Сиз биләмсиз?
Немә үчүн қедимда исраиллар тойлуқ бериши керәк еди?
ҚЕДИМДА өйләнмәкчи болған жигит яки униң аилисидин бири қизниң ата-анисиға тойлуқ бериши зөрүр еди. Тойлуқ сүпитидә қиммәтбаһа буюм, мал-чарвилар яки пул бериләтти. Бәзидә жигит келинниң аилиси үчүн ишләп берәтти. Мәсилән, Яқуп Раһилә билән той қилиш үчүн йәттә жил ишләп беришкә тәйяр болған (Ярит. 29:17, 18, 20). Бу урп-адәтниң мәхсити немә?
Муқәддәс китап тәтқиқатчиси Карол Мейрес мундақ дәйду: «Аилидин бир әмгәкчиниң кетиши сәвәплик, аилиниң деханчилиқ ишлири асан болматти. Шуңа қиз үчүн тойлуқ берилиши зөрүр болған». Бундақ урп-адәт қудилар арисида уруқ-туққанлиқ мунасивәтни шәкилләндүрүп, улар бешиға күн чүшкәндә, бир-биригә яр-йөләк болалатти. Буниңдин башқа, тойлуқ бериш урп-адити уларниң чейи ичирилгәнлиги вә әнди қизни қоғдаш вә уни һимайә қилиш атисиниң әмәс, бәлки йолдишиниң мәсъулийити екәнлигини көрситәтти.
Тойлуқ бериш урп-адити — қизни сетиш яки сетивелишқа болиду дегәнни билдүрмигән. Бир китапта бу тоғрилиқ мундақ дәп йезилған: «Келинниң аилисигә мәлум миқдарда пул яки шуниңға тәң қиммәттә нәрсиләрни бериш, Исраил хәлқи арисида қизни сетивалғили болидиғандәк көрүнгән болуши мүмкин. Амма тойлуқ бериш келин үчүн төлинидиған һәқ әмәс, бәлки келинниң аилисидикиләр айрилип қалған әмгәк күчи үчүн төләнгән һәқ дәп қаралған» («Ancient Israel —Its Life and Institutions»).
Бүгүнки күндә бәзи дөләтләрдә кишиләрниң тойлуқ бериш урп-адити техи давам қилип кәлмәктә. Мәсиһий ата-ана тойлуқ беришни сориғанда, һәддидин зиядә көп тәләп қилмаслиғи лазим. Шу арқилиқ, уларниң ғәрәз уқидиған екәнлиги башқиларға аян болиду (Флп. 4:5; Кор. 1-х. 10:32, 33). Бундақ йол тутуп, улар пулпәрәс әмәслигини көрситиду (Тим. 2-х. 3:2). Униңдин башқа, Худаға ихласмән ата-ана көп тойлуқ тәләп қилмиса, жигит уни төләш үчүн тойни кечиктүрүшкә мәҗбур болмайду. Яки болмиса, жигит тәләп қилинған көп тойлуқни бериш үчүн таң сәһәрдин таки күн олтурғучә ишләймән дәп пионерлиқ хизмитидин ваз кечишкә мәҗбур болмайду.
Бәзи дөләтләрдә тойлуқ бериш қанун тәрипидин бәлгүлиниду. Бундақ вәзийәттә мәсиһий ата-анилар шу қанунға бойсуниду. Немә үчүн? Сәвәви Худа Сөзи Мәсиһ әгәшкүчилирини һөкүмәткә бойсунушқа, болупму Худаниң қанунлириға зит болмиған қанунларға бойсунушқа үндәйду (Рим. 13:1, ЙД; Әлч. 5:29).