Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ОЙҒИНИШ! № 2 2018

Аиләвий бәхитниң 12 сири

Турмушидики қийинчилиқларни һәл қилалмиғач, аилиләрниң бузулғанлиғи һәққидә дайим аңлаймиз. Ундақта, аиләвий бәхитниң сири немә?

  • 1990—2015 жиллар арисида Америкида 50 вә униңдин жуқури яштики кишиләр арисида аҗришип кәткән әр-аялларниң сани икки һәссә, 65 вә униңдин жуқури яштики кишиләр арисида үч һәссә көпәйди.

  • Ата-анилар немә қилишни билмәйду: бәзи мутәхәссисләр балиларни дайим махтап туруш керәк дәйду, башқилар болса, уларға қаттиқ қоллар болуш керәк дәп үгитиду.

  • Мувәппәқийәт қазиниш үчүн зөрүр маһарәтләрни үгәнмәй турупла, яшлар кишилик һаятқа қәдәм ташлайду.

Бирақ шуниңға қаримастин

  • Нека риштиси мустәһкәмлинип, бәхитлик турмуш кәчүрүшкә болиду.

  • Ата-анилар өз балилириға меһир-муһәббәт билән тәлим-тәрбийә беришни үгинәләйду.

  • Яшлар кишилик һаятқа қәдәм ташлаштин бурун зөрүр пәзиләтләрни йетилдүрүп, һүнәр маһарәтлирини үгинәләйду.

Қандақ қилип? «Ойғиниш!» журналиниң бу санини оқуп, аиләвий бәхитниң 12 сирини көрүп чиқиң.

 

1. Вападарлиқ

Нека риштилирини күчәйтидиған үч усул.

2. Өз ара һәмкарлишиш

Өмүрлүк җүптиңиз ятақдишиңизға охшашму?

3. Һөрмәт

Өмүрлүк җүптиңиз һөрмитиңизни һис қилиши үчүн қандақ гәп-сөзләр вә иш-һәрикәтләр болуш керәклигини биливелиң.

4. Кәчүрүмчан болуш

Җүптиңизниң камчилиқлирини көрүш үчүн сизгә немә ярдәм берәләйду?

5. Очуқ сөзлишиш

Балилириңиз билән техиму йеқин болушиңизға ярдәм берәләйдиған үч усул.

6. Тәлим-тәрбийә бериш

Балини түзитиш униң абройини чүширәмду?

7. Қиммәт қариши

Сиз балилириңизға қандақ әхлақ өлчәмлирини үгитишиңиз керәк?

8. Үлгә көрситиш

Әгәр сөзлириңиз балилириңизниң қәлбигә тәсир қилишини халисиңиз, үгитиватқан нәрсиләргә чоқум өзүңизму әмәл қилишиңиз зөрүр.

9. Кимлик

Яшлар өз иман-етиқадини қоғдаш үчүн немә иш қилалайду?

10. Ишәнчилик болуш

Ата-аниниң ишәнчисигә еришиш — чоң болушқа йетәкләйдиған қәдәм.

11. Ишчан болуш

Яш чеғиңиздин башлап ишчан болушни үгәнсиңиз, бу һәммә ишлириңизда мувәппәқийәт қазинишқа ярдәм берәләйду.

12. Мәхсәт қоюш

Мәхсәтләргә йетиш өзүңизгә болған ишәнчиңизни ашуриду, достлуқ мунасивитиңизни мустәһкәмләйду вә көпирәк хошаллиқ елип келиду.

Аилиләр үчүн ярдәм

Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр некаңиз вә аилә турмушиңизниң бәхитлик болушиға ярдәм бериду.