2-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһвани җамаәттә мәдһийиләң
«Җамаәт ичидә туруп мән Саңа болған мәдһийлиримни җакалаймән» (ЗӘБ. 22:22, КТ).
9-НАХША Алқишлаң Худайимиз Йәһвани!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Давут Йәһваға нисбәтән немини һис қилған вә бу уни немигә дәвәт қилған?
ДАВУТ ПАДИША: «Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийләшкә лайиқтур»,— дәп язған (Зәб. 145:3). У Йәһвани яхши көргән вә бу уни җамаәт ичидә Худани мәдһийиләшкә дәвәт қилған (Зәб. 22:22; 40:5). Шүбһисизки, сизму Йәһвани яхши көрисиз вә Давутниң мошу сөзлири билән келишисиз: «Атимиз Исраилниң Худаси, Сән, Йәһва, әсирдин әсиргичә мубарәк болғин!» (Тар. 1-яз. 29:10—13).
2. а) Йәһвани қандақ мәдһийиләләймиз? ә) Бәзилири үчүн немә қилиш қийин вә биз немини муһакимә қилимиз?
2 Бүгүнки күндә Йәһвани мәдһийиләшниң бир йоли — җамаәт учришишлирида җавап бериш. Амма бәзи қериндашлиримиз үчүн бу наһайити қийин. Улар муһакимигә қатнишишни халайду, лекин җавап бериштин қорқиду. Қорқунучни қандақ йеңишкә болиду? Илһамландуридиған җавапларни беришкә қандақ мәслиһәтләр ярдәм берәләйду? Мошу соалларға җавап бериштин авал, учришишларда җавап беришниң асасий төрт сәвәвини муһакимә қилайли.
НЕМӘ ҮЧҮН ҖАВАП БЕРИМИЗ?
3—5. а) Ибранийларға 13:15кә асасән, биз учришишларда немә үчүн җавап беримиз? ә) Һәммимиз охшаш җавап беришимиз керәкму? Чүшәндүрүп бериң.
3 Йәһвани мәдһийиләш — һәммимиз үчүн чоң шан-шәрәп (Зәб. 119:108). Учришишлардики җаваплиримиз «мәдһийиләш қурбанлиғининиң» бир қисми һәм уни биз үчүн һечким берәлмәйду (Ибранийларға 13:15ни оқуң). Йәһва Худа һәммимиздин охшаш қурбанлиқ әкелишни, башқичә ейтқанда, охшаш җавап беришни тәләп қиламду? Әлвәттә, яқ!
4 Йәһва бизниң қабилийәтлиримизни вә әһвалимизни яхши билиду вә Униңға бәргән қурбанлиғимизни бәк қәдирләйду. Йәһва исраиллиқлардин қандақ қурбанлиқларни қобул қилғанлиғини ойлап беқиң. Бәзи исраиллиқлар қойни яки өшкини қурбан қилалиған. Кәмбәғәлләр болса, икки пахтәк яки икки бачкини қурбанлиққа әкеләтти. Әгәр һәтта икки қушни әкелишкә чамиси болмиса, ақ ундин бир ефа миқдариниң ондин бирини елип келәләтти (Лав. 5:7, 11). Ун анчә қиммәт болмисиму, Йәһва шу қурбанлиқниму қәдирлигән. Амма бу ун әң яхши ундин болуши шәрт еди.
5 Меһрибан Худайимиз һеч өзгәрмигән. Биз җавап бәргәндә, У бизниң Аполостәк сөзгә чәчән яки Паулдәк қайил қиларлиқ сөзлишимизни күтмәйду (Әлч. 18:24; 26:28). Йәһва бизниң қолумиздин кәлгичә әң яхши җавапларни беришимизни халайду. Икки ушшақ тийинни ианә қилған тул аял есиңиздиму? У қолида бар әң яхши нәрсини бәргәнликтин, Йәһва уни қәдирлигән (Луқа 21:1—4).
6. а) Ибранийларға 10:24, 25кә мас, башқиларниң җаваплири бизгә қандақ тәсир қилиши мүмкин? ә) Сизни илһамландурған җаваплар үчүн миннәтдарлиғиңизни қандақ билдүрәләйсиз?
6 Җаваплиримиз башқиларни илһамландуриду (Ибранийларға 10:24, 25ни оқуң). Учришишларда һәр түрлүк җавапларни аңлиғанда хошал болумиз. Мәсилән, кичик балиларниң аддий вә сәмимий сөзлири көңлүмизни хуш қилиду. Йеңи һәқиқәтни биливалған бирсиниң һаяҗанлиқ җавави жүрәк таримизни чекиду. Уялчақ киши яки тилимизни йеңидин үгиниватқанлар «җүръәтлик» җавап бәргәндиму наһайити хошал болумиз (Сал. 1-х. 2:2). Уларниң күч чиқарғанлиғи үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ билдүрәләймиз? Учришиштин кейин уларға җавави үчүн рәхмәт ейтсақ болиду. Өзүмизму җавап бериш арқилиқ уларға миннәтдарлиқ билдүрәләймиз. Шундақ қилсақ, пәқәт өзүмиз илһам алмай, башқиларғиму илһам беримиз (Рим. 1:11, 12).
7. Җавап бәргәндә өзүмиз қандақ пайда алимиз?
7 Җавап бәргәндә өзүмизму пайда алимиз (Йәшая 48:17). Қандақларчә? Биринчидин, җавап беришкә мәхсәт қойсақ, учришишларға яхши тәйярлиқ қилишқа интилимиз. Яхши тәйярланғанда, Худаниң Сөзини чоңқурирақ чүшинимиз. Уни қанчилик чоңқур чүшәнсәк, билимимизни шунчилик яхши қоллинилаймиз. Иккинчидин, муһакимигә қатнашсақ, учришиш биз үчүн қизиқ өтиду. Үчинчидин, җавап беришкә күч чиқарғанлиқтин, ейтқан ойлиримиз хели вақитқичә есимиздә қалиду.
8, 9. а) Малаки 3:16дә йезилғандәк, биз җавап бәргәндә Йәһва қандақ һис-туйғуда болиду? ә) Бәзилири немидин қорқуши мүмкин?
8 Етиқадимиз һәққидә сөзлигәндә, Йәһвани хошал қилимиз. Йәһва бизни тиңшап, җавап бериш үчүн чиқарған күчимизни қәдирләйдиғанлиғи сөзсиз (Малаки 3:16ни оқуң). Биз Йәһваниң жүригини хошал қилишқа тиришқанда, У бизгә бәрикәтләрни төкиду. Бу — Униң биздин рази екәнлигиниң испати (Мал. 3:10).
9 Җавап беришкә муһим сәвәпләр бар екәнлиги ениқ. Шундақ болсиму, бәзиләр қол көтириштин қорқиду. Әгәр сизму қорқсиңиз, көңлиңиз йерим болмисун. Келиңлар, учришишларда көпирәк җавап беришкә ярдәм беридиған Муқәддәс китап принциплирини, бирнәччә мисални вә үнүмлүк мәслиһәтләрни көрүп чиқайли.
ҚОРҚУНУЧНИ ЙЕҢИШ
10. а) Җавап бәргәндә көпинчимиздә қандақ қорқунуч пәйда болиду? ә) Шундақ қорқунуч немини көрситиду?
10 Қол көтирип җавап бәрмәкчи болғанда, жүригиңиз ағзиңизға тиқиламду? Әгәр шундақ болса, сиз ялғуз әмәс. Әмәлийәттә, җавап бәргәндә көпинчимиз әнсирәймиз. Қорқунучни йеңиш үчүн авал униң сәвәвини ениқлишиңиз керәк. Сиз немини ейтишни унтуп қелиштин яки натоғра җавап бериштин қорқамсиз? Йә болмиса, башқилардәк яхши җавап берәлмәймән дәп ойламсиз? Бир тәрәптин шундақ қорқунуч сизниң кәмтәр екәнлигиңизни вә башқиларни өзүңиздин үстүн көридиғанлиғиңизни көрситиду. Йәһва кәмтәр адәмләрни яхши көриду (Зәб. 138:6; Флп. 2:3). Амма Йәһва сизниң Уни мәдһийиләп, учришишта башқиларни илһамландурушиңизни халайду (Сал. 1-х. 5:11). У сизни яхши көриду вә сизгә керәклик җасарәтни бериду.
11. Язмилардики қайси ойлар бизгә ярдәм берәләйду?
11 Язмилардики бәзи ойларға диққәт қилайли. Муқәддәс китапта һәммимизниң сөздә хаталишидиғанлиғимиз йезилған (Яқуп 3:2). Йәһва Худаму, қериндашлиримизму биздин мукәммәлликни күтмәйду (Зәб. 103:12—14). Биз худди бир аилидәк вә бир-биримизни яхши көримиз (Марк 10:29, 30; Йоһ. 13:35). Бәзидә ейтмақчи болған ой-пикримизни тоғра йәткүзәлмәслигимиз мүмкинлигини улар яхши чүшиниду.
12, 13. Нәһәмия вә Юнусниң мисаллиридин қандақ савақ алимиз?
12 Қорқунуч билән күришишкә ярдәм беридиған Муқәддәс китаптики мисалларни көрүп чиқайли. Мәсилән, Нәһәмияниң мисалини алайли. У қудрәтлик падишаниң сарийида хизмәт қилған. Йерусалимниң тамлири вә дәрвазилири техичә вәйранә һаләттә туриватқанлиғини аңлиғанда, у ғәм-қайғуға патқан (Нәһ. 1:1—4). Падиша униңдин немә сәвәптин ғәмкин болғанлиғини сориғанда, Нәһәмияниң жүриги ағзиға тиқилғанлиғини тәсәввур қилиң. У дәрру дуа қилип, кейин падишаға җавап бәрди. Нәтиҗидә падиша Худа хәлқигә көп ярдәм бәргән (Нәһ. 2:1—8). Әнди Юнусниң мисалини әскә алайли. Йәһва уни Нинәвәһ турғунлириға әвәткәндә, у қорқуп башқа яққа қечип кәткән (Юнус 1:1—3). Лекин Йәһваниң ярдими билән Юнус тапшуруғини орунлалиған. Нәтиҗидә нинәвәһликләр униң хәвиригә қулақ селип, аман қалған (Юнус 3:5—10). Бу икки мисалдин қандақ савақ алимиз? Нәһәмияниң мисалидин җавап бериштин бурун дуа қилишниң муһим екәнлигини үгинимиз. Юнусниң мисали шуни әскә салиду: Йәһва бизгә қорқунучни йеңип, Униңға хизмәт қилишқа ярдәм бериду. Растини ейтсақ, җамаәт учришишида җавап бериш Нинәвәһ турғунлириға һөкүм хәвирини ейтиштин нәқәдәр оңай, шундақ әмәсму?
13 Учришишларда илһамландуридиған җавапларни беришкә қандақ мәслиһәтләр ярдәм бериду? Һазир шуларниң бирнәччисини көрүп чиқайли.
14. Учришишқа яхши тәйярлиниш немә үчүн муһим вә биз қачан тәйярлансақ болиду?
14 Һәрбир учришишқа тәйярлиниң. Учришишқа алдин-ала вә яхши тәйярлансиңиз, җавап бәргәндә қаттиқ әнсиримәйсиз (Пәнд н. 21:5). Әлвәттә, һәрбиримизниң күн тәртивимиз һәр түрлүк. Мәсилән, 80дин ашқан Элоиза исимлиқ тул қалған қериндишимиз «Күзитиш мунариға» һәптиниң бешида тәйярлинишни башлайдекән. У шундақ дегән: «Алдин-ала тәйярлансам, учришиштин көпирәк пайда алимән». Толуқ вақит ишләйдиған Джой қериндишимиз «Күзитиш мунариға» учришиштин бир күн авал тәйярлиқ қилидекән. У: «Алдин-ала тәйярлансам мәлумат есимдә қалидиғанлиғини байқидим»,— дәп бөлүшкән. Иши чачтин тола пионер вә ақсақал болуп хизмәт қилидиған Айк: «Мениң үчүн бир олтирип көп вақит тәйярланғандин көрә, һәптә арилиғида бөлүп-бөлүп тәйярлиниш қолайлирақ»,— дәп ейтқан.
15. Учришишқа қандақ яхши тәйярлиқ қилалайсиз?
15 Учришишқа яхши тәйярлиниш немини билдүриду? Һәрбир мақалигә тәйярлиништин бурун Йәһваға дуа қилип, муқәддәс роһ сораң (Луқа 11:13; Йоһ. 1-х. 5:14). Кейин бирнәччә минут бөлүп, мақалиниң баш мавзуси, кичик мавзулири, сүрәтләр билән рамкиларни көрүп чиқиң. Һәрбир абзацни оқушқа киришкәндә, мүмкин болса, кәлтүрүлгән айәтләрниң һәммисини оқушқа тиришиң. Оқуған мәлумат тоғрисида мулаһизә қилип, җавап бәрмәкчи болған ой-пикирләргә алаһидә диққәт қилиң. Қанчилик яхши тәйярлансиңиз, шунчилик көп пайда алисиз вә җавап бериш асанирақ болиду (Кор. 2-х. 9:6).
16. Сиздә қандақ қураллар бар вә уларни қандақ қоллинисиз?
16 Сиз билидиған тилдики электронлуқ қураллардин пайдилиниң. Йәһва тәшкилати арқилиқ тәйярлинишимизға ярдәм қилидиған қуралларни бәргән. Мәсилән, «JW Library®» программисидин тәтқиқ қилиш үчүн әдәбиятларни көчиривелишкә болиду. Кейин халиған вақитта, халиған җайда әдәбиятни ечип, тәтқиқ қилалайсиз, һеч болмиғанда, уни оқалайсиз яки тиңшалайсиз. Бәзиләр «JW Library®» программисини иштики яки мәктәптики чүшлүк тамақ вақтида, йә болмиса йолда кетиватқанда ишлитиду. «Күзитиш мунариниң китапханиси» вә «Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ» чоңқурирақ билгүмиз кәлгән нәрсиләрни тәтқиқ қилишимизға ярдәм бериду.
17. а) Немә үчүн бирнәччә җавап тәйярлаш муһим? ә) «Йәһва Худа билән дост болуң. Җавап беришкә тәйярлиниң» видеосидин қандақ савақ алдиңиз?
17 Мақалигә бирнәччә җавапни тәйярлашқа тиришиң. Бу немә үчүн муһим? Чүнки қолуңизни көтәргәндә, сиздин соримай қелиши мүмкин. Сиз билән бир вақитта бирнәччә адәм қол көтәргәнликтин, муһакимини өткүзиватқан бурадәр сиздин әмәс, башқа бирсидин сориши мүмкин. Учришиш өз вақтида аяқлишиши үчүн еһтимал бурадәр җавап беришни халиғанларниң һәммисидин соримайду. Шуниң үчүн муһакиминиң бешида сиздин соримиса, рәнҗимәң яки көңлүңизни чүшәрмәң. Әгәр сиз бирнәччә җавапни тәйярлисиңиз, муһакимигә көпирәк қатнишишқа мүмкинчилигиңиз болиду. Бәлким, җавапларниң биридә айәтни оқуп берисиз. Бирақ әң яхшиси, өз сөзүңиз билән җавап беришкә һәрикәт қилиң b.
18. Немә үчүн қисқа җавап беришимиз керәк?
18 Қисқа җавап бериң. Адәттә қисқа вә аддий җаваплар илһам бериду. Шуңа қисқа җавап беришкә мәхсәт қоюң. Уни 30 секундтин ашурмаслиққа тиришиң (Пәнд н. 10:19; 15:23). Көп жиллар бойи җавап бәргән болсиңиз, сизниң җамаәттики ролиңиз алаһидә. Сиз қисқичә җавап бериштә яхши үлгә көрситәләйсиз. Әгәр бирнәччә минутқа созулған мурәккәп җавапларни бәрсиңиз, башқилар сизгә охшаш яхши сөзләлмәймән дәп, җавап бериштин тартиниши мүмкин. Қисқа җавап бәрсәк, муһакимигә көпирәк адәмләр қатнишалайду. Болупму сиз биринчи җавап бәрсиңиз, җававиңиз аддий вә ениқ болсун. Абзацтики барлиқ ой-пикирләрни ейтишниң кериги йоқ. Асасий ой ейтилип болғандин кейин, қошумчә ойларни ейтсиңиз болиду (« Қандақ җавап бәрсәм болиду?» дегән рамкиға қараң).
19. Муһакимини өткүзидиған бурадәр сизгә қандақ ярдәм берәләйду? Буниң үчүн сиз немә қилишиңиз керәк?
19 Қайси абзацқа җавап бәрмәкчи болғанлиғиңизни муһакимини өткүзидиған бурадәргә ейтиң. Шундақ қилишни қарар қилсиңиз, бурадәргә буни учришишниң алдида дәп қоюң. Сиз җавап беридиған абзац оқулуп болғандин кейин, шу бурадәр көрәлиши үчүн қолуңизни дәрру егиз көтириң.
20. Учришиш қайси тәрәптин достлар билән дәстиханда җәм болғанға охшайду?
20 Җамаәт учришишини йеқин достлириңиз билән дәстиханда җәм болуш билән селиштурушқа болиду. Җамаәттики достлириңиз сизни меһманға чақирип, кичик бирнәрсә пиширип келишни сориса, немә қилаттиңиз? Азирақ әнсирисиңизму, қолуңиздин кәлгиничә һәммиси яқтуридиған әң яхши нәрсини пиширисиз. Бизни меһманға чақирған Йәһва Худа һәрбир учришишта мол дәстихан яйиду (Зәб. 23:5; Мәт. 24:45). Аддий болсиму, қолумизда бар әң яхши соғимизни елип кәлсәк, У наһайити хошал болиду. Ундақта, учришишқа яхши тәйярлинип, пат-пат җавап беришкә күч чиқириң. Шу чағда сиз Йәһваниң дәстихинидин озуқлинипла қалмай, елип кәлгән соғиңизни җамаәт билән бөлүшәләйсиз.
138-НАХША Йәһва — Сениң исмиң
a Давутқа охшаш, бизму Йәһвани яхши көримиз вә Уни мәдһийилигимиз келиду. Җамаәт учришишлирида Худаға меһир-муһәббитимизни ипадиләшниң алаһидә пурсити пәйда болиду. Бирақ бәзиләр үчүн учришишларда җавап бериш қийин болуши мүмкин. Бу сиз үчүнму қийин болса, мошу мақалә сизгә қорқунучниң сәвәвини чүшинип, уни йеңишкә ярдәм бериду.
b jw.org торбетидин «Йәһва Худа билән дост болуң. Җавап беришкә тәйярлиниң» дегән видеони көрүң (МУҚӘДДӘС КИТАП ТӘЛИМЛИРИ > БАЛИЛАР).