Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

2-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

«Әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар»

«Әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар»

«Худаниң меһрибан, әзиз һәм мукәммәл ирадисиниң немидә екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн, әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар» (РИМ. 12:2).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Чөмдүрүлгәндин кейин давамлиқ немә қилишимиз керәк? Чүшәндүрүң.

 ҚАНЧӘ узақ вақитта бир қетим өйиңизни тазилайсиз? Бәлким сиз өйүңизгә көчүп кириштин авал тунҗа қетим асти-үсти, булуң-пушқақлириғичә пүтүнләй бир қетим тазилап чиқтиңиз. Амма кейин тазилашқа сәл қаридиңизму? Сиз билгәндәк, өйни тезла чаң-тозаң вә топа бесип қалиду. Шуңа өйиңизни пакиз, рәтлик тутуш үчүн чоқум дайим тазилап турушиңиз керәк.

2 Худди шуниңдәк, бизму дайим ой-пикиримиз вә миҗәз-хулқимизни өзгәртиш үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. Әлвәттә, биз чөмдүрүлүштин илгири «тән билән роһни булғайдиған» һәрқандақ нәрсиләрдин өзүмизни пакизлап, һаятимизда зөрүр өзгәртишләрни қилиш үчүн күч чиқардуқ (Кор. 2-х. 7:1). Һазир болса, биз әлчи Паулниң давамлиқ йеңилиңлар дегән нәсиһитигә қулақ селишимиз керәк (Әфәс. 4:23). Немә үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситишимиз керәк? Чүнки бу дунияниң чаң-тозаң вә топилири тезла биздә топлинип қалиду. Униңдин сақлиниш вә давамлиқ Йәһвани хурсән қилиш үчүн биз чоқум өз ой-пикирлири, миҗәз-хулқи вә хаһишлирини тәкшүрүп туришимиз керәк.

ӘҚЛИҢИЗНИ ЙЕҢИЛАШНИ ТОХТАТМАҢ

3. «Әқлиңизни йеңилаш» дегән бу ибарә немини билдүриду? (Римлиқларға 12:2)

3 Әқлиңизни йеңилашни, йәни ой-пикир қилиш усулиңизни өзгәртиш үчүн немә қилишиңиз керәк? (Римлиқларға 12:2ни оқуң) Грек тилдики «әқлиңларни йеңилаш» дегән сөз-ибарини «ой-пикириңизни өзгәртиш» дәп тәрҗимә қилишқа болиду. Шуңа, бу биз пәқәт бирқанчә яхши ишни қилишимиз керәклигини билдүрмәйду. Әксичә, биз өзүмизни чоңқурирақ тәкшүрүп, зөрүр болған бәзи өзгәртишләрни қилишимиз керәк. Шундақ қилғинимизда, һаятимизни мүмкинқәдәр Йәһваниң өлчәм-қаидилиригә йеқинлаштуралаймиз. Буни биз пәқәт бирла қетим әмәс, давамлиқ қилишимиз керәк.

Алий мәктәптә оқуш яки қандақ хизмәтни қилиш тоғрисида чиқарған қарариңиз Худа Падишалиғини биринчи орунға қойғанлиғиңизни көрситәмду? (4, 5-абзацларға қараң) c

4. Бу дунияниң бизниң ой-пикримизни шәкилгә кәлтүрүшигә йол бәрмәслик үчүн немә қилалаймиз?

4 Келәчәктә биз мукәммәл һаләткә йәткәндә, һәрбир қилған ишимизда һемишәм Йәһва Худаниң көңлини хурсән қилалаймиз. Амма һазир Йәһваниң қобул қилишиға еришиш үчүн чоқум давамлиқ күч чиқиришимиз керәк. Паулниң Римлиқларға 12:2-айәттә ейтқан нәсиһәт сөзигә диққәт қилсақ, әқлимизни йеңилаш билән Худаниң ирадисигә көз йәткүзүшниң арисида зич бағлиниш бар. Бу дунияниң қелипи бизни шәкилгә кәлтүрүшигә йол беришниң орниға, биз чоқум Худаниң ой-пикриниң бизгә тәсир қилишиға қанчилик йол қоюватқанлиғимизни тәкшүрүшимиз керәк. Шундила өз мәхсәтлиримиз вә қарарлиримизға бу дунияниң тәсир қилишиға йол бәрмәймиз.

5. Йәһваниң күни йеқинлашқанлиғи һәққидә ойлаватқанлиғимизни қандақ тәкшүрәләймиз? (Рәсимгә қараң.)

5 Бир мисални көрүп бақайли. Йәһва бизниң Униң күниниң келишини тәқәзалиқ билән күтүшимизни халайду (Пет. 2-х. 3:12). Сиз өз-өзүңиздин мундақ сорап беқиң: «Турмуш кәчүрүш йолум бу дунияниң ахирлишишиға қанчилик йеқин қалғанлиғини чүшәнгәнлигимни көрситәмду? Оқуш яки иш орни тоғрисида чиқарған қарарим һаятимда Йәһваға хизмәт қилишни әң муһим орунға қойғанлиғимни көрситәмду? Йәһваниң мени вә аиләмни һәр җәһәттин қоғдайдиғанлиғиға ишинимәнму яки мән тохтимай маддий нәрсиләр тоғрилиқ ғәм қилимәнму?» Йәһва һаятимизни Униң ирадиси билән маслаштуруш үчүн тиришиватқанлиғимизни көргәндә, Униң қанчилик хошал болидиғанлиғи һәққидә ойлап көрүң (Мәт. 6:25—27, 33; Флп. 4:12, 13).

6. Биз давамлиқ немә қилишимиз керәк?

6 Биз чоқум ой-пикримизни һәрдайим тәкшүрүп турушимиз вә зөрүр өзгәртишләрни қилишимиз керәк. Әлчи Паул коринтлиқларға мундақ дегән: «Өзәңларни биз етиқаттиму дәп тәкшүрәп, синап көрүңлар» (Кор. 2-х. 13:5). «Етиқатта» туруш — җамаәт жиғилишлириға қатнишиш вә давамлиқ вәз хизмитигә қатнишиштинму көпирәк ишларни, йәни хаһишлиримиз вә нийәт-мәхсәтлиримизниму өз ичигә алиду. Шуңа, биз дайим Худаниң Сөзини оқуш, Униң ой-пикирлири үстидә чоңқур ойлинишни үгиниш вә өзүмизни Йәһваниң ирадисигә маслаштуруш үчүн зөрүр ишларни қилиш арқилиқ ой-пикримизни өзгәртишимиз керәк (Кор. 1-х. 2:14—16).

ЙЕҢИ ШӘХСНИ КИЙИҢЛАР

7. Әфәсликләргә 4:31, 32-айәтләргә асасланғанда, биз йәнә немә қилишимиз керәк вә немә үчүн бундақ қилиш қийин болуши мүмкин?

7 Әфәсликләргә 4:31, 32ни оқуң. Биз ой-пикримизни өзгәртип қалмай, чоқум «йеңи шәхсни» кийишимиз керәк (Әфәс. 4:24). Мундақ қилиш үчүн биз чоқум тиришчанлиқ көрситишимиз лазим. Мәсилән, ғәзәплиниш, аччиқлинишқа охшаш миҗәз-хулуқларни өзгәртиш үчүн тиришишимиз зөрүр. Бундақ қилиш немә үчүн қийин? Чүнки шундақ яман миҗәз-хулуқлар қәлбимиздә чоңқур йилтиз тартип кәткән. Муқәддәс китапта «териккәк» вә «қени қизиқ» бәзи кишиләрниң болидиғанлиғи тилға елинған (Пәнд н. 29:22). Шундақ йилтиз тартқан миҗәз-хулқимизни контрол қилишимиз үчүн, һәтта чөмдүрүлгәндин кейинму давамлиқ тиришчанлиқ көрситишимизгә тоғра келиду. Буни төвәндики мисалдин көрәләймиз.

8, 9. Кона шәхсни селип ташлаш үчүн давамлиқ һәрикәт қилишимиз керәклигини Стефанниң кәчүрмишлири қандақ көрситип бериду?

8 Стефан исимлиқ бир бурадәрниң өз ғәзивини бесивелиши интайин қийин болған. У мундақ дәйду: «Мән чөмдүрүлгәндин кейинму давамлиқ аччиғимни бесивелиш үчүн тириштим. Бир қетим вәз хизмитигә чиққанда, бирси машинамдин радиони оғурлап қечип кәтти. Мән арқисидин қоғлидим. Оғри қоғлап йетишивелишимға аз қалғанлиғини көрүп, радиони ташлаветип қечип кәтти. Мән билән вәзгә чиққан һәмрайимға радиони қандақ қайтуруп кәлгәнлигимни ейтип бәрдим. Шу вақитта бир ақсақал мениңдин мундақ сориди: “Стефан, әгәр сән әшу оғрини тутувалған болсаң, немә қилар едиң?” У шундақ дегәндә, шуни тонуп йәттимки, мән давамлиқ өзүмниң ғәзивимни бесивелиш үчүн тиришчанлиқ көрситишим керәк» b.

9 Стефанниң мисалидин шуни көрүвалалаймизки, һәтта биз яман миҗәз-хулқимизни пүтүнләй ташлидуқ дәп ойлиғандин кейинму, тосаттин бәзидә яман миҗәз-хулқимизни көрситишимиз мүмкин. Әгәр сизму шундақ ишларға дуч кәлсиңиз, буниңдин үмүтсизләнмәң һәмдә өзүңизни Мәсиһниң яхши әгәшкүчиси әмәс дәп тезла хуласә чиқармаң. Һәтта әлчи Паулму мундақ дегән еди: «Тоғра нәрсини қилмақчи болғинимда, мениңдә яманлиқ ашкарилиниду» (Рим. 7:21—23). Барлиқ намукәммәл Мәсиһ әгәшкүчилири яман миҗәз-хулқи билән күрәш қилиши керәк. Худди бәзидә өйүмизни чаң-тозаң яки топа бесип қалғанға охшаш, барлиқ намукәммәл Мәсиһ әгәшкүчилириниң бәзи яман миҗәзлири бар. Өзүмизни пакиз тутуш үчүн давамлиқ тиришишимиз керәк. Буни қандақ қилалаймиз?

10. Яман миҗәз-хулуқ билән қандақ күрәш қилалаймиз? (Йоһанниң 1-хети 5:14, 15)

10 Әгәр яман миҗәз-хулуқни ташлаш қийин болса, бу һәққидә Йәһваға дуа қилиң (Йоһанниң 1-хети 5:14, 15ни оқуң). Униң дуалириңизға қулақ селип, сизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишиниң (Пет. 1-х. 5:10). Йәһва гәрчә мөҗүзилик йол билән аҗизлиқлириңизни йоқ қилмисиму, бирақ У шундақ миҗәз-хулуқни қайта көрсәтмәслигиңиз үчүн күч бериду. Дуалириңизға мас әмәлий иш қилип, сизни яман миҗәз-хулуқни қайта тәкрарлашқа майил қилидиған хаһишлардин жирақ турушқа һәрикәт қилиң. Мәсилән, кино, телевизия программилирини көргәндә яки һекайиләрни оқуғанда, сиз ташлашқа тиришиватқан миҗәз-хулуқларни яхши дәп көрситидиған мәзмунлардин еһтият қилиң. Чүнки улар әқлиңизни намувапиқ арзу-һәвәсләр билән толдуриду (Флп. 4:8; Кол. 3:2).

11. Давамлиқ йеңи шәхсни кийиш үчүн биз немә қилалаймиз?

11 Гәрчә сиз аллиқачан кона шәхсни селип ташлиған болсиңизму, бирақ йеңи шәхсни йетилдүрүш һәм интайин муһим. Буни қандақ қилалайсиз? Алдиңизға мәхсәт қоюп, Йәһваниң гөзәл пәзиләтлирини үгинип, Уни үлгә қилиң (Әфәс. 5:1, 2). Мәсилән, сиз Муқәддәс китаптин Йәһваниң кәчүрүмчанлиғини тәкитләйдиған мәзмунларни оқуғанда, өз-өзүңиздин монуларни сораң: «Мән башқиларни кәчүримәнму? Йәһваниң қийинчилиқларға дуч кәлгәнләргә ичи ағритқанлиғи һәққидә оқуғинимда, ярдәмгә еһтияҗлиқ қериндашлиримға мәнму көңүл бөлүмәнму вә шуларға әмәлий ярдәм беримәнму?» Давамлиқ әқлиңизни йеңилап, йеңи шәхсни, йәни миҗәз-хулуқни кийиң. Шуниң билән бир вақитта, өз-өзүңизгә сәвирчан болуң.

12. Стефан Муқәддәс китапниң өзгәртиш күчини өз бешидин қандақ өткүзгән?

12 Жуқурида тилға елинған Стефан өзиниң аста-аста йеңи шәхсни кийгәнлигини байқиған. У мундақ дәйду: «Чөмдүрүлгәндин кейин, мән нурғун қетим партлап кетидиғандәк вәзийәткә дуч кәлдим. Бундақ вәзийәтләрдә мени териктүридиған адәмләрдин жирақлаштим, яки башқа йоллар билән вәзийәтниң яманлишип кетишиниң алдини елишни үгәндим. Аялим вә башқа нурғун кишиләр мениң мундақ вәзийәтләрни қандақ бетәрәп қилғанлиғимни махтиди. Мән өзүмдики бу өзгиришләрни һәргизму өз тиришчанлиғимдин болди дәп қаримаймән. Әксинчә, бу Муқәддәс китапниң инсанларни пүтүнләй өзгәртиш күчи барлиғиниң испати екәнлигигә ишинимән».

ДАВАМЛИҚ НАМУВАПИҚ АРЗУ-ХӘВӘСЛӘРГӘ ҚАРШИ ҖӘҢ ҚИЛИҢ

13. Тоғра истәккә егә болушимизға немә ярдәм берәләйду? (Галатилиқларға 5:16)

13 Галатилиқларға 5:16ни оқуң. Тоғра ишларни қилиш җеңидә ғәлибә қазинишимизға ярдәм бериш үчүн Йәһва сехийлиқ билән муқәддәс роһини бериду. Биз Худа Сөзини тәтқиқ қилип үгәнгәндә, Униң роһиниң бизгә тәсир қилишиға йол беримиз. Җамаәт жиғилишлиримизға қатнашқандиму муқәддәс роһқа еришимиз. Әшу жиғилишларда биздәк тоғра ишларни қилишқа тиришиватқан қериндашлар билән вақит өткүзәләймиз (Ибр. 10:24, 25; 13:7). Бу бизгә илһам бериду. Биз Йәһваға ихлас билән дуа қилип, бәзи аҗизлиғимизға қарши туруш үчүн Униңдин ярдәм тилигәндә, У муқәддәс роһини әвәтип, давамлиқ күрәш қилишимиз үчүн күч бериду. Бәлким бу иш-паалийәтләр хата арзу-һәвәслиримизни йоқ қиливәтмәйду, амма улар бизниң хата арзу-һәвәсләрниң кәйнигә кирип иш қилишқа қарши турушимизға ярдәм бериду. Галатилиқларға 5:16-айәт шундақ дәйду: «Роһ бойичә иш қилиңлар, шу вақитта силәр һечқандақ тән һәвәслирини орунлимайсиләр».

14. Немә үчүн давамлиқ тоғра арзу-истәкләрни йетилдүрүш муһим?

14 Худа билән болған мунасивитимизни яхшилашқа ярдәм беридиған ишларни қилишқа адәтләнгәндин кейин давамлиқ бу адәтни сақлаш үчүн тоғра арзу-истәкләрни йетилдүрүш интайин муһим. Немә үчүн? Чүнки дүшмәнлиримиз һәргиз ухлимайду. Бу дүшмән хата ишларни қилишқа үндәйдиған қәлбимиздики арзу-һәвәстур. Чөмдүрүлгәндин кейинму, илгири адәтлинип қалған қимар ойнаш, һарақкәшлик, шәһваний мәзмундики нәрсиләрни, йәни порнографияни көрүшкә охшаш Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас болмиған бәзи ишларни қилишқа аздурулушимиз мүмкин (Әфәс. 5:3, 4). Бир яш бурадәр шуни етирап қилиду: «Мән дуч кәлгән әң қийин ишларниң бири, мениң охшаш җинистики кишиләргә болған қизиқишим. Мән уни пәқәт вақитлиқ һис-туйғу, кейинчә аста йоқ болуп кетиду дәп қариған едим, амма шу һис-туйғулар һазирму бар». Әгәр хата арзу-һәвәслириңиз күчлүк болса, сизгә немә ярдәм берәләйду?

Хата арзу-һәвәсләрниң аздурушиға дуч кәлгәндә, буниңдин үмүтсизлинип кәтмәң, башқиларму охшаш синаққа дуч кәлгән вә уни йәңгән (15, 16-абзацларға қараң)

15. Адәттә адәмләр намувапиқ арзу-һәвәсләр билән күрәш қилидиғанлиғини билиш немә үчүн көңлүмизгә тәсәлли бериду? (Рәсимгә қараң.)

15 Сиз үчүн мәлум бир хата арзу-һәвәс күчлүк бир дүшмәндәк болуп, униң билән җәң қилиш қийин болса, шуни унтумаңки, мундақ җәң қиливатқан ялғуз сизла әмәс. Муқәддәс китап шундақ дәйду: «Силәр дучар болуватқан аздурулушлар адәмләр үчүн адәттики нәрсиләр» (Кор. 1-х. 10:13). Мошу җүмлә-сөз Коринт шәһиридики әр вә аял Мәсиһ әгәшкүчиләргә қаритилған. Уларниң бәзилири илгири зина қилғучилар, охшаш җинислиқлар билән җинсий мунасивәт өткүзгәнләр вә һарақкәшләр еди (Кор. 1-х. 6:9—11). Сизниңчә улар чөмдүрүлгәндин кейин шундақ хата арзу-һәвәсләрни пүтүнләй ташлиғанму? Бу мүмкин әмәс. Гәрчә улар муқәддәс роһ билән майланған етиқатчилар болсиму, бирақ улар йәнила намукәммәл инсанлар еди. Шуңа наһайити ениқки, улар хата арзу-һәвәслири билән пат-пат күрәш қилған. Бу бизниң көңлимизгә тәсәлли бериду. Немә үчүн? Чүнки буниңдин көрүвалалаймизки, мәйли қандақ хата арзу-һәвәс билән күрәш қиливатқан болайли, башқиларму шундақ арзу-һәвәскә қарши туралиған. Силәрму шундақ етиқадиңларда мустәһкәм болуңлар. «Билип қоюңларки, дуниядики етиқатдашлириңлар худди шундақ азапларға дучар болуватиду» (Пет. 1-х. 5:9).

16. Қандақ ой-пикирдә болуштин чоқум сақлинишимиз керәк вә немә үчүн?

16 Сиз дуч кәлгән қийинчилиқни һечким чүшәнмәйду дәп ойлаштин қәтъий сақлиниң. Бундақ ой-пикирдә болуш өзүңизни үмүтсиз әһвалда вә хата арзу-һәвәсләргә қарши турушқа күчиңиз йәтмәйду дәп хуласә чиқиришиңизға сәвәп болиду. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Худа садиқтур вә У силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду, бәлки аздурулуш вақтида силәр көтирәлишиңлар үчүн, чиқиш йолини бериду» (Кор. 1-х. 10:13). Шуңлашқа, хата арзу-һәвәс күчлүк болған тәғдирдиму, биз чоқум Йәһва Худаға садиқ қалалаймиз. Яратқучимизниң ярдими билән биз давамлиқ хата ишни қилиштин сақлиналаймиз.

17. Әқлимиздә хата арзу-һәвәсләрниң пәйдә болушидин сақлиналмисақму, биз немини контрол қилалаймиз?

17 Шуни һәрдайим есиңиздә сақлаңки, намукәммәл инсан болғачқа, хата арзу-һәвәсләрдин сақлиналмаслиғиңиз мүмкин. Амма хата арзу-һәвәс тоғрилиқ ойлиғанда, Йүсүп Потипарниң аялидин дәрһал қечип кәткинигә охшаш, сизму хата арзу-һәвәсләрни дәрһал рәт қилалайсиз (Ярит. 39:12). Хата арзу-һәвәсләрниң кәйнигә кирип иш қилишиңизниң һаҗити йоқ.

ДАВАМЛИҚ ТИРИШЧАНЛИҚ КӨРСИТИҢ

18, 19. Әқлимизни йеңилаш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанда, һәрдайим өз-өзүмиздин қайси соалларни сорисақ болиду?

18 Әқлимизни йеңилаш бизниң давамлиқ тиришип ой-пикиримиз вә иш-һәрикитимизни Йәһваниң ирадисигә маслаштурушни билдүриду. Шуңа дайим өз-өзүмиздин соалларни соришимиз керәк: «Иш-һәрикәтлирим интайин муһим бир пәйттә яшаватқанлиғимни чүшинидиғанлиғимни көрситәмду? Мән йеңи шәхсни кийиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситиватимәнму? Йәһваниң муқәддәс роһиниң һаятимни йетәклишигә йол қоюп, тәнниң арзу-һәвәслиригә әгишип иш қилиш аздурулушиға қарши туралаймәнму?»

19 Өзүңизни тәкшүргәндә, өзүңиздин мукәммәл болушни тәләп қилмаң. Бирақ өзгиришләрни қилип, өзүңизниң алға басқанлиғидин хошал болуң, үмүтсизләнмәң. Әксинчә Филипиликләргә 3:16-айәттики нәсиһәткә қулақ селиң: «Қандақла болмисун, йетишкәнлиримизгә әгишип, қени, кәлгүсидиму мошу орунлаштурулған тәртип бойичә қәдәм басайли». Шундақ қилғиниңизда, давамлиқ әқлиңизни йеңилаш үчүн көрсәткән тиришчанлиғиңизни Йәһваниң бәрикәтләйдиғанлиғиға ишинисиз.

52-НАХША Қәлбиңни чиң қоғда

a Әлчи Паул етиқатчи қериндашларға бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар дәп нәсиһәт бәргән. Бүгүнки күндә шу нәсиһәт һәқиқәтән биз үчүн бәк муһим. Биз чоқум бу дунияниң бизгә һәр җәһәттин тәсир көрситишигә йол бәрмәслигимиз керәк. Әгәр ой-пикримиз Худаниң ирадисигә мас кәлмигәнлигини байқисақ, өз ой-пикримизни дәрһал түзитишкә һәрикәт қилишимиз керәк. Бу мақалидә биз буни қандақ қилалайдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

b «Күзитиш мунариниң» 2015-жил, 1-июль санидики «Һаятим күндин-күнгә яманлашти» намлиқ мақалини оқуң.

c СҮРӘТТӘ: Бир яш бурадәр алий мәктәптә оқуш яки толуқ вақитлиқ хизмәт қилиш тоғрилиқ ойлиниватиду.