Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Адәмләр арисидики пәриқни көрүң

Адәмләр арисидики пәриқни көрүң

«Силәр... һәққанийлар билән рәзилләрни... пәриқ етәләйсиләр» (МАЛАКИ 3:18, КТ).

НАХШИЛАР: 29, 53

1, 2. Бүгүнки күндә Худа хизмәтчилириниң һаятини немә қийинлаштуруши мүмкин? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң).

 КӨПЛИГӘН тиббий хизмәтчиләр жуқумлуқ кесәл билән ағриған адәмләрниң арисида ишләйду. Бемарларға ярдәм бәргүси кәлгәнликтин, уларға ғәмхорлуқ қилиду. Лекин ағриқни давалаймән дәп жүрүп, өзлиригә жуқтурувалмаслиғи үчүн, улар қоғдиниши һаҗәт. Йәһваниң хизмәтчиси сүпитидә бизму шуниңға охшаш вәзийәттә. Көпинчимиз Худаниңкидин мутләқ өзгичә көзқарашни вә хисләтләрни жуқтурған адәмләр билән биллә яшаймиз яки ишләймиз. Бу биз үчүн қийин болуши мүмкин.

2 Мошу ахирқи күнлири Худани яхши көрмәйдиған адәмләр униң яхши билән яманға тегишлик өлчәмлирини рәт қилиду. Әлчи Паул Тимотийға язған хетидә уларниң сәлбий хисләтлирини атап өткән. Паул бу дуния түзүминиң ахири йеқинлашқансири, бу хисләтләрниң техиму қәң тарқилишини ейтқан (Тимотийға 2-хәт 3:1—5, 13ни оқуң). Мошундақ яман қилиқлирини аңлиғанда, чечимиз тик турсиму, адәмләрниң ой-пикри, сөзлири вә жүрүш-туруши бизгә тәсир қилиши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20). Мошу мақалидә бу яман хисләтләр билән Худа хәлқидә болған хисләтләрниң арисидики қандақ пәрқи бар екәнлигини көрүмиз. Шундақла адәмләргә Йәһва һәққидә билим елишқа ярдәм берип, яман хисләтләрни жуқтурувалмаслиғимиз үчүн, өзүмизни қандақ һимайә қилалайдиғанлиғимизни көрүмиз.

3. Тимотийға 2-хәт 3:2—5тә қандақ адәмләр һәққидә ейтилған?

3 Паул ахирқи күнләрдә адәттин ташқири қийин вақитлар болидиғанлиғини ейтқан. У бизниң вақтимизда адәттикидәк болидиған 19 сәлбий хисләтниң тизимини язған. Бу хисләтләр Паул Римлиқларға 1:29—31 атап өткән хисләтләргә охшайду. Бирақ Тимотийға язған хетидики тизимда қолланған сөзләр Мәсиһий грек язмилириниң башқа һеч йеридә тилға елинмиған. Паул бу тизимни «инсанлар» дегән сөз билән башлап, уларниң яман хисләтлирини атиған. Лекин Паул язған сәлбий хисләтләрни адәмләрниң һәммиси көрсәтмәйду. Мәсиһийләр умумән башқичә хисләтләргә егә (Малаки 3:18ни оқуң).

ӨЗҮМИЗГӘ БОЛҒАН КӨЗҚАРИШИМИЗ

4. Мәғрур адәмни қандақ тәсвирләттиңиз?

4 Паул өзинила яхши көридиған вә пулхумар инсанлар һәққидә ейтқандин кейин, адәмләрниң өзигә ишинидиған, тәкәббур вә мәғрур болидиғанлиғини қошти. Мошу хисләтлири бар адәмләр сиртқи көрүнүши, қабилийити, дуния-мүлки вә җәмийәттики орни билән махтинип, өзлирини башқилардин жуқури қойиду. Мундақ адәмләр һәммидин бурун башқиларниң махтишиға еришишни халайду. Бир тәтқиқ қилғучи мәғрур адәм жүригидә Худаға әмәс, өзигә сәҗдә қилидиғанлиғини язған. Бәзибир адәмләрниң ейтишичә, тәкәббурлиқниң жиркиничлиги шунчә, һәтта тәкәббур адәм мошу хисләтни башқиларда көргәндә, уни яқтурмайду.

5. Йәһваниң садиқ хизмәтчилириму қандақ тәкәббур болуп кетиши мүмкин?

5 Йәһва Худа Муқәддәс китапта «тәкәббурлуқ билән қарайдиған көз» дәп тәсвирләнгән мәғрурлуқни өч көриду (Пәнд-нәсиһәтләр 6:16, 17). Һәқиқәтән, тәкәббурлуқ адәмни Худадин жирақлаштуриду (Зәбур 10:4). У — Иблисқа хас хисләт (Тимотийға 1-хәт 3:6). Әпсуски, Йәһваниң бәзибир садиқ хизмәтчилири тәкәббурлиқни жуқтурувалди. Мәсилән, Йәһуданиң падишаси Уззияни алайли. У жиллар давамида садиқлиқни сақлап кәлгән. Лекин Муқәддәс китапта «У қувәтләнгәндә өзи хараб болғидәк көңлиму тәкәббур болуп қалди. Өз Тәңриси Худавәндигә итаәтсизлик қилғанлиғи» йезилған. Уззия ибадәтханиға кирип, хушпурақ исриқни яндуридиған һоқуқи болмиған нәрсини қилди. Кейинирәк садиқ Хизқия падишаниңму тәкәббурлинип кәткән вақти болған (Тарихнамә 2-язма 26:16; 32:25, 26).

6. Давут немә сәвәптин мәғрурлинип кетиши мүмкин еди? Лекин немишкә у кәмтәр болуп қалған?

6 Бәзибир адәмләр келишкән, нами чиққан, музыкиға қабилийити бар, күчлүк яки башқиларниң һөрмитигә егә болғанлиқтин, тәкәббур болуп кәткән. Давутта мошуниң һәммиси болған, лекин у өмүрвайәт кәмтәр болуп қалған. Мәсилән, Ғолятни өлтәргәндин кейин, Саул падиша униңға қизини аяллиққа бәрмәкчи болиду. Лекин Давут буниңға: «Ким мән вә мениң һаятим у немикән? Һәм мениң атамниң қәбилиси Исраилдики әң әрзимәси, шуңа мән падишаниң қандақларчә күйоғли болалаймән?»,— дәп җавап бәрди (Самуилниң 1-язмиси 18:18). Давутқа кәмтәр болушқа немә ярдәм бәрди? У өзиниң хисләтлири, қабилийәтлири билән артуқчилиқлириниң һәммиси Худа униңға кәмтәрлик көрситип, диққәт бөлгәнликтин бар болғанлиғини чүшәнгән (Зәбур 113:5—8). Давут һәммә яхшилиқ Йәһвадин кәлгәнлигини билгән (Коринтлиқларға 1-хәт 4:7ни селиштуруң).

Адәмләр Худаниң хизмәтчилириниң кәмтәрлигини көрүп, һәқиқәтни тонуйду

7. Кәмтәр болушқа бизгә немә ярдәм бериду?

7 Давутқа охшаш бүгүнму Худаниң хизмәтчилири кәмтәр болушқа тиришмақта. Алла тәала болған Йәһваниң өзи кәмтәр екәнлигини билгинимиз қәлб таримизни тәвритиду (Зәбур 18:35). Биз мошу сөзләрни һаятта қоллинишни халаймиз: «һәмдәртлик, меһрибанлиқ, әқил мөмүнлигиниң, мулайимлиқ һәм узақ сәвирликниң назук сезимлириға пүркүнәйли» (Колосилиқларға 3:12). Меһир-муһәббәт махтанмайду вә тәкәббурланмайду (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4). Башқилар бизниң кәмтәр екәнлигимизни көргәндә, уларму Йәһвани билишни халайду. Йәһва гувачиси әмәс йолдиши аялиниң яхши жүрүш-турушини көрүп, Йәһваға йеқинлишиши мүмкин. Шундақ қилип, адәмләр Худаниң хизмәтчилириниң кәмтәрлигини көрүп, һәқиқәтни тонуйду (Петрусниң 1-хети 3:1).

БАШҚИЛАРҒА БОЛҒАН МУАМИЛӘ

8. а) Бүгүн бәзи адәмләр балиларниң ата-анисиға болған итаәтсизликкә қандақ қарайду? ә) Муқәддәс китапта балиларға немә қилиш керәклиги ейтилған?

8 Паул ахирқи күнләрдә адәмләр бир-биригә қандақ муамилә қилидиғанлиғини чүшәндүрди. У балилар ата-анисиға бойсунмайдиғанлиғини язған. Бүгүнки күндә көплигән китаплар, кинолар вә программилар мундақ қилиқни һеч ямини йоқ адәттики нәрсидәк көрситиду. Дәрһәқиқәт, балиларниң ата-анисиға итаәтсизлик қилиши җәмийәтниң асасий түврүги болған аилиниң бирлигини бузиду. Адәмләр бу һәқиқәтни бурундинла билгән. Мәсилән, қедимий Грециядә ата-анисиға қол көтәргән киши пухралиқ һоқуқлиридин айрилатти. Рим қануни бойичә, атисиға қол көтәргән бала қатилдәк җазалиниши мүмкин еди. Ибраний язмилардиму, Грек язмилардиму балиларға ата-анисиға һөрмәт көрситиш буйрулған (Чиқиш 20:12; Әфәсликләргә 6:1—3).

9. Балиларға ата-анисиға қулақ селишқа немә ярдәм бериду?

9 Ата-анисиға бойсунмайдиған адәмләрниң арисида яшаватқан балиларға итаәт қилишқа немә ярдәм бериду? Балилар ата-анилириниң өзлири үчүн қилған һәммә яхшилиғи һәққидә ойланса, уларға болған миннәтдарлиғи ешип, қулақ селишни халайду. Шундақла яшлар монуни чүшиниши керәк: һәммимизниң Атимиз болған Худа уларниң ата-анисиға қулақ селишини күтиду. Улар ата-аниси һәққидә яхши гәп қилса, достлириниму өз ата-анисини һөрмәтләшкә дәвәт қилиду. Әлвәттә, ата-аниси «туққанлиқтин бәзгән» болса, балиларға чин дилдин итаәт қилиш нәқәдәр қийин болуши мүмкин. Әгәр ата-аниси балилириға яхши көридиғанлиғини көрсәтсә, балилири қийин болсиму уларниң тилини елишқа тиришидиған болиду. Остин исимлиқ бир яш қериндаш мундақ деди: «Мән көпинчә вақитта натоғра иш қилғум кәлгәндә, ата-анам дана йол-йоруқ көрситип, қаидиләрниң сәвәвини чүшәндүрәтти вә дайим сөзлишишкә тәйяр болатти. Бу бойсунушимға ярдәм берәтти. Улар маңа ғәмхорлуқ қиливатқанлиғини көрәттим вә шу сәвәптин уларни хапа қилишни халиматтим».

10, 11. а) Қандақ яман хисләтләр адәмләрни бир-бирини яхши көрмәйдиғанлиғини көрситиду? ә) Һәқиқий мәсиһийләр адәмләрни қанчилик яхши көриду?

10 Паул адәмләрниң бир-бирини яхши көрмәйдиғанлиғини көрситидиған башқиму хисләтләрни атап кәткән. У инсанларниң «ата-анисиға бойсунмайдиған» болидиғанлиғини ейтқандин кейин, миннәтдарсизлиқ һәққидә ейтти. Буларниң биридин кейин бири ейтилиши мәнтиқий, сәвәви миннәтдарсиз адәмләр башқиларниң қилған яхшилиғини баһалимайду. Паул инсанларниң садиқсиз болидиғанлиғиниму ейтқан. Улар җаһил, йәни башқилар билән яхши мунасивәтни сақлашни халимайду. Адәмләр күпүрлүк сөзләйдиған вә сатқун болуп, башқа адәмләргә, һәтта Худаға тил тәккүзүп, һақарәтлик сөзләрни ейтидиған болиду. Шундақла улар төһмәтхор болуп, башқиларниң намиға дағ кәлтүрүдиған зәһәрлик гәп-сөзләрни тарқитиду a (Изаһәткә қараң).

11 Йәһваниң хизмәтчилири мошу дуниядики адәмләрниң көпинчисидин пәриқлиниду, чүнки улар башқиларға һәқиқий меһир-муһәббәт көрситиду. Бу дайим шундақ болған. Әйса ейтип кәткәндәк, Тәвратта башқиларни сөйүң дегән қанундин пәқәт Худани яхши көрүң дегән қанун муһимирақ болған (Мәтта 22:38, 39). Шуниңдәк, Әйса һәқиқий мәсиһийләрниң өз ара меһир-муһәббити билән тонулидиғанлиғини ейтқан (Йоһан 13:34, 35ни оқуң). Һәқиқий мәсиһийләр һәтта дүшмәнлириниму яхши көриду (Мәтта 5:43, 44).

12. Әйса қандақ қилип меһир-муһәббәт көрсәткән?

12 Әйса инсанларни һәқиқәтән яхши көргәнлигини көрсәтти. У бир шәһәрдин башқа шәһәргә меңип, адәмләргә Худа Падишалиғи тоғрисида хуш хәвәрни ейтти. Корларни, токуларни, мохо кесилигә гириптар болғанлар билән паңларни сақайтқан вә өлгәнләрни тирилдүргән (Луқа 7:22). Уни өч көргән адәмләр көп болсиму, у инсанларни қутулдуруш үчүн һәтта җенини қурбан қилған. Әйса Мәсиһ Атисиниң меһир-муһәббитигә мукәммәл һалда тәқлит қилди. Дуния йүзи бойичә Йәһва гувачилири Әйсаға тәқлит қилип, башқиларға меһир-муһәббәт көрситиду.

13. Башқиларға көрсәткән меһир-муһәббәтимиз уларни Йәһвани тонуп-билишкә қандақ дәвәт қилиши мүмкин?

13 Адәмләр бизниң уларға болған меһир-муһәббитимизни көргәндә, әрштики Атимиз һәққидә билгүси келиши мүмкин. Мәсилән, Таиландта яшайдиған бир әр киши регионлуқ конгрессқа барғанда, қериндашларниң өз ара меһир-муһәббитини көрүп, бәк һәйран қалди. Өйгә кәлгәндин кейин, Йәһва гувачилиридин Муқәддәс китапни һәптисигә икки қетим тәтқиқ қилишни сориди. Андин у һәммә қом-қериндашлириға вәз қилди. Алтә ай өтә-өтмәйла, бу киши Ибадәт өйидә дәсләпки Муқәддәс китапни оқуш тапшуруғи билән чиққан. Бизчу башқиларға меһир-муһәббәтни көрситиватимизму? Мону соаллар һәққидә ойлинип көрәйли: «Аиләмдә, җамаәттә вә хизмәттә башқиларға ярдәм беришкә интилимәнму? Башқиларға Йәһва Худадәк қарашқа тиришимәнму?»

БӨРИЛӘР ВӘ ҚОЗИЛАР

14, 15. Көп адәмниң бойнида қандақ йеқимсиз хисләтләр бар? Бәзибирлири өзлирини қандақ өзгәрткән?

14 Ахирқи күнләрдә адәмләрниң башқиму яман миҗәз-хулуқлирини байқаймиз. Биз буниңдин нери болушимиз керәк. Мәсилән, көп адәмләр һиммәтликкә өч болиду. Улар яхшилиқни өч көриду һәм һәтта униңға қарши чиқиду. Мундақ инсанлар өзини туталмайдиған, вәһши. Бәзибирлири мәнмән. Улар ойланмай һәрикәт қилип, ишлири башқиларға қандақ тәсир қилидиғанлиғи билән кари йоқ.

15 Илгири явайи һайванларға охшаш һәрикәт қилған адәмләр өзлириниң һаятини өзгәртти. Бу әҗайип өзгиришләр Муқәддәс китапта бәшарәт қилинған (Йәшая 11:6, 7ни оқуң). Язмиларда бөрә вә асландәк явайи һайванлар қоза вә мозайдәк өй һайванлири билән инақ яшайдиғанлиғи ейтилған. Немишкә уларниң арисида инақлиқ болиду? Бәшарәттә йәнә: «Пүтүн йәр-йүзи Пәрвәрдигарни билиш-тонуш билән қаплиниду»,— дәп ейтилған (Йәшая 11:9). Һайванлар Йәһва һәққидә билим алалмайдиғанлиқтин, бу бәшарәттики сөзләр символлуқ мәнада адәмләр өзгиришләрни қилғанда әмәлгә ашиду.

Муқәддәс китаптики принциплар һаятни өзгәртиду! (16-абзацқа қараң)

16. Қандақ қилип Муқәддәс китап адәмниң миҗәз-хулқини өзгәртишкә ярдәм бериду?

16 Қериндашлиримизниң көпинчиси өз вақтида вәһши бөридәк рәһимсиз болған. Бирақ һазир улар жугач. Бәзибирлириниң вақиәлирини jw.org торбетидики «Муқәддәс китап һаятни өзгәртиду» намлиқ бөлүмдин оқалайсиз. Йәһвани тонуп-билгән вә униңға хизмәт қилғанлар Худаға вападар көрүнидиған, амма вапалиқниң күчини рәт қилидиғанларға охшимайду. Мундақ адәмләр Худаға хизмәт қилимиз дәп ейтиду, амма ишлири билән көрсәтмәйду. Худа хәлқидә илгири рәһимсиз болғанлар «Худаниң ирадиси бойичә һәқиқий һәққанийлиқта һәм садиқлиқта яритилған йеңи шәхскә өзгәрди» (Әфәсликләргә 4:23, 24). Адәмләр Худа һәққидә билгәндә, униң тәләплиригә мас һаят кәчүрүш керәклигини чүшиниду. Бу уларниң етиқадини, нуқтәий нәзәрини вә миҗәз-хулқини өзгәртиду. Бундақ өзгиришләрни қилиш асан әмәс, лекин Худаниң муқәддәс роһи Уни хошал қилишни халиғанларға ярдәм бериду.

«ШУНДАҚЛАРДИН ЖИРАҚ ТУР»

17. Яман хисләтлири бар адәмләрдин қандақ нери болалаймиз?

17 Худаға хизмәт қилидиған-қилмайдиғанларниң арисидики пәриқ ениқ көриниду. Худаға хизмәт қилмайдиғанларниң яман хисләтлири бизгә тәсир қилмаслиғи үчүн пәхәс болушимиз керәк. Тимотийға 2-хәт 3:2—5тә тилға елинған адәмләрдин «жирақ тур» дегән мәслиһәткә қулақ салғумиз келиду. Әлвәттә, яман хисләтлири бар адәмләрниң һәммисидин бирдәк нери болалмаймиз. Улар билән ишләшкә, оқушқа яки яшашқа тоғра келиду. Бирақ биз уларға охшаш ойлап, уларниң ишлирини қилмаймиз. Бизгә немә ярдәм бериду? Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип вә Йәһвани яхши көридиған адәмләр билән арилишип, Йәһва Худа билән достлуғимизни мустәһкәмләймиз.

18. Бизниң сөзүмиз билән ишимиз башқиларға Йәһвани тонуп-билишкә қандақ ярдәм бериду?

18 Биз башқиларға Йәһвани тонуп-билишкә ярдәм беришни халаймиз. Гувалиқ беришниң мүмкинчиликлирини издәп, керәклик вақитта вә керәклик нәрсиләрни ейтишқа Йәһвадин ярдәм сораймиз. Башқилардин Йәһва гувачилири екәнлигимизни йошурмаймиз. Шуңа үлгилик жүрүш-турушимиз өзүмизгә әмәс, Худаға шан-шәрәп әкелиду. Йәһва «бизни рәзилликни вә бу дунияниң һәвәслирини рәт қилип, бу дуния қурулумида Худаға болған сағлам пикирликни, һәққанийлиқни һәм вападарлиқни сақлап яшашни үгәтмәктә» (Титқа 2:11—14). Йәһваға тәқлит қилсақ вә униңға лайиқ һәрикәт қилсақ, бу башқиларниң нәзиридин сирт қалмайду. Бәзибирлири һәтта: «Биз сән билән барайли, чүнки биз Худани сән билән биллидур дәп аңлидуқ»,— дәп ейтиши мүмкин (Зәкәрия 8:23, КТ).

a Грек тилидин «төһмәтчи» яки «әйиплигүчи» дәп тәрҗимә қилинған «диаболос» сөзи Шәйтанниң унвани сүпитидиму қоллинилиду. Һә, у — «Иблис», йәни Худаға төһмәт қилғучи.