КҮЗИТИШ МУНАРИ (ТӘТҚИҚ НӘШРИ) Январь 2018

Бу санда 2018-жилниң 26-февраль — 1-апрель арилиғидики тәтқиқ қилинидиған мақалиләр бар.

«У һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду»

Мошу дунияниң ахири йеқинлашқансири, қийинчилиқлиримиз көпийиду. 2018-жилниң айити бизгә күчни Йәһвадин издишимиз керәклигини есимизға салиду.

Әҗайип бирлик билән Хатириләш кечи

Хатириләш кечи Худа хәлқиниң бирлигини қандақ мустәһкәмләйду? Ахирқи Хатириләш кечи қачан өткүзүлиду?

Һәммигә егә болған Худаға бир нәрсә беришимиз һаҗәтму?

Йәһваға меһир-муһәббитимизни көрситишниң бир йоли — Униңға баримизни бериш. Баһалиқ нәрсилиримиз билән Йәһвани мәдһийилишимиз бизгә қандақ пайда әкелиду?

Һәқиқий бәхиткә ериштүридиған меһир-муһәббәт

Худаға болған меһир-муһәббәтниң Тимотийға 2-хәттә тилға елинған муһәббәттин қандақ пәрқи бар? Җаваплар бизгә һәқиқий қанаәт вә бәхиткә еришишкә ярдәм бериду.

Адәмләр арисидики пәриқни көрүң

Ахирқи күнләрдә адәмләрниң миҗәз-хулқи вә Худа хәлқиниң арисидики адәмләрниң хисләтлири қандақ пәриқлиниду?