Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Атимиз Йәһва бизни интайин яхши көриду

Атимиз Йәһва бизни интайин яхши көриду

«Шуңлашқа мундақ дуа қилиңлар: “Асмандики Атимиз”» (МӘТ. 6:9).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Парс падишасиниң алдиға кириш үчүн бирси немә қилиши керәк еди?

 СИЗ 2500 жил бурун Парс дөлитидә яшаватисиз дәйли. Сиз падиша билән бир мәсилә тоғрилиқ сөзлишиш үчүн Суза шәһиригә маңдиңиз. Лекин падишаниң алдиға кириш үчүн, униң рухситини елишиңиз керәк, чүнки униң һузуриға рухсәтсиз кирсиңиз, өлүм җазасиға һөкүм қилинисиз (Әст. 4:11).

2. Йәһва Худа Униң билән қандақ сөзлишишимизни халайду?

2 Амма Йәһва Худа Парс падишасиға тамамән охшимайду! Йәһва Худа һәрқандақ инсаний һөкүмранға қариғанда шунчә қудрәтлик болсиму, биз Униң билән һәрқачан сөзлишәләймиз. У бизниң Униңға әркин-азадә дуа қилишимизни халайду. Йәһва Худа Қудрәтлик Яратқучи, Һәммигә Қадир, Аләмниң Алий Һөкүмрани дегән алий нам-унванларға егә болсиму, Уни «Ата» дәп атишимизни халайду (Мәт. 6:9). Өзүмизни Униңға шунчилик йеқин һис қилишимизни халайдиғанлиғи қәлбимизни бәкму сөйүндүриду.

3. Немә үчүн Йәһва Худани «Ата» дәп аталаймиз вә бу мақалидин немини биливалимиз?

3 Йәһва Худа һаятлиқ булиғи болғачқа, биз Уни «Ата» дәп аталаймиз (Зәб. 36:9). У бизниң Атимиз болғанлиқтин, Униңға итаәтчан болуш мәҗбурийитимиз бар. Йәһва Худаға бойсунуп яшисақ, әҗайип бәрикәтләргә еришимиз (Ибр. 12:9). Бу бәрикәтләргә асманда яки йәрдә мәңгү яшаш үмити кириду. Биз һазирниң өзидиму көп бәрикәтләргә еришмәктә. Бу мақалидин Йәһваниң қандақ усулларда көйүмчан Атиға охшайдиғанлиғини вә У бизни һечқачан ташлап кәтмәйдиғанлиғиға немә үчүн ишәнч қилалайдиғанлиғимизни биливалимиз. Авал Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғи вә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиниң бирнәччә испатини көрүп чиқайли.

ЙӘҺВА КӨЙҮМЧАН ВӘ ҒӘМХОР АТА

Ғәмхор ата өз балилириға йеқин болушни халиғандәк, Йәһва Худаму бизгә йеқин болушни халайду (4-абзацқа қараң)

4. Бәзилиригә Йәһвани Ата дәп қобул қилиш немә үчүн қийин?

4 Худани Ата дәп қобул қилиш сиз үчүн қийинму? Бәзи адәмләр «Худа шунчилик улуқки, биз Униң үчүн муһим әмәс» дәп ойлайду. Улар Һәммигә Қадир Худа һәрбир адәмниң ғемини йәйдиғанлиғиға гуман қилиду. Лекин көйүмчан Атимиз бизниң шундақ ойлишимизни халимайду. У бизгә һаятни соға қилған вә Униң билән йеқин мунасивәттә болушимизни халайду. Бу һәқиқәтни ейтқандин кейин, әлчи Паул Афинаниң турғунлириға Йәһваниң «һәрқайсимиздин жирақ» әмәслигини чүшәндүргән еди (Әлч. 17:24—29). Бала көйүмчан атиси билән сөзлишишни яхши көриду, шуниңға охшаш, Йәһваму һәрқайсимизниң Униң билән сөзлишишимизни халайду.

5. Бир қериндашниң үлгисидин немини үгинәләймиз?

5 Башқилар ата меһрини көрмәй өскәнликтин, Йәһвани меһрибан Атисидәк қобул қилалмайду. Бир қериндаш мундақ дегән: «Дадам маңа зәһәрдәк сөзләрни ейтатти. Муқәддәс китапни үгинишни башлиғинимда, өзүмни асмандики Атамға йеқин һис қилиш қийин болған. Лекин Йәһвани йеқинирақ билгәнсири, һәммә нәрсә өзгиришкә башлиди». Сиздә шундақ һис-туйғу болғанму? Әгәр шундақ болса, көңлүңизни йерим қилмаң. Вақит өтүп сизму Йәһва Худаниң әң яхши Ата екәнлигигә көз йәткүзисиз.

6. Мәтта 11:27гә асасән, Йәһва Худаниң көйүмчан Ата екәнлигигә қандақ көз йәткүзәләймиз?

6 Әйсаниң Муқәддәс китапта йезилған сөзлири вә һәрикәтлири Йәһва Худани көйүмчан Атидәк қобул қилишимизға ярдәм бериду (Мәтта 11:27ни оқуң). Әйса Йәһва Худаниң есил пәзиләтлирини мукәммәл түрдә әкс әттүргәнликтин, мундақ ейталиған: «Мени көргән киши Атамниму көргән болиду» (Йоһ. 14:9). Әйса Йәһва Худани пат-пат меһрибан Ата сүпитидә тәсвирлигән. Инҗилниң дәсләпки төрт китавиниң өзидә Әйса Йәһва Худани тәхминән 200 қетим «Ата» дәп атиған. Әйса Йәһвани немә үчүн шунчә көп қетим Ата дегән? Буниң бир сәвәви, адәмләрни Йәһва Худаниң көйүмчан Ата екәнлигигә ишәндүрүшни халиған (Йоһ. 17:25, 26).

7. Әйсаға қандақ муамилә қилғанлиғидин Йәһва тоғрилиқ немини биләләймиз?

7 Оғли Әйсаға қандақ муамилә қилғанлиғидин Йәһва Худа тоғрилиқ немини биләләймиз? Йәһва Худа Әйсаниң дуалирини дайим тиңшиған вә дуалириға җавап бәргән (Йоһ. 11:41, 42). Әйса қандақ қийинчилиқларға дуч келишидин қәтъийнәзәр, Атисиниң меһир-муһәббити вә ғәмхорлуғини һәрқачан һис қилған (Луқа 22:42, 43).

8. Йәһва Худа Әйсаға қайси тәрәпләрдин ғәмхорлуқ қилған?

8 Әйса Атисиниң Һаятлиқ Мәнбәси екәнлигини етирап қилип: «Мән Атамға бенаән яшава[ймән]»,— дегән (Йоһ. 6:57). Әйса Атисиға пүтүнләй ишәнч қилған вә Йәһва Худа униңға яшаш үчүн керәклик һәммә нәрсиләрни бәргән. Әң муһими, Йәһва Худа Әйсаниң садақәтмән болуп қелишиға ярдәм бәргән (Мәт. 4:4).

9. Йәһва Худа Әйса үчүн Ғәмхор Ата болғанлиғини қандақ көрсәткән?

9 Ғәмхор Ата сүпитидә Йәһва Худа Әйсани қоллап-қувәтлигән вә униң буни билишини халиған (Мәт. 26:53; Йоһ. 8:16). Йәһва Худа Әйсани барлиқ зиянкәшликләрдин сақлимисиму, қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришигә ярдәм бәргән. Әйса дуч келиватқан һәммә қийинчилиқларниң вақитлиқ екәнлигини билгән (Ибр. 12:2). Дуалирини тиңшаш, муһтаҗ нәрсиләр билән тәминләш, тәлим бериш һәм уни қоллап-қувәтләш арқилиқ Йәһва Худа Әйсани яхши көридиғанлиғини көрсәткән (Йоһ. 5:20; 8:28). Әнди Асмандики Атимиз қандақларчә бизгиму охшаш усулларда ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрүп чиқайли.

КӨЙҮМЧАН АТИМИЗ БИЗГӘ ҚАНДАҚ ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИДУ?

Көйүмчан ата балилирини: 1) тиңшайду, 2) тәминләйду, 3) тәрбийиләйду вә 4) қоғдайду. Асмандики меһрибан Атимизму бизгә охшаш усулларда ғәмхорлуқ қилиду (10—15 абзацларға қараң) b

10. Зәбур 66:19, 20гә асасланғанда, Йәһва бизни яхши көридиғанлиғини қандақ көрситиду?

10 Йәһва Худа дуалиримизни тиңшайду (Зәбур 66:19, 20ни оқуң). Йәһва Худа бизниң дуа қилишимизға чәк қоймайду, әксинчә Униңға пат-пат дуа қилишимизни халайду (Сал. 1-х. 5:17). Мәйли қәйәрдә болайли, биз Йәһва Худаға һәр вақит дуа қилалаймиз. Йәһва Худа дуалиримизни тиңшаш үчүн һәрқачан тәйярдур. Йәһва дуалиримизни тиңшайдиғанлиғини билгәндә, биз Уни техиму көпирәк яхши көрүшни башлаймиз. Зәбур язғучиси мундақ дәп язған: «Хошалмәнки, чүнки Йәһва дуалиқ авазимни,... аңлиди» (Зәб. 116:1).

11. Йәһва Худа дуалиримизға қандақ җавап бериду?

11 Атимиз Йәһва дуалиримизни тиңшапла қоймай, уларға җавап бериду. Әлчи Йоһан: «[Худаниң] ирадисигә мувапиқ неминила сорисақ, У бизни тиңшайду»,— дегән (Йоһ. 1-х. 5:14, 15). Әлвәттә, Йәһва Худа дуалиримизға биз күткәндәк җавап бәрмәслиги мүмкин. У немигә муһтаҗ екәнлигимизни өзүмиздинму яхши билиду, шуңа бәзидә дуалиримизға «яқ» дәп җавап бериду яки сәвирчанлиқ билән күтүшимизни халайду (Кор. 2-х. 12:7—9).

12, 13. Йәһва Худа бизгә қандақ усуллар билән ғәмхорлуқ қилиду?

12 Йәһва Худа бизгә ғәмхорлуқ қилиду. У барчә ата болғучилардин немини тәләп қилса, Өзиму шуни қилиду (Тим. 1-х. 5:8). Йәһва Худа балилирини һаят кәчүрүш үчүн керәклик нәрсиләр билән тәминләйду. Йәһва Худа бизниң немә йәп, немә кийиш вә қәйәрдә туруш тоғрилиқ ғәм қилишимизни халимайду (Мәт. 6:32, 33; 7:11). Көйүмчан Атимиз Йәһва бизни келәчәктиму һәммә керәклик нәрсиләр билән тәминләйду.

13 Әң муһими, Йәһва Худа Униң билән яхши мунасивәттә болушимизға ярдәм бериду. Муқәддәс китап арқилиқ У бизгә Өзи, ирадиси, һаятниң мәнаси вә келәчәктә йүз беридиған вақиәләр тоғрилиқ ейтип бәргән. Бәлким, Йәһва Худа Униң тоғрилиқ билим елишимиз үчүн ата-анимиз яки башқа қериндашларни қолланған. Һазир болса, җамаәттики ақсақаллар вә роһий җәһәттин йетилгән қериндашлар арқилиқ ярдәм бәрмәктә. Шундақла етиқатдашлиримиз билән биллә җамаәт учришишлирида Йәһвадин тәлим алимиз. Мошу вә башқа усуллар билән Йәһва Худа һәммимизгә Өз атилиқ меһир-муһәббитини көрсәтмәктә (Зәб. 32:8).

14. Йәһва немә үчүн бизни әдәпләп тәрбийә бериду вә буни қандақ қилиду?

14 Йәһва Худа бизгә тәлим-тәрбийә бериду. Биз намукәммәл болғачқа, көйүмчан Атимиз бизни тәрбийиләп, зөрүр болғанда әдәпләп җазалиши мүмкин. Муқәддәс китапта: «Йәһва кимни сөйсә, шуни җазалайду»,— дәп йезилған (Ибр. 12:6, 7). Йәһва Худа бизни һәрхил йоллар билән әдәпләп тәрбийиләйду. Мәсилән, биз Худа Сөзидин оқуған айәтләр яки учришишта аңлиған ой-пикирләр жүрүш-турушимизни яки ой-пикримизни өзгәртишкә дәвәт қилиши мүмкин. Болмиса, бәлким биз муһтаҗ ярдәм ақсақаллардин келиду. Йәһва Худа бизни мәйли қандақ йоллар арқилиқ тәрбийилисун, У бизни яхши көргәнликтин шундақ қилиду (Йәр. 30:11).

15. Йәһва Худа бизни қандақ қоғдайду?

15 Йәһва Худа бизни қийинчилиқларда қоллап-қувәтләйду. Дадиси балисиға қийин вақитта ярдәм бәргинидәк Асмандики көйүмчан Атимизму бизгә синақ вақтида яр-йөләк болиду. У бизни муқәддәс роһи арқилиқ Униң билән болған мунасивитимизгә зиян кәлтүридиған нәрсиләрдин қоғдайду (Луқа 11:13). Роһумиз чүшкәндиму Йәһва Худа бизгә ярдәм беришкә тәйяр. Мәсилән, У бизгә келәчәккә болған әҗайип үмүтни бәргән. Бу үмүт қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду. Ойлап көрүң, биз мәйли қандақ қийинчилиқларға дуч келәйли, көйүмчан Атимиз бу қийинчилиқларниң ақиветини йоқ қилиду. Биз дуч келиватқан синақларниң һәммиси өтүп кетиду, лекин Йәһва Худа беридиған бәрикәтләр мәңгүлүктур (Кор. 2-х. 4:16—18).

АТИМИЗ БИЗНИ ҺЕЧҚАЧАН ТАШЛИМАЙДУ

16. Адәм ата көйүмчан Атисиға итаәт қилмай, қандақ ақивәткә қалған?

16 Адәм ата Йәһваға итаәтсизлик қилғанда, Худаниң қандақ һәрикәт қилғанлиғидин бизгә болған меһир-муһәббитини көрүвелишкә болиду. Адәм ата Асмандики Атисиға қарши чиққанда, Йәһва Худаниң бәхитлик аилисидики орнидин өзиму вә әвлатлириму айрилип қалған (Рим. 5:12; 7:14). Лекин Йәһва Худа Адәм атиниң әвлатлириға ярдәм бериш үчүн һәрикәт қилған.

17. Адәм ата Йәһваға қарши чиққанда, У дәрһал немә қилған?

17 Йәһва Худа Адәм атини җазалисиму, униң техи туғулмиған әвлатлирини үмүтсиз қалдурмиған. Йәһва Худа дәрһал итаәтчан адәмләрниң Униң аилисигә қайтурулидиғанлиғини вәдә қилған (Ярит. 3:15; Рим. 8:20, 21). Йәһва Худа бу чарә-тәдбирни Өз сөйүмлүк Оғли Әйсаниң қурбанлиқ төлими асасида орунлаштурған. Оғлини биз үчүн қурбанлиққа бериш арқилиқ Худайимиз бизгә болған меһир-муһәббитини көрсәткән (Йоһ. 3:16).

Тоғра йолдин адишип, лекин кейин товва қилсақ, меһир-шәпқәтлик Атимиз Йәһва бизни қайтидин қобул қилишқа тәйяр (18-абзацқа қараң)

18. Адашсақму, немә үчүн Йәһва Униң аилисидә болушимизни халайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил?

18 Намукәммәл болсақму, Йәһва Худа бизниң Униң аилисидә болушимизни халайду вә бизгә һечқачан еғир жүктәк қаримайду. Биз Худаниң көңлини үмүтсизләндүрүшимиз яки тоғра йолдин чәтнәп кетишимиз мүмкин, амма Йәһва Худа биздин ваз кәчмәйду. Йәһваниң атилиқ меһир-муһәббити қанчилик күчлүк екәнлигини көрситиш үчүн Әйса адашқан оғул тоғрилиқ тәмсилни ейтип бәргән (Луқа 15:11—32). Бу тәмсилдики ата балисиниң қайтип келишидин һеч үмүт үзмигән. Балиси өйгә қайтип кәлгәндә, дадиси уни қучақ ечип қарши алған. Биз тоғра йолдин адишип, лекин кейин товва қилсақ, меһир-шәпқәтлик Атимиз Йәһва бизни кәчүрүп, қайтидин қобул қилишқа тәйяр екәнлигигә ишәнчимиз камил.

19. Адәм ата сәвәплик пәйда болған һәммә зиянни Йәһва қандақ йоқ қилиду?

19 Асмандики Атимиз Йәһва Худа Адәм ата сәвәплик пәйда болған һәммә зиянни йоқ қилиду. Адәм ата исиян көтәргәндин кейин, Худа адәмләр арисидин 144000 кишини Әйса билән биллә асманда падишалар вә роһанийлар болуп хизмәт қилиш үчүн таллиған. Йеңи дунияда Әйса вә униң билән һөкүмранлиқ қилидиғанлар итаәтчан инсанларниң мукәммәл болушқа ярдәм бериду. Ахирқи синақтин кейин Худа уларға мәңгүлүк һаятни соға қилиду. Шу чағда Атимиз йәр йүзи мукәммәл оғул-қизлири билән толғанлиғини көрүп хурсән болиду. Немә дегән әҗайип гөзәл бир заман келиду, дәңа!

20. Йәһва бизни бәк яхши көридиғанлиғини қандақ испатлиған вә кейинки мақалидә немини көрүп чиқимиз?

20 Йәһва Худа бизни бәк яхши көридиғанлиғини испатлиған. У әң яхши Ата. Йәһва дуалиримизни тиңшайду. У яшишимиз вә Униң билән яхши мунасивәттә болушимиз үчүн бизни еһтияҗлиқ нәрсиләр билән тәминләйду. Худайимиз бизни әдәпләп тәрбийиләйду вә қоллап-қувәтләйду. Шуниңдәк, йәнә келәчәктә бизгә мол бәрикәт бериду. Көйүмчан Атимизниң бизни яхши көридиғанлиғи вә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини билиш қәлбимизни сөйүндүриду. Йәһва Худаниң меһир-муһәббитигә миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләйдиғанлиғимизни кейинки мақалидә көрүп чиқимиз.

18-НАХША Худаниң чин муһәббити

a Йәһва Худа Яратқучимиз вә Аләмниң Егиси. Лекин Уни немә үчүн көйүмчан Атимиз дәпму аталаймиз? Келиңлар, буниң бирнәччә сәвәвини көрүп чиқайли. Шуниң билән биргә, Йәһва Худа бизни һечқачан ташлап кәтмәйдиғанлиғиға немә үчүн ишәнч қилалайдиғанлиғимизни биливалайли.

b СҮРӘТЛӘРДӘ: Төрт рәсимниң һәрбиридә дадилири билән балилири тәсвирләнгән: дадиси оғлини тиңшаватиду; дадиси қизиға ғәмхорлуқ қиливатиду; дадиси оғлини тәрбийиләватиду; дадиси оғлини бәзләватиду. Арқа көрүнүштә турған Йәһваниң алиқини Униңму бизгә охшаш усуллар билән ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини әслитиду.