Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Вападарлиқ ләңгәргә охшаш, һаятлиқ боран-чапқунлиридики долқунларда некаңларни мустәһкәм сақлап қалиду

ӘР-АЯЛЛАР ҮЧҮН

1. Вападарлиқ

1. Вападарлиқ

ДЕГӘН НЕМӘ?

Әр-аял бир-биригә вападарлиқни сақлап қелип, өзлириниң некасини үзүлмәс риштә дәп қарайду вә бу уларға бехәтәрлик һис туйғусини бериду. Һәтта қийин вақитлардиму, улар өз җорисиниң некаға һөрмәт көрситишкә тиришидиғанлиғиға ишиниду.

Бәзи әр-аяллар жут хәлқи яки уруқ-туққанлириниң бесими түпәйли биллә яшап қалиду. Лекин буниң орниға, сөйгү-муһәббәт вә һөрмәткә асасида вападарлиқни сақлап яшаш техиму яхширақ.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Әрму аялини ташлап кәтмисун» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:11).

«Әгәр сиз җүптиңизгә вападар болсиңиз, униңға дәрһалла рәнҗип жүрмәйсиз, әксинчә кәчүрүшкә вә кәчүрүм сорашқа тәйяр болисиз. Аилидики қийинчилиқларни аҗришиш үчүн бана-сәвәпләр әмәс, бәлки уларни өтәр йолимиздики тосақлар дәп қарайсиз» (Майк).

НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?

Әгәр кишниң ника қәсими билән бағланған җорисигә вападар болуш нийити қәтъий болмиса, қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, мундақ ойлиши мүмкин: «Биз бир-биримизгә мас кәлмәйдикәнмиз, аҗришишип кетәйли».

«Көпинчә турмуш қурғанлар: “Бәхитлик болалмисақ, аҗришип кәтмәй җан қийнап өтүверимизму”,— дәп аҗришип кетиш йоли һәққидә ойлайду. Той қилмақчи болғанлар аллиқачан аҗришиш тоғрилиқ ойланса, бу уларниң нәка қәсими башлиништила қәтъий әмәслигини көрситиду» (Джейин).

НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?

ӨЗҮҢИЗНИ СИНАП КӨРҮҢ

Җедәл-маҗира болғанда...

  • «Исит, көзүм қарғу болуп сән билән той қилип қалғинимни!»— дәп пушайман қиламсиз?

  • «Йенимда башқа бирси болса»,— дәп хиял сүрәмсиз?

  • «Кетимән» яки «қәдримгә йетидиған бир адәмни тапимән» дегәнгә охшаш гәпләрни ейтамсиз?

Әгәр бу соалларниң кам дегәндә биригә «һә-ә» дәп җавап бәрсиңиз, ундақта, һазирниң өзидә вападарлиғиңизни күчәйтиң.

ҖҮПТИҢИЗ БИЛЛӘ МУҺАКИМӘ ҚИЛИҢ

  • Нека риштиңлар аҗизлап кәткәндәк һис қиламсиләр? Шундақ болса, сәвәви немә?

  • Бир-бириңларға болған вападарлиқ күчәйтиш үчүн немә қилалайсиләр?

МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Иллиқ икки еғиз сөз-җүмлиләрни йезип туруң

  • Иш орниңизда җүптиңизниң сүритини көзгә көрүнүп туридиған җайға қоюң

  • Мәйли сиз қәйәрдә болмаң, һәр күни җориңизға телефон қилип туруң

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Худа қошқанни инсан айримисун» (Мәтта 19:6, ҺЗ).