Оқурмәнләрниң соаллири
Әлчи Паул Йәһваниң «күчимиздин артуқ аздурулушимизға йол қоймайдиғанлиғини» язған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13). Бу Йәһва немини чидалайдиғанлимизни алдин-ала билип, андин қандақ синақларға дуч болушимизни таллайду дегән сөзму?
Әгәр шундақ болса, бу һаятимизға қандақ тәсир қилидиғанлиғини ойлап көрүң. Мәсилән, балиси өзигә қол салған бир қериндаш мундақ деди: «Йәһва Худа аялим иккимиз оғлумизниң өлүмигә чидалаймиз дәп алдин-ала қарар қилғанму? Бу Худа бизни бәрдашлиқ берәләймиз дәп һесаплиғанлиқтин йүз бәрдиму?» Бу дунияда көплиримиз қайғуларға учраймиз. Ундақ болса, Йәһваниң һаятимизда болуватқан һәммә нәрсини башқуриватиду дейиш тоғриму?
Коринтлиқларға 1-хәт 10:13ни қараштурсақ, Муқәддәс китапта Йәһва бизниң немигә чидалайдиғанлиғимизни алдин-ала билип, қандақ синақларға дуч келидиғанлиғимизни қарар қилидиғанлиғи йезилмиғанлиғини көримиз. Немишкә шундақ дәп ейтишқа болиду? Һазир униң төрт сәвәвини қараштурайли.
Биринчидин, Йәһва адәмләргә таллаш әркинлигини бәргән. У бизниң өзүмиз қарар чиқиришимизни халайду (Қанун шәрһи 30:19, 20; Йәшуа 24:15). Әгәр Йәһваға яқидиған қарарни қобул қилсақ, униң қәдәмлиримизгә йол көрситидиғанлиғиға тайиналаймиз (Пәнд-нәсиһәтләр 16:9). Лекин натоғра қарар қилсақ, буниң ақиветини көрүмиз (Галатилиқларға 6:7). Әгәр Йәһва қандақ синақлардин өтүшимизни таллиған болса, биздә һәқиқәтән таллаш әркинлиги бар болаттиму?
Иккинчидин, Йәһва бизни «пәйт вә тәсадипийлиқтин» һимайә қилмайду (Вәз 9:11). Адәм қолайсиз вақит билән қолайсиз җайда болуп қалғанлиғи үчүн паҗиәгә учришиши мүмкин. Әйса Мәсиһ өрүлгән мунардин өлгән 18 киши һәққидә ейтип, уларниң өлүмигә Худа сәвәпчи болмиғанлиғини көрсәтти (Луқа 13:1—5). Бирәр паҗиә йүз бәргәндин бурун, Худа кимниң өлүп, кимниң яшайдиғанлиғини қарар қилиду дәп ойлаш мәнтиқисиз.
Үчинчидин, һәрбиримиз Йәһваға болған садақәтмәнлигимизни сақлишимиз керәк. Шәйтан Йәһва Худаниң хизмәтчилири пәқәт өзиниң пайдисини ойлайдиғанлиғи үчүн униңға хизмәт қилиду дегән. У биз қийин синақларға дуч кәлсәк, Йәһваға садақәтмәнлигимизни сақлап қалалмаймиз дәп ейтқан (Аюп 1:9—11; 2:4; Вәһий 12:10). Әгәр Йәһва бизни синақлардин һимайә қилған болса, Шәйтанниң ялиси топ-тоғра болуп чиқматтиму?
Төртинчидин, Йәһва келәчәкни алдин-ала билиш қабилийитини дайим қолланмайду. Әлвәттә, Йәһва келәчәкни билишни халиса, биләләйду (Йәшая 46:10). Лекин Муқәддәс китаптин билгинимиздәк, У келәчәкни алдин-ала билиш қабилийитини һәрдайим қолланмайду (Яритилиш 18:20, 21; 22:12). Йәһва меһрибан вә һәққаний болғанлиқтин, бизниң таллаш әркинлигимизни һөрмәтләйду (Қанун шәрһи 32:4; Коринтлиқларға 2-хәт 3:17).
Ундақта, Йәһва «силәрниң күчүңлардин артуқ аздурулушуңларға йол қоймайду» дегәндә, Паул немини көздә тутқан? У Йәһваниң синақлардин бурун әмәс, синақлар вақтида немә қилидиғанлиғини тәсвирлигән a (Изаһәткә қараң.). Йәһваға таянсақ, һаятимизда қандақ қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, у бизгә ярдәм қолини суниду (Зәбур 55:22). Һазир Паулниң шундақ ейтқанлиғиниң икки сәвәвини қараштуримиз.
Биринчиси — биз учришиватқан синақлар — «адәмләр үчүн адәттики» нәрсиләр. Шәйтанниң дуниясида яшаватқанлиғимиздин, һәммимиз қийинчилиқларға вә паҗиәләргә учришимиз. Бирақ Йәһваға таянсақ, шундақ синақларға бәрдашлиқ берип, Петрусниң 1-хети 5:8, 9). Коринтлиқларға 1-хәт 10-бапта Паул исраиллиқларниң чөлдә синақларға дуч кәлгәнлиги һәққидә язған (Коринтлиқларға 1-хәт 10:6—11). Худаға таянғанлар бу синақларға чидалиған. Лекин исраиллиқларниң бәзилири Йәһваға бойсунмиған. Униңға таянмиғанлиқтин, улар садақәтмәнлигини сақлалмиди.
садақәтмәнлигимизни сақлалаймиз (Иккинчиси — «Худа садиқтур». Бу немини билдүриду? Тарих бойи өз хәлқигә қандақ ғәмхорлуқ қилип кәлгәнлигидин, Йәһваниң «уни дост тутуп әмирлирини тутқанға» садақәтмәнләргә ярдимини беридиғанлиғини көримиз (Қанун шәрһи 7:9). Мошуниңдин Йәһва дайим вәдисидә туридиғанлиғини билимиз (Йәшуа 23:14). Йәһвани яхши көридиған вә униңға итаәт қилидиған адәмләр униң келәрки икки вәдисигә ишинәләйду: 1) У чидалмайдиған синақларға дуч болушимизға йол қоймайду вә 2) униңдин «чиқиш йолини бериду».
Қандақларчә Йәһва өзигә тайинидиғанларға «чиқиш йолини бериду»? Әлвәттә, У қийинчилиқларни биздин нери қилалайду. Амма әлчи Паул Йәһва «аздурулуш вақтида силәр көтирәлишиңлар үчүн, чиқиш йолини бериду»,— дегән. Шундақ қилип, көп вәзийәттә Йәһва садақәтмән болуп қелишимиз үчүн бизгә «чиқиш йолини бериду». Келиңлар, буниң бирнәччә усулини муһакимә қилайли.
-
Йәһва «бизгә һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериватиду» (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4). У Муқәддәс китап, муқәддәс роһ вә садиқ қул арқилиқ бизниң әқлимиз билән қәлбимизгә тәсәлли бериду (Мәтта 24:45; Йоһан 14:16; Римлиқларға 15:4).
-
Йәһва Худа бизни муқәддәс роһ арқилиқ йетәкләйду (Йоһан 14:26). Муқәддәс роһ Язмилардики вақиәләр билән принципларни есимизға селип, дана қарарларни қилишқа ярдәм бериду.
-
Йәһва Худа бизгә пәриштиләр арқилиқ ярдәм бериду (Ибранийларға 1:14).
-
Йәһва Худа бизгә ярдәм бериш үчүн қериндашларни қоллиналайду. Улар бизни сөзлири яки иш-һәрикәтлири билән мустәһкәмләйду (Колосилиқларға 4:11).
Шуңа Паулниң сөзлиридин немигә үгәндуқ? (Коринтлиқларға 1-хәт 10:13). Худайимиз бизниң қандақ синақларға дуч келишимизни таллимайду. Лекин биз Йәһваниң һәрқандақ синақларға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Йәһва Худа садақәтмән болуп қелишимиз үчүн һәрдайим чиқиш йолини бериду.
a «Аздурулуш» дегән грек сөзиниң шундақла «синақ» дегән мәнаси бар.