Тәтқиқ қилиш усуллири
Йеңи чүшәнчиләрни қобул қилиң
Биз кишини һәқиқәтән һаяҗанландуридиған бир заманда яшаватимиз. Илгирикигә селиштурғанда һазир Йәһва Худа Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни техиму ашкарә қилиду (Дан. 12:4). Бирақ бәзи һәқиқәтләргә қарита йеңи чүшәнчиләргә әгишип меңиш қийин болуши мүмкин. Бу өзгәртилгән чүшәндүрүшләрни қәйәрдин тапалаймиз?
• «Күзитиш мунари материяллири көрсәткүчидики» «Йеңи чүшәнчә» (рус) дегән мавзуни таллисиңиз, бу мавзу астидики йеңи чүшәнчиләрниң тизимлиги чиқиду. «Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИДА» «Издәш» дегән бошлуққа «йеңи чүшәнчә» дәп язсиңиз, мавзуларниң тизимлигини көрәләйсиз.
• «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчидә» (рус) мавзуларға бөлүнгән қисқа тизимлик бар. «Йәһва гувачилири» дегән йәргә кирип, «Көзқараш вә ишәнч», кейин «Йеңи чүшәнчә» (рус) дегән мавзуни бесиң.
Шәхсий үгиниш өткүзгәндә, йеқинки жиллардики йеңи чүшәнчини таллап, униң үстидә издинип, тәтқиқ қилип көрсиңиз болиду.