вә оқуғанлиримиз үстидә чоңқур пикир жүргүзүш арқилиқ Худаниң сөзигә қулақ салалаймиз. Өтмүштә Йәһваниң Өзигә садиқ болған кишиләргә қандақ ғәмхорлуқ қилғанлиғини оқуғинимизда, үмүтимиз техиму күчийиду. «Йезилғанларниң һәммиси Муқәддәс Язмилардин тәсәлли елиш һәм тәқабиллиғимиз түпәйлидин үмүтимиз болуши үчүн, бизниң нәсиһәт қилинишимизға йезилған еди» (Рим. 15:4).

14. Немә үчүн Йәһваниң башқиларға қилған ишлири үстидә ойлинишимиз керәк?

14 Йәһваниң Өз вәдисини қандақ орунлиғанлиғи һәққидә чоңқур мулаһизә қилиң. Мәсилән, Худаниң Ибраһим вә Сара үчүн немиләрни қилғанлиғи һәққидә ойлаң. Улар балилиқ болалмайдиған яшқа йетип қалған. Шундақтиму, Худа уларниң балилиқ болидиғанлиғини вәдә қилған (Ярит. 18:10). Ибраһим буниңға қандақ инкас қайтурған? Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Нурғун хәлиқләрниң атиси болуши үчүн... у йәнила үмүт түпәйлидин ишәнди» (Рим. 4:18). Гәрчә инсанларниң нәзәридә у қәтъий мүмкин болмайдиған иш болсиму, бирақ Ибраһим Йәһваниң Өз вәдисини қәтъий чоқум әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәнгән. Әшу садақәтмән кишиниң үмүти йәрдә қалмиған (Рим. 4:19—21). Буниңға охшаш мисаллар бизгә Йәһваға ишинишни үгитиду. Қармаққа, Йәһваниң сөзлири бизгә әмәлгә ашмайдиғандәк көрүнсиму, У чоқум Өз сөзлирини әмәлгә ашуриду.

15. Немә үчүн Йәһваниң сиз үчүн қилғанлири һәққидә чоңқур ойлишиңиз керәк?

15 Йәһваниң сиз үчүн немиләрни қилғанлирини ойлаң. У аллиқачан әмәлгә ашурған вәдиләрниң сизгә қандақ ярдәм бәргәнлигини ойлап көрүң. Мәсилән, Әйса асмандики Атисиниң турмушиңизға керәклик болған зөрүр нәрсиләрни тәминләп беридиғанлиғини вәдә қилған (Мәт. 6:32, 33). У йәнә дуа қилип сорисиңиз, Худа Өз муқәддәс роһини сизгә әвәтидиғанлиғиға капаләт бәргән (Луқа 11:13). Йәһва әшу вәдиләрни әмәлгә ашуруп келиватиду. Бәлким У шәхсән сиз үчүн әмәлгә ашурған вәдиләрни әслишиңиз мүмкин. Мәсилән, У сизни кәчүрүм қилидиғанлиғи, сизгә тәсәлли беридиғанлиғи вә Униңға йеқин яшишиңиз үчүн керәклик һәрқандақ нәрсини тәминләп беридиғанлиғини вәдә қилиду (Мәт. 6:14; 24:45; Кор. 2-х. 1:3). Әгәр Йәһваниң аллиқачан сиз үчүн немиләрни қилғанлиғи һәққидә чоңқур ойлинип көрсиңиз, келәчәктә Униң сиз үчүн немиләрни қилидиғанлиғиға болған ишәнчиңизму күчийиду.

ҮМҮТИҢИЗНИҢ БОЛҒИНИ ҮЧҮН ХОШАЛ БОЛУҢ

16. Немә үчүн үмүт қиммәтлик соғат?

16 Мәңгүлүк һаят үмүтимиз Худадин кәлгән қиммәтлик соғаттур. Биз келәчәккә болған бу гөзәл үмүт әмәлгә ашидиған күнни интизарлиқ билән күтиватимиз вә бир күни әшу күн чоқум келидиғанлиғиға ишинимиз. Худди кемә ләңгиригә охшаш үмүтимиз синақлар, зиянкәшликләр вә һәтта өлүмгә дуч кәлгәндә, бәрдашлиқ берип, Йәһвадин жирақлап кәтмәслигимиз үчүн бизни мустәһкәмләйду. Униңдин башқа, үмүт дубулға кәби, зеһнимизни қоғдайду. Шу арқилиқ хата ой-пикирләрни рәт қилип, тоғра ишни қилишта чиң туралаймиз. Муқәддәс китапқа асасланған үмүтимиз бизни Худаға йеқинлаштуриду вә Униң бизгә болған сөйгү-муһәббитиниң қанчилик чоңқурлиғини чүшинишимизгә ярдәм бериду. Әгәр үмүтимизни күчләндүрсәк, буниң көп пайдисини көримиз.

17. Немә үчүн үмүтимиз бизни хошаллиққа йетәкләйду?

17 Әлчи Паул римлиқларға язған хетидә: «Үмүттә хурсән болуңлар» дегән (Рим. 12:12). Паул хошал болалиған, чүнки у садақәтмәнликни сақлап қалса, асманда мәңгүлүк һаятқа еришидиғанлиғиға ишәнгән. Бизму үмүтимизниң болғини үчүн хошал болалаймиз. Чүнки Йәһва Өз вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишинимиз. Зәбур язғучиси язғандәк: «Ким өз Пәрвәрдигари Йәһваға үмүт бағлиса, шу киши бәхитликтур!... У мәңгүгә садақәтмәндур» (Зәб. 146:5, 6).

55-НАХША Садиқлар Көрәр Мәңгү Һаятлиқни

a Йәһва бизгә кәлгүси үчүн әҗайип үмүтни бәргән. Шу үмүт бизгә илһам бериду вә диққитимизни һазир дуч келиватқан қийинчилиқларға қаратмаслиққа ярдәм бериду. Мәйли қандақ қийинчилиқларға дуч кәлмәйли, үмүт Йәһваға давамлиқ садиқ қелишимизға күч бериду. Үмүт йәнә зеһнимизни қоғдап, бизни хата ой-хиялда болуштин сақлайду. Мошу сәвәпләр түпәйли үмүтимизни күчлүк сақлишимиз керәк. Бу мавзу һәққидә һазир бирликтә муһакимә қилимиз.

b СҮРӘТТӘ: Дубулға җәңчиниң бешини қоғдиғандәк вә ләңгәр кемини муқумлаштурғандәк, үмүтимиз ой-пикримизни қоғдап, синақларда тәврәнмәй иманимизни мустәһкәмләйду. Қериндаш ишәнч билән Йәһваға дуа қилиду. Бурадәр Йәһваниң Ибраһимға бәргән вәдисини қандақ орунлиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлиниду. Башқа бир бурадәр өзи еришкән бәрикәтләр һәққидә чоңқур ойлиниду.