ЯШЛАР ҮЧҮН
11. Ишчан болуш
ДЕГӘН НЕМӘ?
Ишчан кишиләр еғир әмгәк қилиштин қачмайду. Әксинчә, улар хошаллиқ билән өз җенини беқиш вә башқиларға ярдәм бериш үчүн һәтта адәмләр көзгә илип кәтмәйдиған ишларни қилиду.
НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
Мәйли биз халайли яки халимайли, күндилик турмушта үстимизгә нурғун мәсъулийәтләр жүкләнгән. Бу дунядики тиришип әмгәк қилишни яқтурмайдиған кишиләргә қариғанда, ишчан болуш сизни көп әвзәлликкә егә қилиду (Вәз 3:13).
«Тиришип ишлисиңиз, буниңдин пәхирлинип, көңлиңиз қанаәт тапиду. Дәл шундақ мәмнунлуқ һис туйғуси мени ишчан болушқа дәвәт қилған. Униңдин башқа, ишчан бири болсиңиз, кишиләр арисида яхши нам-абройға еришәләйсиз» (Райен).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Һәммә меһнәттин пайда чиқар» (Пәнд-нәсиһәтләр 14:23).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
Төвәндә көрситилгән мәхсәтләрни қоюп, иш-әмгәккә қарита тоғра көзқарашни йетилдүрүң.
Қилған ишлириңиздин пәхирлинишни үгиниң. Мәйли өй ишлири, мәктәптики дәрисләр яки иш-орниңиздики ишлар болсун, һәммисини чин жүрәктин қилишқа тиришиң. Әгәр бир ишни убдан қилған болсиңиз, уни техиму сүпәтлик вә чапсанирақ қилиш усуллирини ойлап көрүң. Маһаритиңиз ашқансири, қиливатқан ишиңиздин көпирәк мәмнунлуқ тапалайсиз.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Көргәнсән ишиға маһир устини? У пухраниң әмәс, падишаларниң хизмитидидур» (Пәнд-нәсиһәтләр 22:29, ҺЗ).
Нәзәр даириңиз кәң болсун. Әгәр һәрбир ишиңизда өз мәсъулийитиңизни яхши орунлисиңиз, бу башқиларғиму пайда әкелиду. Мәсилән, өй-ишлирида ишчан болсиңиз, аилиңиздикиләрниң жүкини хелила йеникләштүрәләйсиз.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Бәрмәк алмақтинму зор бәхит» (Әлчиләр 20:35, ҺЗ).
Йәнә бир чақирим артуқ йол жүрүң. Қилишқа тегишлик ишиңизни пүттүргәндин кейин мүмкинқәдәр йәнә көпирәк қилишқа тиришиң. Шундақ қилип, өз һаятиңизниң ғоҗайини болисиз. Сәвәви бир чақирим йолни артуқ меңип, сәл көпирәк ишни мәҗбурий әмәс, бәлки өзиңиз халап қилдиңиз (Мәтта 5:41).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Сениң маңа мәҗбурий әмәс, бәлки разимәнлик билән яхшилиқ қилишиңни үмүт қилдим» (Филимунға 14, ҺЗ).
Тәңпуңлуқни сақлаң. Әмгәкни сөйидиған ишчан киши һорун әмәс, бирақ у саламәтлиги билән кари йоқ, иштин баш көтүрмәйдиған адәм дегәнликму әмәс. У тәңпуңлуқни сақлап тиришчанлиқ билән ишләйду, шуниң билән бир вақитта арам елиш вақтидинму һузур алалайду.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Бирақ арамхуда тапқан бир қолдики аз нәрсә, шамалниң арқисидин қоғлап, җапалиқ ишләп тапқан икки қолдики җиқ нәрсидин әвзәлдур» (Вәз 4:6, ҺЗ).