37-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Мән пүткүл әлләрни зил-зилигә кәлтүримән»
«Мән барлиқ әлләрни тәвритимән; нәтиҗидә әлләрниң сәрхил әтивар нәрсилири елип келиниду» (ҺАГАЙ 2:7, КТ).
16-НАХША Жүгрәңлар Худаниң Шаһлиғиға!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Һагай пәйғәмбәр бизниң заманимиз һәққидә қандақ бәшарәт ейтқан?
2015-жили Непалда шиддәтлик йәр тәврәш йүз бәргән. Шу йәр тәврәштә аман қалғанлардин бирқанчиси шундақ дәйду: «Бирнәччә минут ичидә, дуканлар вә кона беналар арқа-арқидин өрүлүп чүшти. Нурғун адәм қорқуп кәткән. Көпинчилири икки минутчә давам қилди дейишиду. Мән үчүн узун давам қилған еди». Әгәр сизму шундақ қорқунчлуқ ишни баштин кәчүргән болсиңиз, шуни унтуп кетиш асан болмайду.
2 Һазир биз бир шәһәр яки дөләтни зил-зилигә кәлтүргән тәврәш әмәс, бәлки башқичә бир тәврәшни баштин кәчүрүватимиз. Бу тәврәш нәччә он жил мабайнида йәр йүзидики пүткүл әлләрни зил-зилигә селиватиду. Һагай пәйғәмбәр мошу тәврәш һәққидә бәшарәт ейтқан еди. У мундақ язған: «Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: Мән аз вақиттин кейин йәнә асман-зимин, деңиз-океан вә қуруқлуқни зил-зилигә кәлтүримән» (Һагай 2:6, КТ).
3. Символлуқ зил-зилигә кәлтүрүш билән удул мәнадики йәр тәврәшниң қандақ охшимаслиғи бар?
3 Һагай пәйғәмбәр тилға алған зил-зилигә кәлтүрүш йәр йүзини вәйранчилиққа салидиған удул мәнадики йәр тәврәш әмәс. Бәлки, адәмләргә яхшилиқ елип келидиған зил-зилигә селиш. Йәһва Худа Өзи бизгә шундақ дәйду: «Мән барлиқ әлләрни тәвритимән; нәтиҗидә әлләрниң сәрхил әтивар нәрсилири елип келиниду. Мән мошу өйни шан-шәрәпкә толдуримән» (Һагай 2:7, КТ). Бу бәшарәт Һагай пәйғәмбәрниң заманида яшиғанлар үчүн қандақ әһмийәткә егә болған? Биз үчүн бүгүнки күндә қандақ әһмийити бар? Һазир мошу соалларниң җававини тапимиз вә бүгүнки күндә хәлиқләрни зил-зилигә салидиған паалийәткә өз һәссимизни қандақ қошалайдиғанлиғимизни мулаһизә қилимиз.
ҺАГАЙНИҢ ЗАМАНИДИКИ КИШИГӘ ТӘСӘЛЛИ БЕРИДИҒАН ХӘВӘР
4. Йәһва Худа немә үчүн Өз хәлқигә Һагай пәйғәмбәрни әвәткән?
4 Һагай пәйғәмбәр Худадин муһим бир вәзипини тапшурувалған. Шуниңдин бурун, немә иш йүз бәргәнлигини ойлап бақайли. Миладидин илгирики 537-жили Худа хәлқи Бабилдики әсирликтин қутулуп, Йерусалимға қайтқанда, Һагай пәйғәмбәр шуларниң арисида болған болуши мүмкин. Йерусалимға қайтип келип узун өтмәй, садиқ ибадәт қилғучилар Йәһва Худаниң ибадәтханисиниң һулини селишқа башлиған (Әзра 3:8, 10). Бирақ көп өтмәй кишини үмүтсизләндүргән иш йүз бәргән. Әтраптики башқа хәлиқләр уларни қорқутқач, қурулуш иши тохтап қалған (Әзра 4:4; Һагай 1:1, 2). Шуңа миладидин илгирики 520-жили, Худа Өз хәлқиниң ибадәтхана қурулушини тамамлиши үчүн Һагай пәйғәмбәрни әвәтип, уларниң қизғинлиғини вә җасаритини ойғатқан b (Әзра 6:14, 15).
5. Немә үчүн Һагайниң сөзлири Худа хәлқигә күч-мәдәт бәргән?
5 Худаниң Һагай пәйғәмбәрни әвәтишниң мәхсити Өз хәлқигә сөзлирини йәткүзүп, уларниң иман-етиқадини күчәйтиш еди. Пәйғәмбәр қорқуп кәткән хәлиқкә мону сөзләрни җасарәт билән йәткүзгән: «Җасарәтлик бол; зиминдики барлиқ хәлиқ, җасарәтлик болуп ишләңлар, — дәйду Пәрвәрдигар. — чүнки Мән силәр билән биллидурмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар!» (Һагай 2:4, КТ) Қудрәтлик Сәрдар Йәһваниң бу сөзлири чоқум уларға күч-мәдәт бәргән. Униң қол астида нурғунлиған күчлүк пәриштиләр қошуни бар. Шуңа йәһудийлар мувәппәқийәт қазиниш үчүн чоқум Униңға тайиниши керәк еди.
6. Һагай пәйғәмбәрниң зил-зилигә селиш һәққидики бәшаритиниң нәтиҗиси қандақ болған?
6 Йәһва Худа Һагай пәйғәмбәрни пүткүл әлләрни зил-зилигә салидиған бир символлуқ тәвритиш һәққидики хәвәрни йәткүзүшкә әвәткән. Йәһва шу заманда нурғун әлләрни бесивалған Парс империясини тәвритидиғанлиғи һәққидә хәвәр бәргән. Қорқуп кетип ибадәтхана қурулушини тохтатқанлар үчүн бу вәһий илһам вә күч-мәдәт болған. Шу тәвритишниң нәтиҗиси қандақ болған? Авал Худаниң хәлқи ибадәтхана қурулушини пүтәргән. Кейин шу қайта тикләнгән ибадәтханида йәһудий әмәсләрму Йәһва Худаға ибадәт қилишқа башлиған. Бу хәвәр чоқум Худаниң хәлқигә илһам вә күч-мәдәт бәргән (Зәк. 8:9).
БҮГҮНКИ КҮНДӘ ЙӘР ЙҮЗИНИ ЗИЛ-ЗИЛИГӘ СЕЛИВАТҚАН ВӘЗ ХИЗМИТИ
7. Бүгүнки күндә дунияни зил-зилигә кәлтүридиған қандақ хизмәткә қатнишиватимиз? Чүшәндүрүң.
7 Һагайниң бәшарәтлири биз үчүн бүгүнки күндә қандақ әһмийәткә егә? Йәһва Худа йәнә бир қетим барлиқ әлләрни зил-зилигә кәлтүриватиду. Бу ишқа бизму қатнишиватимиз. Буни ойлап көрүң: 1914-жили Йәһва асмандики Падишалиғиниң падишаси сүпитидә Әйса Мәсиһни тиклигән (Зәб. 2:6). Худа Падишалиғиниң тиклиниши бу дуния һөкүмранлар үчүн яман хәвәр болған. Бу немини билдүриду? Бу Йәһва Худа ят әлләргә «бәлгүләп бәргән вақит» ахирлашқанлиғини билдүриду. Башқичә қилип ейтқанда, шу бәлгүләнгән мәзгилдә Йәһваға вәкиллик қилидиған һөкүмран болмиған (Луқа 21:24). Буниңдин шуни ениқ көрүвалимизки, болупму 1919-жилдин бу ян Худаниң хәлқи башқиларға Униң Падишалиғи инсанлар үчүн бирдин-бир үмүт екәнлигини вәз қилип келиватиду. Бу Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрниң вәз қилиниши пүткүл дунияни тәвритип, зил-зилигә кәлтүриватиду (Мәт. 24:14).
8. Зәбур 2:1—3 айәтләргә асасланғанда, көпинчә әлләр бу хәвәргә қандақ инкас қайтуриду?
8 Бу хәвәргә адәмләр қандақ инкас қайтурди? Көпинчиси рәт қилди (Зәбур 2:1—3ни оқуң). Нурғун әлләрниң хәлқи буниңдин беарам болди. Улар Йәһва Худа тәйинлигән һөкүмранни қобул қилишни рәт қилиду. Биз йәткүзүватқан Падишалиқ хәвирини улар хуш хәвәр дәп қаримайду. Демәк, бәзи һөкүмәтләр вәз хизмитини мәнъий қиливатиду. Һәтта нурғун әлләрниң һөкүмранлири өзини Худаға хизмәт қиливатимиз дәп җакалисиму, улар өзлириниң тәсир күчи вә һоқуқидин ваз кечишни халимайду. Шуңа Әйсаниң заманидики һөкүмранларға охшаш, улар бүгүнки күндиму Худа тәйинлигән Мәсиһкә қарши чиқип, униң әгәшкүчилиригә зиянкәшлик қилиду (Әлч. 4:25—28).
9. Худа әлләрниң сәлбий инкасиға қандақ җавап қайтуриду?
9 Йәһва Худа әлләрниң сәлбий инкасиға қандақ җавап қайтуриду? Зәбур 2:10—12 шундақ дәйду: «Демәк, шаһлар, әқилгә кириңлар, йәр һакимлири, түзилиңлар! Йәһваға қорқунуч ичрә хизмәт қилиңлар, Әймиништә хошаллиқ тепиңлар. Оғлини һөрмәтләңлар! Шунда У ғәзәпләнмәйду вә йоллириңларда йоқимайсиләр. Сәвәви, Униң қәһри йеқинда яниду вә Униңға ишәнгәнләр нәқәдәр бәхитликтур!» Меһир-шәпқәтлик Худа әшу қаршилашқучиларға тоғра қарар чиқириш үчүн бир мәзгил вақит бериду. Улар һелиһәм әқлини тепип, Йәһваниң Падишалиғини қобул қилалайду. Амма бәлгүләнгән вақит тошай дәп қалди, чүнки биз бу дуния түзүлмисиниң әң ахирқи күнлиридә яшаватимиз (Тим. 2-х. 3:1; Йәшая 61:2). Демәк бүгүнки күндә һәқиқәтни билип, Йәһва Худаға ибадәт қилиштинму әң җиддий иш йоқ.
БУ ТӘВРИТИШКӘ ҚАЙТУРҒАН ИҖАБИЙ ИНКАС
10. Һагай 2:7—9 айәтләрдә тәвритип зил-зилигә кәлтүрүш хизмитигә адәмләрниң қандақ иҗабий инкас қайтуридиғанлиғи тәсвирләнгән?
10 Һагай бәшарәт қилған тәвритип зил-зилигә кәлтүрүш бәзи адәмләргә иҗабий тәсир қилиду. Һагай бу тәвритишниң нәтиҗисидә Худаға ибадәт қилиш үчүн пүткүл әлләрниң мал дунияси [йәни сәмимий кишиләр] ибадәтханиға елип келиниду дегән c (Һагай 2:7—9ни оқуң). Ахирқи заманниң күнлиридә йүз беридиған ишлар һәққидә Йәшая вә Мика пәйғәмбәрләрму бәшарәт қилған (Йәшая 2:2—4; Мика 4:1, 2).
11. Бир бурадәр тунҗа қетим Худа Падишалиғи һәққидә хәвәрни аңлиғанда қандақ инкас қайтурған?
11 Дуниявий баш идаридә хизмәт қилидиған Кен исимлиқ бурадәргә йәр йүзини зил-зилигә салған хәвәр қандақ тәсир қилғанлиғини көрүп бақайли. У 40-жил бурун Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни аңлиған пәйтни һазирму ениқ әсләйду. Кен мундақ дәйду: «Тунҗа қетим Муқәддәс китаптин һәқиқәт сөзини аңлиғанда, бизниң бу дунияниң түзүлмисиниң әң ахирқи күнлиридә яшаватқанлиғимизни билип, бәкму хошал болған едим. Мән Худаниң мақуллишиға вә мәңгү һаятқа еришиш үчүн бу өзгирип туруватқан дунияни ташлап, Худа тәрәптә мәһкәм турушим керәклигини чүшәнгән едим. Мән дәрһал Йәһваға дуа қилип шундақ қилдим. Мән бу дунияни ташлап панагаһ тепиш үчүн һечким тәвритәлмәйдиған Худа Падишалиғиға кечип бардим».
12. Бу ахирқи күнләрдә Йәһва Худаниң роһий ибадәтханиси қандақ шан-шәрәпкә толған?
12 Йәһва Худа Өз хәлқини бәрикәтләп келиватқанлиғи наһайити ениқ. Бу ахирқи күнләрдә Униңға ибадәт қилидиғанларниң сани көпийиватқанлиғини көрүватимиз. 1914-жили биз пәқәт бирқанчә миң киши едуқ. Һазир Яратқучи Йәһваға қизғинлиқ билән ибадәт қиливатқанларниң сани сәккиз миллиондин көпирәк. Униңдин башқа, һәр жили Хатириләш мәрасимиға миллионларчә адәмләр қатнишиватиду. Йәһваниң пак ибадәт орунлаштурушиға мас Униң роһий ибадәтханисиниң йәр йүзидики һойлиси әлләрниң мал-дунияси билән тошти. Шу кишиләр өзгиришләрни қилип, Худаниң ирадисигә мас көзқарашни вә есил пәзиләтләрни йетилдүрүш арқилиқ Худаниң исмини улуқлаватиду (Әфәс. 4:22—24).
13. Пак ибадәт қилғучиларниң көпийиши нәтиҗисидә қайси башқа бәшарәтләр әмәлгә ашқан? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
13 Пак ибадәтниң гүллиниши йәнә башқа бәшарәтләрниң әмәлгә ашқанлиғини көрсәткән. Шуларниң бирини Йәшая китавидин оқалаймиз: «Сәбий бала болса миңға, әң кичиги болса улуқ әлгә айлиниду, Мәнки Пәрвәрдигар буларни өз вақтида тездин әмәлгә ашуримән» (Йәшая 60:22, КТ). Худаға һәқ ибадәт қилғучиларниң көпийишигә әгишип, әҗайип ишлар йүз бериватиду. Әлләрниң мал-дунияси, йәни адәмләр өз маһарәтлирини вә қабилийәтлирини ишлитип, Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилиш ишиға қатнишиш үчүн пидакарлиқ роһини көрситиватиду. Нәтиҗидә, Йәһваниң хәлқи Йәшуа пәйғәмбәр әлләрниң сүти сүпитидә тәсвирлигән маһарәтләрни ишлитиватиду (Йәшая 60:5, 16). Шу қиммәтлик байлиққа охшаш әр вә аялларниң ярдимидә вәз қилиш хизмити 240тин көпирәк мәмликәттә елип бериливатиду вә 1000дин артуқ тилда Муқәддәс китапқа асасланған материаллиримиз нәшир қилиниватиду.
ҚАРАР ҚИЛИШ ПӘЙТИ
14. Адәмләр һазир қандақ қарар қилиши керәк?
14 Бу заманниң ахирқи күнлиридә әлләрни тәвритип зил-зилигә селиш кишиләрни қарар чиқиришқа мәҗбурлаватиду. Улар Худа Падишалиғини қолламду яки бу дуниядики һөкүмәткә ишәнч бағламду? Бу барчә инсан дуч келидиған бир таллаш. Гәрчә Йәһваниң хәлқи өзи яшаватқан дөләттики һөкүмәтләрниң қануниға бойсунсиму, бу дунияниң сәясий ишлирида пүтүнләй бетәрәпликни сақлайду (Рим. 13:1—7). Улар инсанийәтниң қийинчилиқлирини пәқәт Худа Падишалиғи һәл қилалайдиғанлиғини билиду. Шу Падишалиқ бу дуниядин әмәс (Йоһ. 18:36, 37).
15. Вәһий китавида Худа хәлқиниң садақәтмәнлиги қандақ синилидиғанлиғи тәсвирләнгән?
15 Вәһий китавида ахирқи заман күнлиридә Худа хәлқиниң садақәтмәнлиги синилидиғанлиғи тәсвирләнгән. Шу синақта қаттиқ қаршилиққа вә зиянкәшликкә учраймиз. Бу дуниядики һөкүмәтләр биздин өзлиригә чоқунушни тәләп қилиду. Амма, уларни қоллап-қувәтләшни рәт қилғинимиз үчүн улар бизгә зиянкәшлик қилиду (Вәһ. 13:12, 15). Вәһий китавида кәлгүсидә һөкүмәтләрниң немә қилидиғанлиғи һәққидә мундақ бәшарәт йезилған: «У һәммә адәмләрни — әрзимәс вә улуқларни, бай вә кәмбәғәлләрни, азатлар вә қулларни — оң қолиға вә маңлийиға бәлгүни қобул қилишқа мәҗбурлаватиду» (Вәһ. 13:16). Қедимки заманда қулларға кимниң қуллири екәнлигини көрситидиған бәлгүләр селинған. Шуниңға охшаш, бүгүнки күндә кишиләрниң қоллирида вә пешанилирида кимни қоллайдиғанлиғини көрситидиған символлуқ мәнадики бир бәлгү болуши керәк. Һөкүмәтләр һәрбир кишиниң ой-пикри вә иш-һәрикәтлиридә қайси сәясий түзүмни қоллайдиғанлиғини көрситишини халайду.
16. Немә үчүн кечиктүрмәй һазирниң өзидә Йәһва Худаға болған садақәтмәнлигимизни мустәһкәмлишимиз керәк?
16 Сиз символлуқ бәлгүни урғузуп, сәясий һөкүмәтләрни қолламсиз? Шу бәлгүни урғузушни рәт қилғанлар қийинчилиқларға, һәтта ховуп-хәтәргә дуч келиду. Сәвәви Вәһий китавида мундақ чүшәндүрүлгән: «Бәлгү... бесилғанлардин башқа һечким бир нәрсә сетивалалматти яки саталматти» (Вәһ. 13:17). Бирақ Вәһий 14:9, 10-айәтләрдә, бәлгү урғузғанларниң ақивети қандақ болидиғанлиғи тәсвирләнгәнлигини Худа хәлқи ениқ билиду. Улар қоллириға әшу символлуқ бәлгүни урғузушниң орниға, «Пәрвәрдигарға тәвәмән» дегән сөзләрни символлуқ қоллириға язғузиду (Йәшая 44:5, КТ). Демәк, һазир дәл Йәһва Худаға болған садақәтмәнлигимизни мустәһкәмләшниң пәйти. Шундақ қилсақ, Йәһва Өзигә мәнсүп екәнлигимизни хошаллиқ билән җакалайду.
ӘҢ АХИРҚИ ТӘВРИТИШ
17. Йәһва Худаниң сәвир-тақити һәққидә немини әстә сақлишимиз керәк?
17 Йәһва Худа бу заманниң ахирқи күнлиридә көп сәвир-тақәт көрситип келиватиду. У һечкимниң һалак болушини халимайду (Пет. 2-х. 3:9). Шуңа У барлиқ инсанларниң товва қилип, Униңға ибадәт қилиш йолини таллиши үчүн вақит бериватиду. Бирақ Униң сәвир-тақитиниңму чеки бар. Мошу пурсәтни рәт қилғанлар худди Мусаниң заманидики пирәвнгә охшаш ақивәткә дучар болиду. Йәһва Худа пирәвнгә мундақ дегән: «Мән навақ қолумни узартип, сени вә хәлқиңни ваба билән уҗуқтураттим вә сән йәрдин йоқилаттиң. Лекин Мән сени тирик қойғинимниң сәвәви, саңа Өз қудритимни намайән қилишим вә Мениң исмим пүткүл йәр йүзидә җакалиниши үчүндур» (Чиқ. ). Ахирида барчә хәлиқләр Йәһваниң бирдин-бир һәқ Худа екәнлигини тонуп йетиду ( 9:15, 16Әзәк. 38:23). Бу ишлар қандақ йүз бериду?
18. а) Һагай 2:6, 20—22 айәтләрдә йәрни қандақ башқа шәкилдә тәвритип зил-зилигә кәлтүрүш тәсвирләнгән? ә) Һагайниң сөзлириниң кәлгүсидә әмәлгә ашидиғанлиғини қәйәрдин билимиз?
18 Һагай пәйғәмбәр өлүп нәччә йүз жиллардин кейин, әлчи Паул Һагай 2:6, 20—22 (Оқуң) айәтләрдики сөзләрниң кәлгүсидә әмәлгә ашидиғанлиғи һәққидә ибранийларға язған хетидә көрсәткән: «“Йәнә бир қетим йәрнила әмәс, асманниму силкиймән”,— дәп вәдә қиливатиду. “Йәнә бир қетим”, дегән сөзләр силкинмәйдиған нәрсә қелиши үчүн, силкиниватқанниң, йәни яритилғанниң йоқ қилинишини көрситиватиду» (Ибр. 12:26, 27). Бу қетимлиқ тәвритиш, Һагай 2:7-айәттә тилға елинған тәвритишкә охшимайду. Бу қедимки тәвритиш келәчәктә Йәһваниң һөкүмранлиқ һоқуқини етирап қилишни рәт қилғанларниң, пирәвнгә охшаш мәңгүлүк һалақ қилинидиғанлиғини билдүриду.
19. Немә өз орнида тәврәнмәй туриду вә буни қәйәрдин билимиз?
19 Әң ахирқи тәвритип зил-зилигә кәлтүрүштә немә өз орнида тәврәнмәй туриду? Паул сөзини давам қилип мундақ язған: «Шуңлашқа тәврәнмәс падишалиқни алидиғинимизни билип, келиңлар, кәлгүсидиму мол меһирликни тутуп жүрәйли, униң түпәйлидин биз Худаға муқәддәс хизмитимизни Униңға лайиқ, әйминиш һәм титрәш һалда қилалаймиз» (Ибр. 12:28). Бу ахирқи тәвритип зил-зилигә кәлтүрүштин кейин, пәқәт Худа Падишалиғила мәвҗут болуп туриду. У өз орнида тәврәнмәй мәңгү туриду! (Зәбур 110:5, 6; Даниял 2:44)
20. Адәмләр қандақ таллашқа дуч келиду вә биз уларға қандақ ярдәм берәләймиз?
20 Һазир вақит аз қалди! Адәмләр чоқум бир талаш қилиши керәк. Улар мошу дунияниң әқлигә әгишип, һаят кәчүрүшни талиса, улар һалақ қилиниду. Амма улар Худаниң ирадисигә мас яшаш үчүн һаятида өзгәртишләрни қилип, Униңға ибадәт қилишни талиса, мәңгүлүк һаятлиққа еришиду. Ундақта биз кишиләрниң бу муһим қарарни чиқиришиға қандақ ярдәм берәләймиз? (Ибр. 12:25) Буни Худа Падишалиғи тоғрилиқ вәз қилиш арқилиқ қилалаймиз. Шуңа давамлиқ қизғинлиқ билән байлиққа охшаш қәдир-қиммәтлик кишиләрниң Худа Падишалиғини етирап қилишиға ярдәм берәйли. Униңдин башқа, биз Әйсаниң мошу сөзлирини әстин чиқармайли: «Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәр пүткүл йәр йүзи бойичә барлиқ хәлиқләргә гувалиқ үчүн вәзә қилиниду, мана шу чағда ахир келиду» (Мәтта 24:14).
31-НАХША Биз — Йәһва гувачилири
a Һагай 2:7 һәққидики йеңи чүшәнчини көрүп чиқимиз. Пүткүл дунияни тәвритип, хәлиқләрни зил-зилигә салидиған әҗайип хизмәткә өз һәссимизни қандақ қошалайдиғанлиғимизни үгинимиз. Барчә инсанларни зил-зилигә салидиған вәз ейтиш паалийитигә бәзилириниң иҗабий, йәнә бәзилириниң сәлбий инкас қайтуридиғанлиғиниму көрүп чиқимиз.
b Биз Һагайниң Худа тапшурған вәзипини толуқ орунлиғанлиғини билимиз, сәвәви миладидин илгирики 515-жили ибадәтхана қурулуши пүтүнләй тамамланған.
c Бу йеңи бир чүшәнчә. Илгири биз пүткүл әлләрни тәвритип зил-зилигә селиш арқилиқ Йәһва Худа сәмимий кишиләрни Өзигә җәлип қилмиған дегән едуқ. Күзитиш Мунари 2006-жил, 15-май санидики, «Оқурмәнләрниң соаллири» дегән сәһипигә қараң.
d СҮРӘТТӘ: Һагай хәлиқни қизғинлиқ билән ибадәтхана қурулушини түгитишкә дәвәт қиливатиду. Бүгүнки күндә Худа хәлқи Падишалиқ хуш хәвирини қизғинлиқ билән җакалаватиду. Бир җүп пүткүл дунияни тәвритип зил-зилигә кәлтүридиған ахирқи тәвритиш һәққидә кишиләргә хәвәр йәткүзүватиду.