ЯШЛАР ҮЧҮН
10. Ишәнчилик болуш
ДЕГӘН НЕМӘ?
Ишәнчилик кишиләр ата-анилири, достлири вә иш орнидики ғоҗайинларниң ишәнчисигә егә болиду. Улар қаидә-түзүмләргә әмәл қилип, өз вәдилиридә чиң туриду вә дайим раст гәпни ейтиду.
НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
Адәттә башқиларниң ишәнчисигә қанчә көп еришсиңиз, шунчә көп әркинликкә еришәләйсиз.
«Ата-аниңизниң ишәнчисигә еришиш үчүн пәқәт уларниң көз алдидила әмәс, бәлки улар йениңизда болмиғандиму, пишип йетилгән вә мәсъулийәтчан киши екәнлигиңизни көрситишиңиз керәк» (Сарахи).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Өз-өзәңларни тәкшүрүп көрүңлар, синап беқиңлар» (Коринтлиқларға 2-хәт 13:5, ҺЗ).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
Башқиларниң ишәнчисигә көпирәк еришишни яки йоқатқан ишәнчисини әслигә кәлтүрүшни халисиңиз, төвәндики қәдәмләр сизгә ярдәм берәләйду.
Растчил болуң. Ялған гәп қилсиңиз, башқилар сизгә болған ишәнчисини йоқитиду. Бирақ болупму хаталиқ өткүзүп қойғанда, растчил болуп һечнемини йошурмисиңиз, башқиларниң ишәнчисигә еришәләйсиз.
«Һәммә иш җайида болған вақитта, растчил болуш асан. Лекин сизни яман қилип көрситидиған вәзийәтләрдиму растчил болсиңиз, адәмләрниң сизгә болған ишәнчиси техиму ашиду» (Кайман).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Һәммә нәрсидә растчил болушни халаймиз» (Ибранийларға 13:18).
Ишәнчилик болуң. Америкида өткүзүлгән бир тәтқиқатта 78 процент ишчи-хизмәтчиләрни издгүчиләр шундақ дәйду, ишқа киришта чоқум болушқа тегишлик әң муһим үч тәләптин бири — ишчәнчлик болуш. Һазирдин башлап ишчәнчлик болушни үгәнсиңиз, чоң болғанда униң пайдисини көрәләйсиз.
«Ата-анам есимгә селип турмисиму, мәсъулийәтчан болуп, өй ишлирини қиливатқинимни байқайду. Мән шундақ мәсъулийәтчанлиқни көпирәк көрсәтсәм, уларниң маңа болған ишәнчиси шунчилик ашиду» (Сара).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Сөзүмни аңлайдиғанлиғиңға вә сориғанлиримдин артуқ орунлайдиғанлиғиңға чоңқур ишинип, бу хәтни яздим» (Филимунға 21, ҺЗ).
Сәвир-тақәтлик болуң. Сизниң җисманий җәһәттин өсүп-йетилгәнлигиңиз башқиларниң көзигә асанла челиқиду, лекин ишәнчилик вә мәсъулийәтчан киши болғанлиғиңизни көрүши үчүн көпирәк вақит керәк.
«Пәқәт бирла қетим мәсъулийәтчан болуп, ата-аниңиз вә башқиларниң ишәнчисигә еришкили болмайду. Лекин, һәрдайим мәсъулийәтчан болуш арқилиқ, бара-бара башқиларниң ишәнчисигә еришәләйсиз» (Брэндон).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Сәвирчан болуңлар» (Колосилиқларға 3:12, ҺЗ).