8-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Нәсиһитиңиз көңүлни хошал қиламду?
«Зәйтун мейи билән хушпурақ исриқ жүрәкни хуш қилиду, шундақла һәрким үчүн дилкәш сәмимий мәслиһәт беридиған ағиниси» (ПӘНД Н. 27:9).
53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш
БУ МАҚАЛИДӘ *
1, 2. Бир бурадәр мәслиһәт бериш һәққидә қандақ саваққа егә болған?
НУРҒУН жиллар илгири, икки ақсақал дайим җамаәт жиғилишиға қатнашмайдиған бир қериндашни йоқлап барған. Ақсақаллардин бири Муқәддәс китаптин бәзи айәтләрни көрситип, қериндашни жиғилишқа қатнишишқа илһамландурған. Шу ақсақал бу қериндашни илһамландурдуқ дәп ойлиған. Амма улар қайтиш алдида, ойлимиған йәрдин қериндаш уларға: «Мениңдин қандақ қийинчилиғиңиз бар? Күнлириңиз қандақ өтүватиду дәп сорап қоймайсиләрғу?»— дегән. Ақсақаллар шу қериндашниң һал-әһвали вә қийинчилиқлири һәққидә соримастин, нәсиһәтләрни бәргән еди. Нәтиҗидә, шу қериндаш ақсақалларниң нәсиһитини пайдисиз дәп қариған.
2 Шу қериндашқа айәтләрни көрсәткән ақсақал әсләп мундақ дәйду: «Мән дәсләптә бу қериндаш нәсиһәт үчүн миннәтдар болмиди дәп ойлидим. Амма әстаидил ойланғандин кейин, мән тегишлик барлиқ айәтләрни көрсәткән болсамму, амма сорашқа тегишлик «Йеқиндин бу ян қандақ әһвалиңиз? Мән сизгә қандақ ярдәм берәләймән?» дегәндәк соалларни соримиғанлиғимни тонуп йәттим. Шу ақсақал буниңдин қиммәтлик саваққа егә болған. У һазир интайин көйүмчан падичи вә қериндашларға көп ярдәм бериду.
3. Җамаәттә ким мәслиһәт бериши керәк?
3 Падичилар сүпитидә, ақсақалларниң зөрүр тепилғанда қериндашларға нәсиһәт бериш мәсъулийити бар. Бирақ җамаәттики башқа етиқатчиларму башқиларға нәсиһәт бериши керәк. Мәсилән, биз достлиримизға Муқәддәс китапқа асасланған бәзи нәсиһәтләрни беришимиз мүмкин (Зәб. 141:5; Пәнд н. 25:12). Пишип йетилгән йеши чоңирақ қериндаш, яширақ қериндашларға Титқа 2:3—5 айәтләрдә тилға елинған ишлар һәққидә мәслиһәт берәләйду. Буниңдин башқа, ата-анилар дайим пәрзәнтлиригә нәсиһәт қилип, тоғра-хатани пәриқләндүрүшни үгитиши лазим. Демәк, бу мақалә асаслиғи ақсақаллар үчүн йезилған болсиму, биз һәммимизгә пайдилиқтур. Улар әмәлий, илһам беридиған вә көңүлни көтиридиған усулда нәсиһәт беришни үгинишимизгә ярдәм бериду (Пәнд н. 27:9).
4. Бу мақалидә қайси соални муһакимә қилимиз?
4 Бу мақалидә нәсиһәт бериш һәққидә төрт соални муһакимә қилимиз: 1) Нәсиһәт бериштики мәхсәт немә? 2) Һәқиқәтән нәсиһәт бериш зөрүрму? 3) Нәсиһәтни ким бериши керәк? 4) Қандақ усулда үнүмлүк нәсиһәт берәләйсиз?
НӘСИҺӘТ БЕРИШТИКИ МӘХСӘТ НЕМӘ?
5. Немә үчүн ақсақаллар меһир-муһәббәт билән нәсиһәт бәрсә башқилар уни асанирақ қобул қилалайду? (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 7)
5 Ақсақаллар етиқатчи қериндашлирини яхши көриду. Улар хата йолға меңишқа башлиған биригә нәсиһәт бериш арқилиқ, өзлириниң сөйгү-муһәббитини ипадиләйду (Гал. 6:1). Лекин ақсақал биригә нәсиһәт қилиштин илгири, Паулниң меһир-муһәббәт һәққидә ейтқан мону сөзлирини ойлап көрсә яхши болиду: «Меһир-муһәббәт узақ сәвирлик һәм меһривандур... һәммигә бәрдашлиқ бериду, һәммигә ишиниду, һәммә нәрсигә үмүтлиниду, һәммини тәқабил чидайду» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 7ни оқуң). Бу айәтләр һәққидә чоңқур ойлиниш ақсақалларниң мәслиһәт бериштики мәхсити немә екәнлигини тәкшүрүшигә вә қериндишиға сөйгү-муһәббәт билән нәсиһәт беришигә ярдәм бериду. Нәсиһәтни аңлиғучи ақсақалниң ғәмхорлуғини һис қилса, у нәсиһәтни асанирақ қобул қилиду (Рим. 12:10).
6. Паул қандақ яхши үлгә қалдурған?
6 Әлчи Паул ақсақаллар үчүн яхши үлгә қалдурған. Мәсилән, Салоникидики қериндашларға нәсиһәт бериш зөрүр болғанда, Паул уларға нәсиһәт бериштин иккилинип қалмиған. Амма уларға язған хәтлиридә, Паул алди билән уларниң етиқади, әҗир-меһнити вә сәвирчанлиғини махтиған еди. Униңдин башқа, у уларниң әһвали һәққидә ойлинидиғанлиғини, турмушиниң җапалиқ екәнлигини вә зиянкәшликкә бәрдашлиқ бериватқанлиғини билидиғанлиғини ейтқан (Сал. 1-х. 1:3; Сал. 2-х. 1:4). Паул һәтта уларниң башқа йәрдики Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн яхши үлгә екәнлигини ейтқан (Сал. 1-х. 1:8, 9). Паул чин қәлбидин уларни махтиғанда, улар чоқум бәк хошал болғанду, һә! Шәк-шүбһисизки, Паул қериндашлирини бәк яхши көргән. Шу сәвәп, униң Салоникилиқларға язған һәр иккила хетидики нәсиһәт сөзлири қериндашлириниң қәлбигә чоңқур тәсир қилған (Сал. 1-х. 4:1, 3—5, 11; Сал. 2-х. 3:11, 12).
7. Немә үчүн бәзи кишиләр нәсиһәткә сәлбий инкас қайтуриду?
7 Әгәр тоғра усулда нәсиһәт бәрмисәк немә иш болуши мүмкин? Тәҗрибилик бир ақсақал мундақ дәйду: «Бәзиләр берилгән нәсиһәттә хаталиқ болғини үчүн әмәс, бәлки нәсиһәтниң берилиш усули уларни беарам қилғанлиғи үчүн сәлбий инкас қайтуриду». Буниңдин немини үгинәләймиз? Әгәр биз аччиқлинип әмәс, бәлки меһир-муһәббәт билән көйүнүп нәсиһәт бәрсәк, нәсиһәтни аңлиғучи уни асанирақ қобул қилиду.
ҺӘҚИҚӘТӘН МӘСЛИҺӘТ БЕРИШ ЗӨРҮРМУ?
8. Ақсақал биригә мәслиһәт бериш яки бәрмәсликни қарар қилиштин авал, өз-өзидин қайси соалларни сорап көрүши керәк?
8 Ақсақал башқиларға нәсиһәт беришкә алдиримаслиғи керәк. У нәсиһәт бериштин бурун, өз-өзидин чоқум мундақ сорап көрсә болиду: «Мән растинла бир нәрсә дейишим керәкму? У һәқиқәтән бир ишни хата қилдиму? Униң қилғини Муқәддәс китапқа зитму яки шу ишқа қарита униң көзқариши билән мениң көзқаришим арисида пәриқ барму?» Ақсақаллар ойлимай алдирап сөзләштин сақланса, дана иш қилған болиду (Пәнд н. 29:20). Әгәр ақсақал бир кишиниң Муқәддәс китап принциплириға хилаплиқ қилған-қилмиғанлиғи вә униңға нәсиһәт бериш-бәрмәслик һәққидә иккиләнсә, у башқа бир ақсақал билән мәслиһәтләшсә болиду (Тим. 2-х. 3:16, 17).
9. Әгәр бир кишиниң кийиниши вә ясиниши тоғрисида мәслиһәт бәрмәкчи болсақ, Паулдин немини үгинәләймиз? (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10)
9 Мундақ вәзийәтни тәсәввур қилип бақайли. Мәсилән, әгәр ақсақал мәлум бир етиқатчиниң кийинишидә мәсилә бар дәп қариса, у алди билән өз-өзидин: «Мениң нәсиһәт беришимгә Муқәддәс китапқа асасланған сәвәвим барму?»— дәп сорап көрсә болиду. Шу ақсақал өзиниң шәхсий көзқаришини ейтиштин сақлиниш үчүн, башқа бир ақсақал яки пишип йетилгән етиқатчидин көзқарашлирини сориса болиду. Улар бирликтә Паулниң кийиниш вә ясиниш һәққидики нәсиһәт сөзлиригә қарап чиқиду (Тимотийға 1-хәт 2:9, 10ни оқуң). Паул кийиниш һәққидә бәзи муһим қаидә-принципларни оттуриға қойған. Амма немә болиду яки немә болмайду дәп узун бир тизимликни түзмигән. Әксинчә, Мәсиһ әгәшкүчилирини мувапиқ, әхлақлиқ вә яришимлиқ кийинишкә дәвәт қилған. У Мәсиһ әгәшкүчилири Муқәддәс китап принциплириға зит болмисила, өз хаһишиға асасән қандақ кийинишни таллиялайдиғанлиғини тонуп йәткән еди. Бир кишиниң кийиниши һәққидә мәслиһәт бериш-бәрмәсликни қарар қилиштин авал, ақсақаллар шу кишиниң әхлақлиқ, яришимлиқ кийингән-кийинмигәнлиги һәққидә охшаш бир пикиргә келиши керәк.
10. Башқиларниң чиқарған қарарини һөрмәтләшкә немә ярдәм бериду?
10 Шуни әстә тутуш бәк муһимки, пишип йетилгән икки етиқатчи охшаш бир ишқа пәриқлиқ көзқарашта болуши мүмкин. Амма бу уларниң бириниң тоғра, йәнә бириниң хата екәнлигини билдүрмәйду. Биз өзүмизниң тоғра-хатаға болған көзқаришини башқиларға зорлап таңмаслиғимиз керәк (Рим. 14:10).
НӘСИҺӘТНИ КИМ БЕРИШИ КЕРӘК?
11, 12. Нәсиһәт беришкә тоғра кәлсә, ақсақаллар қандақ соаллар үстидә ойлиниши керәк вә немә үчүн?
11 Әгәр нәсиһәт бериш зөрүр болса, ундақта нәсиһәтни ким бериши керәк? Мәсилән, бир той қилған аял қериндаш яки кичик балиға нәсиһәт беришкә тоғра кәлсә, алди билән буни аилә беши билән мәслиһәтлишиш керәк *. Бәлким, аилә беши бу мәсилини өзи бир тәрәп қилалиши яки ақсақал нәсиһәт бәргәндә, аилә бешиму шу йәрдә болушни халайдиғанду. Үчинчи абзацта тилға алғандәк, бәзи әһвалларда йеши чоңирақ қериндаш яширақ қериндашқа нәсиһәт бәрсә, техиму мувапиқ болиду.
12 Униңдин башқа, ақсақаллар: «Бу нәсиһәтни мән бәрсәм яхшиму яки башқилар бәрсә яхширақ боламду?»— дәп ойлап көрсә болиду. Бәлким, башқа бири бәрсә, техиму мувапиқ болуши мүмкин. Мәсилән, өзини әрзимәс, төвән көридиған бирсигә, илгири шундақ һис-туйғулар билән күрәш қилған бир ақсақал нәсиһәт бәрсә, шу киши нәсиһәтни асанирақ қобул қилиши мүмкин. Шундақтиму, охшаш ишни баштин өткүзгән болсун яки болмисун, улар зөрүр тепилғанда, барлиқ ақсақаллар нәсиһәт бериши керәк. Чүнки Муқәддәс китапта ақсақалларниң қериндашларни илһамландуруш вә нәсиһәт бериш мәсъулийити барлиғи йезилған.
ҚАНДАҚ УСУЛДА ҮНҮМЛҮК НӘСИҺӘТ БЕРӘЛӘЙСИЗ?
13, 14. Немә үчүн ақсақаллар башқиларни диққәт билән аңлиши керәк?
13 Аңлашқа тәйяр туруң. Ақсақал башқиларға нәсиһәт бәрмәкчи болғанда, өзидин мундақ сорап көрүши керәк: «Мән униң әһвалини чүшинимәнму? У қандақ турмуш кәчүрүватиду? Униң мән билмәйдиған қийинчилиқлири барму? У һазир немигә әң еһтияҗлиқ?»
14 Нәсиһәт бәргүчи чоқум Яқуп 1:19-айәттики мону принципни әстә сақлиши керәк: «Һәрқандақ адәм аңлашқа тез, сөзләшкә алдиримайдиған, ғәзәпкә алдиримайдиған болуши керәк». Бир ақсақал мән униң әһвали һәққидә һәммидин хәвәрдар дәп ойлиши мүмкин. Амма, растинла шундақму? Пәнд-нәсиһәтләр 18:13-айәт бизни мундақ агаһландуриду: «Ахириғичә тиңшимай, җавап бериш Уят билән қолайсизликни әкелиду». Бир кишиниң әмәлий әһвалини билиш үчүн әң яхшиси шу кишиниң өзидин беваситә сораш керәк. Биз сөзләштин бурун униң сөзлирини диққәт билән аңлишимиз лазим. Мақалиниң кириш қисмида тилға елинған ақсақал есиңиздиму? У қериндашни йоқлап барғанда, дәсләптә өзи тәйярлап кәлгән ой-пикир һәққидә ейтишниң орниға, униңдин: «Қандақ әһвалиңиз? Сизгә қандақ ярдәм берәләймән?»— дәп сориши керәклигини тонуп йәткән еди. Әгәр ақсақаллар вақит чиқирип әһвал егәллисә, қериндашлириға көпирәк ярдәм берип, уларни илһамландуралайду.
15. Ақсақаллар Пәнд-нәсиһәтләр 27:23-айәттики принципни қандақ қоллиналайду?
15 Пада билән яхширақ тонушуң. Мақалиниң бешида тилға елинғандәк, башқиларға үнүмлүк нәсиһәт бериш үчүн, бирқанчә айәтни оқуш, бир-икки тәклип-пикир яки мәслиһәтни бериш йетәрлик әмәс. Қериндашлиримиз бизниң уларға көңүл бөлидиғанлиғимизни, уларни чүшинидиғанлиғимизни вә уларға ярдәм қилишни халайдиғанлиғимизни һис қилиши лазим (Пәнд-нәсиһәтләр 27:23ни оқуң). Шуңлашқа ақсақаллар қериндашлар билән йеқин достлуқ орнитишқа пүтүн күчи билән тиришиши керәк.
16. Ақсақалларниң үнүмлүк нәсиһәт беришигә немә ярдәм бериду?
16 Ақсақаллар қериндашларға хата тәсират берип қоймаслиғи, йәни биз хаталиқ өткүзүп қойғандила ақсақаллар нәсиһәт бериш үчүн биз билән сөһбәтлишиду дегән ойға кәлтүрүп қоймаслиғи лазим. Буниң үчүн, улар дайим қериндашлири билән параңлишип туруши муһим. Болупму, қериндашлар қийинчилиққа йолуққанда, ақсақаллар сәмимий көңүл бөлүши керәк. Тәҗрибилик бир ақсақал мундақ дәйду: «Әгәр шундақ қилсиңиз, қериндашлириңиз билән йеқин достлуқ орнитисиз. Шуниң билән, нәсиһәт беришкә тоғра кәлгәндә, буни қилиш сизгә асан болиду. Шуниңдәк, нәсиһәт аңлиғучиму уни асанирақ қобул қилиду.
17. Ақсақаллар, болупму қайси вақитта сәвирчан вә меһрибан болуши керәк?
17 Сәвирчан вә меһрибан болуң. Әгәр бири дәсләптә Муқәддәс китаптики сөзләрни һаятида әмәлий қоллинишни халимиса, сәвирчан вә меһрибан болуң. Бәргән нәсиһәтни бир қериндаш дәрһал қобул қилмиса яки әмәлий қолланмиса, ақсақал һәргизму терикип аччиқланмаслиғи керәк. Әйса һәққидә Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Егилгән қомучни сундурмайду вә пилдирлиған чирақни өчәрмәйду» (Мәт. 12:20). Шуңа ақсақал шәхсий дуасида Йәһвадин шу киши өзиниң немә үчүн нәсиһәткә муһтаҗлиғини чүшинип йетишигә вә уни қобул қилишиға ярдәм беришни сориса болиду. Қериндашниң берилгән мәслиһәт үстидә ойлинишиға бираз вақит кетиши мүмкин. Әгәр ақсақал сәвирчан вә меһрибан болса, нәсиһәт аңлиғучи нәсиһәтниң берилиш усулиға анчә бәк көңүл бөлмәй, униң мәзмуниға диққәт ағдуриду. Әлвәттә, ақсақалларниң нәсиһити һәрдайим Муқәддәс китапқа асаслиниши керәк.
18. а) Нәсиһәт беришкә тоғра кәлгәндә, немини әстә сақлишимиз керәк? ә) Рамкидики рәсимдә ата-ана немә һәққидә сөзлишиватиду?
18 Өткүзгән хаталиғиңиздин үгиниң. Биз намукәммәл болғачқа, бу мақалидә берилгән мәслиһәтләрни мукәммәл дәриҗидә әмәлий қоллиналмайдиғанлиғимиз наһайити ениқ (Яқуп 3:2). Бәзи хаталиқларни өткүзимиз, бирақ шундақ қилсақ, хаталиқлардин өзүмизгә савақ елишқа тиришишимиз керәк. Әгәр қериндашлиримиз сөйгү-муһәббитимизни һис қилсила, еһтиятсизлиқтин уларниң көңлигә келидиған бирәр сөз яки бирәр ишни қилип қалсақму, улар бизни асанирақ кәчүриветиду (« Ата-анилар үчүн әскәртиш» дегән рамкиғиму қараң).
БИЗ НЕМИНИ ҮГӘНДУҚ?
19. Қериндашларниң көңлини қандақ хошал қилалаймиз?
19 Биз көрүп чиққинимиздәк, кишиләргә үнүмлүк нәсиһәт бериш асан әмәс. Биз намукәммәл, нәсиһәтни аңлиған кишиләрму мукәммәл әмәс. Шуңа бу мақалидә муһакимә қилған принципларни әстә сақлишимиз бәк муһим. Чоқум нәсиһәт бериштики мәхситимиз тоғра болуши керәк. Биз йәнә һәқиқәтән нәсиһәт бериш зөрүр яки әмәслиги вә нәсиһәтни ким бәрсә, әң мувапиқ болидиғанлиғи һәққидә ойлишимиз лазим. Нәсиһәт бериштин бурун, нәсиһәт аңлиғучидин бәзи соалларни сорап, сөзлирини диққәт билән тиңшаң. Шундила, униң қандақ қийинчилиқларға дуч келиватқанлиғини чүшинәләйсиз. Өзүңизни униң орниға қоюп, ойлап көрүң. Мулайим болуң, қериндашлар билән йеқин достлуқ мунасивәтни орнитиң. Есиңиздә болсунки, мәхситимиз пәқәт үнүмлүк нәсиһәт беришла әмәс, йәнә нәсиһәт аңлиғучиниң көңлини хошал қилиштур (Пәнд н. 27:9).
42-НАХША «Аҗизларға ярдәм қил»
^ Башқиларға нәсиһәт бериш һемишәм асан әмәс. Амма шундақ қилишқа тоғра кәлгәндә, башқиларға ярдәм берип, уларни илһамландуруш үчүн қандақ усулда нәсиһәт бәрсәк болиду? Бу мақалә, болупму, ақсақалларниң нәсиһәтни аңлиғучиларниң көңлини хуш қилидиған нәсиһәтләрни беришни үгинишигә ярдәм бериду.
^ «Күзитиш мунари», 2021-жил, февраль санидики «Җамаәттики башчилиққа болған көзқараш», дегән мақалигә қараң.