Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

9-НАХША Алқишлаң Худайимиз Йәһвани!

«Йәһваниң исмини мәдһийиләңлар!»

«Йәһваниң исмини мәдһийиләңлар!»

«Йәһваниң қуллири Уни махтаңлар, Йәһваниң исмини мәдһийиләңлар!» (ЗӘБ. 113:1)

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Бу мақалидә немә бизни һәрбир пурсәттә Йәһваниң исмини улуқлашқа дәвәт қилидиғанлиғиниң сәвәплирини көрүп чиқимиз.

1, 2. Йәһваниң исмиға төһмәт қилинғанда, Униң қандақ һис-туйғуда болғанлиғини чүшинишкә немә ярдәм бериду?

 МУНДАҚ бир вәзийәтни тәсәввур қилиң. Сиз яхши көргән бири сиз тоғрилиқ башқиларға яман гәпләрни қилди. Буниң ялған ейтқанлиғини билисиз, лекин нурғун кишиләр ялған гәпкә ишиниду. Әң яман йери, бу ялған гәп-сөзләр тарқилип, башқиларму униңға ишинишкә башлайду. Шундақ әһвалда өзүңизни қандақ һис қилисиз? Әгәр әшу кишиләр билән болған мунасивитиңизгә вә нам-абройиңизға көңүл бөлидиған киши болсиңиз, бундақ ялғанчилиқ сизниң көңлүңизни интайин беарам қилиду. Шундақ әмәсму? (Пәнд н. 22:1)

2 Жуқурида тилға алған бу мисал Худаниң исмиға дағ тәккәндә, У қандақ һис-туйғуда болғанлиғини чүшинишимизгә ярдәм берәләйду. Униң пәриштилиридин бири тунҗа аял Һава аниға ялған ейтқан. Һава ана ялғанға ишәнгән. Бу ялғанчилиқ сәвәплик тунҗа әҗдадимиз Адәм ата билән Һава ана Йәһваға исиян көтәргән. Нәтиҗидә, гуна вә өлүм барлиқ инсанлар арисиға киргән (Ярит. 3:1—6; Рим. 5:12). Бүгүн биз бу дунияда көрүватқан барлиқ қийинчилиқлар, йәни өлүм, урушлар, азап-оқубәтләр Шәйтанниң Ерәм беғида тарқатқан ялғанчилиғи сәвәплик мәйданға кәлгән. Ундақта, Йәһва Худа бу ялғанчилиқни вә нәтиҗидә, пәйда болған яман ақивәтләрни көргәндә, көңли йерим болдиму? Шәк-шүбһисизки, йерим болған. Амма Йәһва аччиқланмайду вә нәпрәтләнмәйду. Әксинчә, У давамлиқ шат-хорамлиқни сақлайду (Тим. 1-х. 1:11).

3. Биздә қандақ пурсәт бар?

3 Шәйтанниң Яратқучи Йәһва тоғрисида ейтқанлириниң ялғанлиғини испатлашқа өз һәссимизни қошуш пурситимиз бар. Бу бир алаһидә шан-шәрәп. Униңдин башқа, биз мону буйруққа бойсунушимиз керәк: «Йәһваниң исмини мәдһийиләңлар!» (Зәб. 113:1) Биз буни Йәһва һәққидә һәқиқәтни сөзләш арқилиқ қилалаймиз. Чин дилимиздин Йәһваниң исмини мәдһийилишимизгә ярдәм беридиған үч сәвәвини көрүп бақайли.

ЙӘҺВАНИҢ ИСМИНИ МӘДҺИЙИЛИСӘК, УНИ ХУРСӘН ҚИЛИМИЗ

4. Йәһвани мәдһийилигинимиздә, немә үчүн У интайин хошал болиду? (Рәсимгиму қараң.)

4 Биз Униң исмини мәдһийилигәндә, асмандики Атимизни интайин хошал қилимиз (Зәб. 119:108). Ундақта, бу Һәммигә Қадир Худайимизниң намукәммәл инсанларниң мәдһийилишигә муһтаҗ болидиғанлиғини билдүрәмду? Яқ. Мундақ бир мисални ойлап көрәйли. Бир кичик қиз дадисиниң алдиға жүгрәп, бойниға есилип, уни қучақлап: «Сән дуниядики әң яхши дада!»— дәйду. Дадиси буниңдин интайин хошал болиду. У қизиниң чин көңлидин шундақ қилғинидин интайин тәсирлиниду. Немә үчүн? Уни балисиниң махтишиға муһтаҗ, ишәнчисиз адәм дәп пәрәз қилишқа боламду? Яқ. Биз у кишиниң наһайити күчлүк вә өз қизиниң сөйгү-муһәббити вә миннәтдарлиғини көрситишни көрүштин хурсән болидиған дада екәнлигигә ишинимиз. Қизи чоң болғанда, бундақ пәзиләтләрниң униң үчүн пайдилиқ екәнлигини билиду. Шуниңға охшаш, сәвәпләр түпәйли асмандики Атимиз Йәһва Униң исмини мәдһийилигинимиздә, интайин хошал болиду.

Бала өз сөйгү-муһәббити вә миннәтдарлиғини ипадилигәндә, дада интайин хошал болғинидәк, бизму Йәһва Худаниң исмини мәдһийилигәндә, У хошал болиду (4-абзацқа қараң)


5. Асмандики Атимизни мәдһийилигәндә, қайси гәп-сөзләрниң ялғанлиғини испатлаймиз?

5 Асмандики Атимизни мәдһийилигинимиздә, йәнә Шәйтанниң һәрбиримиз тоғрисида ейтқан сөзиниң бир ялғанчилиқ екәнлигини испатлашқа өз һәссимизни қошумиз. Шәйтан һечқандақ инсанниң Худаниң исмини садиқлиқ билән қоғдимайдиғанлиғини ейтқан. Униң сөзигә асасланғанда, һечқайсимиз қийинчилиқларға дуч кәлгәндә садақәтмән болалмаймиз. Шәйтан әмәлийәттә һәммимиз тоғрилиқ шундақ дегән: биз өзүмиз үчүн яхширақ болиду дәп қарисақ, Йәһваға ибадәт қилиштин ваз кечимиз (Аюп 1:9—11; 2:4). Амма Аюп садақәтмәнлик билән Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлиған. Сизму шундақ қиламсиз? Һәрбиримиз садақәтмәнлик билән Йәһваниң исмини қоғдалаймиз вә Униңға садиқлиқ билән хизмәт қилиш арқилиқ Уни хошал қилалаймиз (Пәнд н. 27:11). Бу һәқиқәтән биз үчүн алаһидә шан-шәрәп.

6. Падиша Давутни вә лавийларни қандақ үлгә қилалаймиз? (Нәһәмия 9:5)

6 Худаға болған сөйгү-муһәббәт садақәтмән кишиләрни чин қәлбидин Униң исмини мәдһийиләшкә үндәйду. Давут Падиша мундақ сөзләрни язған: «Җеним, Йәһвани мәдһийилә вә ич-қарним Униң муқәддәс исмини махтисун!» (Зәб. 103:1) Давут буни чүшәнгән, Йәһваниң исмини мәдһийиләшниң — Йәһваниң Өзини мәдһийиләш. Йәһваниң исми билән Униң нам-абройи бир-биригә зич бағлинишлиқ болғачқа, Йәһваниң барлиқ гөзәл пәзиләтлири вә әҗайип ишлирини есимизгә келиду. Давут Йәһваниң исмини муқәддәс дәп билип, уни мәдһийилимәкчи болған. У буни пүтүн вуҗуди, йәни чин қәлбидин қилмақчи болған. Шуниңға охшаш, лавийларму Йәһвани мәдһийиләштә үлгә қалдурған. Улар кәмтәрлик билән шуни етирап қилған. Улар һәрқанчә қилсиму, Йәһва Худаниң муқәддәс исмини толуқ мәдһийиләшкә өз сөзлириниң аҗиз келидиғанлиғини ейтқан (Нәһәмия 9:5ни оқуң). Шәк-шүбһисизки, уларниң кәмтәрлик билән чин қәлбидин чиққан мәдһийә сөзлири Йәһваниң қәлбини хурсән қилған.

7. Йәһвани вәз хизмитимиздә вә күндилик турмушимизда қандақ мәдһийиләләймиз?

7 Бүгүнки күндә биз қизғинлиқ билән Йәһва һәққидә миннәтдарлиғимиз вә сөйгү-муһәббитимизни ипадиләйдиған сөзләрни қилиш арқилиқ Йәһвани хошал қилалаймиз. Биз вәз хизмитигә қатнашқанда, асасий мәхситимиз болса, инсанларниң Йәһва Худаға йеқинлишишиға вә уларниң көйүмчан Атимизни бизгә охшаш йеқин көрәлишигә ярдәм бериш екәнлигини әстин чиқармайли (Яқуп 4:8). Биз Муқәддәс китапниң Йәһвани қандақ тәсвирлигәнлигини кишиләргә көрсәткинимиздә, интайин хошал болдуқ. Чүнки униңда Йәһваниң сөйгү-муһәббити, адалити, әқил-парасити, күч-қудрити вә кишини Өзигә җәлип қилидиған башқа пәзиләтлири ашкарә қилинған. Униңдин башқа, биз Йәһвани мәдһийиләш вә Уни үлгә қилишқа тиришиш арқилиқ Уни хурсән қилимиз (Әфәс. 5:1). Биз шундақ қилғинимизда, бу рәзил дунияда башқилардин пәриқлиқ болуп көрүнимиз. Кишиләр бизниң башқилардин пәриқлинип туридиғанлиғимизға диққәт қилиши вә буниң сәвәви тоғрилиқ ойлиниши мүмкин (Мәт. 5:14—16). Күндилик турмушимизда башқилар билән алақидә болғанда, бәлким, биз уларға өзүмизниң немә үчүн башқилардин пәриқлинидиғанлиғимизни чүшәндүрүп берәләймиз. Нәтиҗидә, сәмимий кишиләр Худайимизға йеқинлашқандәк һис қилиду. Биз мошу усуллар билән Йәһвани мәдһийилигәндә, Униң көңлини хурсән қилимиз (Тим. 1-х. 2:3, 4).

ХУДАНИҢ ИСМИНИ МӘДҺИЙИЛИСӘК, ӘЙСА МӘСИҺ ХУРСӘН БОЛИДУ

8. Немә үчүн Йәһваниң исмини мәдһийиләштә Әйса әң яхши үлгә қалдурған?

8 Асмандики вә йәр йүзидики барлиқ әқиллиқ мәвҗудатларниң ичидә һечким Атисини Оғулдәк яхши билмәйду (Мәт. 11:27). Әйса Мәсиһ Өз Атисини сөйгән вә у өзи башламчилиқ қилип, Йәһваниң исмини мәдһийилигән (Йоһ. 14:31). У өлүп кетишниң авалқи ахшими Атисиға қилған дуасида, йәр йүзидики қилған хизмәтлирини хуласиләп, мундақ дуа қилған: «Сениң исмиңни мән уларға аян қилдим» (Йоһ. 17:26). У немә демәкчи болған?

9. Әйса өз Атисиниң есил пәзиләтлирини тәсвирләш үчүн қандақ тәмсил кәлтүргән?

9 Һәзрити Әйса кишиләргә Худаниң исми Йәһва дәп ейтиштин көпирәк ишларни қилған. Әйса тәлим бәргән йәһудийлар аллиқачан Худаниң исмини биләтти. Бирақ Худани чүшәндүрүштә Әйса өзи башламчи болған (Йоһ. 1:17, 18). Мәсилән, ибраний Язмиларда Йәһваниң рәһим-шәпқәтлик вә көйүмчан Худа екәнлиги ашкарә қилинған (Чиқ. 34:5—7). Әшу һәқиқәтни Әйса Мәсиһ адашқан оғул вә униң атиси һәққидики мисални ейтқинида, ениқ көрситип бәргән. Товва қилған оғли «техи жирақта болғанда», атиси униң алдиға жүгрәп чиқип, уни қучақлап, чин қәлбидин кәчүргәнлигини оқуғинимизда, Йәһваниң рәһим-шәпқити вә көйүмчанлиғини көз алдимизға кәлтүрәләймиз (Луқа 15:11—32). Бундақ тәсвирләр арқилиқ Әйса өз Атисиниң есил пәзиләтлирини чүшәндүргән.

10. а) Әйса өз Атисиниң исмини ишләткәнлиги вә башқиларниңму шундақ қилишни халиғанлиғини қандақ биләләймиз? (Марк 5:19) (Рәсимгиму қараң.) ә) Бүгүнки күндә Әйса биздин немини қилишимизни халайду?

10 Әйса йәнә Атисиниң хас исмини башқиларниңму ишлитишини халамду? Әлвәттә, қедимий заманда бәзи диний рәһбәрләр Худаниң исмини интайин муқәддәс, уни тилға елишқа болмайду дәп қариған болуши мүмкин. Амма Әйса Муқәддәс китапқа мас кәлмәйдиған бундақ урп-адәтләрниң өз Атисиниң исмини улуқлашқа тосалғу болушиға йол қоймиған. Әйса герасилиқлар яшайдиған йәрдә җин чаплашқан бир кишини сақайтқанда, немә иш болғанлиғини әсләп көрәйли. Кишиләр қорқуп кетип, Әйсаниң у йәрдин кетишини өтүнгән (Марк 5:16, 17). Шуңа у әшу йәрдә қалмиған. Бирақ Әйса Йәһва Худаниң исминиң у йәрдә тонулушини халиған еди. Шуңлашқа Әйса өзиниң қилғанлирини әмәс, бәлки Йәһва Худаниң қилғанлирини башқиларға ейтишни әшу сақайтқан кишигә буйриған (Марк 5:19ни оқуң) a. У бүгүнки күндиму шундақ қилишимизни халайду. Биз униң Атисиниң исмини дунияниң һәммила җайлирида тонутимиз (Мәт. 24:14; 28:19, 20). Биз өз вәзипимизни орунлисақ, Падишайимиз Әйсани хурсән қилимиз.

Әйса илгири җин чаплишивалған адәмни, кишиләргә Йәһваниң униңға қандақ ярдәм бәргәнлигини ейтишқа буйриди (10-абзацқа қараң)


11. Әйса әгәшкүчилиригә қандақ дуа қилишни үгәткән вә немә үчүн бу муһим? (Әзәкиял 36:23)

11 Әйса Мәсиһ буни ениқ билгәнки, Йәһваниң мәхсити: Өз исмиға қилинған төһмәтләрниң ялғанчилиқ екәнлигини испатлаш вә исмини муқәддәс қилиш. Шуниң үчүн һәзритимиз Әйса өз шагиртлириға мундақ дуа қилишни үгәткән: «Асмандики Атимиз, Сениң исмиң муқәддәс болғай» (Мәт. 6:9). Әйса буниң барлиқ әқиллиқ мәвҗудатлар дуч келидиған әң чоң қийинчилиқ екәнлигини чүшәнгән еди (Әзәкиял 36:23ни оқуң). Каинаттики һечқандақ бир әқил егиси Әйсаға қариғанда, Йәһваниң исмини техиму улуқлаш үчүн, униңдәк көп ишларни қилип баққан әмәс. Бирақ Әйса қолға елинғанда, дүшмәнлири уни қандақ гуна билән әйиплигән? Күпүрлүк! Әйса чоқум Атисиниң исмини һақарәтләшни яки Униңға төһмәт қилишни интайин жиркиничлик гуна дәп қариған. Амма һазир у өзи шундақ гуна қилған дәп әйипләнгән еди. У өзиниң бундақ җинайәт билән әйипләнгәнлигидин интайин беарам болған. Бәлким, бу уни тутуп кетиштин илгирики саатләрдә қаттиқ азапланғанлиғиниң әң асасий сәвәви болған (Луқа 22:41—44).

12. Әйса қайси әҗайип усулда Атисиниң исмини мәдһийлигән?

12 Әйса өз Атисиниң исмини муқәддәс қилиш үчүн һәрхил азап-оқубәтләр, һақарәтләр вә төһмәтләргә бәрдашлиқ бәргән. У һәммә ишта Атисиға бойсунуш керәклигини билгән, шуңлашқа у һечнемидин номус қилмиған (Ибр. 12:2). У йәнә бу қийин пәйтләрдә, Шәйтанниң өзигә беваситә һуҗум қиливатқанлиғини билгән (Луқа 22:2—4; 23:33, 34). Шәйтан чоқум Әйса садақәтмәнлигини сақлимайду, дәп үмүт қилған. Амма Шәйтан мәғлуп болған еди. Әйса Шәйтанниң рәзил ялғанчи екәнлигини вә Йәһваға садиқ хизмәт қилидиғанларниң барлиғини, һәтта әң еғир синақлардиму уларниң садақәтмәнлигини қәтъий сақлалайдиғанлиғини испатлиған.

13. Сиз өз Падишайиңизни қандақ хурсән қилалайсиз?

13 Сиз Падишайиңиз Әйса Мәсиһни хурсән қилишни халамсиз? Әгәр халисиңиз, давамлиқ Йәһваниң исмини мәдһийиләң вә башқиларниң Йәһваниң есил пәзиләтлирини тонушиға ярдәм бериң. Шундақ қилсиңиз, Әйсаниң излиридин әгәшкән болисиз (Пет. 1-х. 2:21). Сизму Әйсаға охшаш Йәһвани хурсән қилисиз вә Униң дүшмини Шәйтанниң номуссиз бир ялғанчи екәнлигини испатлайсиз.

ЙӘҺВАНИҢ ИСМИНИ МӘДҺИЙИЛИСӘК, ҺАЯТНИ ҚУТҚУЗУШҚА ЯРДӘМ БЕРИМИЗ

14, 15. Адәмләргә Йәһва Худа тоғрисида үгәткәндә, қандақ әҗайип иш йүз бериши мүмкин?

14 Йәһваниң исмини мәдһийиләш арқилиқ кишиләрниң һаятини қутулдуралаймиз. Немә үчүн шундақ дәймиз? Сәвәви бүгүнки күндә нурғунлиған кишиләр Шәйтанниң ялғанчилиғиға ишиниду, Муқәддәс китап Шәйтан «имансизларниң әқиллирини қарғу қилип қойған» дәйду (Кор. 2-х. 4:4). Нәтиҗидә, кишиләр Шәйтанниң мундақ ялғанчилиқларға ишинишкә башлиған: Худа йоқ, Худа бизгә көңүл бөлмәйду, Худа рәһимсиз вә яманлиқ қилғучиларни мәңгү җазалайду. Бундақ ялғанчилиқлар арқилиқ Шәйтан Йәһваниң исми вә нам абройиға һақарәт қилипла қалмай, кишиләрниң Униңға йеқинлишишни тосуп қойиду. Амма биз вәз қилсақ, Шәйтан рәзил мәхситигә йетәлмәйду. Биз кишиләргә Асмандики Атимиз Йәһва тоғрилиқ һәқиқәтни үгитип, Худайимизниң муқәддәс исмини мәдһийиләймиз. Ундақта, буниң нәтиҗиси қандақ болиду?

15 Худаниң Сөзидики һәқиқәтләрниң наһайити зор күч-қудрити бар. Кишиләргә Йәһва вә Униң зади қандақ Худа екәнлиги тоғрилиқ һәқиқәтни үгитиш арқилиқ биз әҗайип нәрсиләрни көрәләймиз. Бу һәқиқәтләр Шәйтанниң ялғанчилиғи билән қәлби кор болғанларниң қәлб көзлирини ачиду. Улар бара-бара Яратқучи Йәһваниң есил пәзиләтлирини көрүшкә башлайду вә Униң чәксиз күч-қудртидин һәйран болиду (Йәшая 40:26). Улар Униң мукәммәл адалитигә ишиниду (Қ. шәр. 32:4). Униң чоңқур әқил-параситидин нурғун нәрсиләрни үгиниду (Йәшая 55:9; Рим. 11:33). Униңдин башқа, Йәһваниң өзлирини сөйидиғанлиғини үгәнгәндә, уларниң көңли тәсәлли тапиду (Йоһ. 1-х. 4:8). Улар Йәһваға қанчә йеқинлашқансири, Униң пәрзәнтлиридәк яшаш үмүти шунчә күчийиду. Кишиләрниң Атимиз Йәһваға йеқинлишишиға ярдәм бериш немә дегән зор шан-шәрәп! Шундақ қилғинимизда, Йәһва бизни Өзиниң «хизмәтдашлири» дәп қарайду (Кор. 1-х. 3:5, 9).

16. Бәзиләр Худаниң исмини билгәндә, қандақ һис-туйғуда болған? Мисал кәлтүрүң.

16 Адәттә биз алди билән кишиләргә Худаниң хас исми Йәһва екәнлигини үгитишимиз мүмкин. Бу сәмимий адәмләргә узунғичә күчлүк тәсир көрситәләйду. Мәсилән, Алия b исимлиқ бир яшниң мисалини көрүп бақайли. У Муқәддәс китапниң тәлими бойичә үгәтмәйдиған бир динға ишәнгән аилидә чоң болған еди. У өз динидин хошаллиқ тапмиған вә өзини Худадин жирақ һис қилған. У Гувачилар билән тәтқиқ қилип үгинишни башлиғандин кейин униң вәзийити өзгәргән. У Худани өзиниң достидәк көрүшкә башлиған. Алия Худаниң исминиң нурғунлиған Муқәддәс китапларниң тәрҗимилиридин чиқириветилгәнлигини вә униң орниға Пәрвәрдигар, Рәб дегәнгә охшаш нам-унванлар ишлитилгәнлигини аңлап, қаттиқ һәйран болған. Униң үчүн Йәһваниң исмини үгиниш һаятидики чоң бир бурулуш нуқтиси болған. У мундақ дегән: «Худа мениң әң йеқин достум вә Униң исми бар!»— дәйду. Бу Алияға қандақ тәсир қилған? У: «Мениң қәлбим тинч-хәтирҗәмликкә толуп, өзүмни интайин бәхитлик һис қилимән». Стив исимлиқ бир музыкант наһайити диндар бир йәһудий аилисидин чиққан. Амма у дин намида қилинған нурғун сахтипәзликләрни көргәчкә, һечқандақ динға тәвә болушни халимиған. Кейин аниси өлүп кетип интайин қайғурған. Әшу пәйтләрдә у тонуйдиған бир киши Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинивататти. Стив уларға қошулуп, уларниң параңлирини аңлиған. У Худаниң исми барлиғини билип интайин тәсирләнгән. У мундақ дәйду: «Мән Худаниң исми барлиғини билмәттим, һаятимда тунҗа қетим Униң һәқиқәтән мәвҗутлиғини вә һис-туйғусиниң барлиғини чүшәндим. Мән узун жиллардин буян издәватқан достумни таптим».

17. Немә үчүн Йәһваниң исмини давамлиқ мәдһийләшкә бәл бағлидиңиз? (Рәсимгиму қараң.)

17 Вәз ейтқанда вә башқиларға үгитип тәлим бәргәндә, Йәһва дегән Муқәддәс исимни башқиларға ейтип берәмсиз? Уларға Йәһваниң зади қандақ Худа екәнлигини көрүп йетишигә ярдәм берәмсиз? Шундақ қилғиниңизда, Худаниң исмини мәдһийиләйсиз. Кишиләрниң бу исим билән аталған Шәхсниң есил пәзиләтлирини билишкә ярдәм бериш арқилиқ, Йәһваниң муқәддәс исмини давамлиқ мәдһийиләң! Шундақ қилсиңиз, һаятни қутқузисиз. Падишайимиз Әйса Мәсиһниң йетәкчилигигә әгишисиз. Һәммидин муһими асмандики көйүмчан Атиңиз Йәһвани хурсән қилисиз. Униң исимға әбәдил-әбәт мәдһийә оқуң! (Зәб. 145:2)

Адәмләрни Йәһва билән тонуштуруш вә тәлим бериш арқилиқ Униң исмини мәдһийиләймиз (17-абзацларға қараң)

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Йәһваниң исмини мәдһийиләш Уни қандақ хурсән қилиду?

  • Йәһваниң исмини мәдһийиләш Әйса Мәсиһни қандақ хурсән қилиду?

  • Йәһваниң исмини мәдһийиләш адәмләрниң һаятни қандақ қутқузалайду?

138-НАХША Йәһва — Сениң исмиң

a Марк әслидә Әйса Мәсиһниң ейтқан сөзлирини нәқил кәлтүруп, Худаниң хас исмини ишләткәнлигигә ишинишкә болиду. «Муқәддәс китап. Йеңи дуния тәрҗимисидә» Худаниң исми өз орниға қоюлған.

b Бәзи исимлар өзгәртилгән.