ӘР-АЯЛЛАР ҮЧҮН
4. Кәчүрүмчан болуш
ДЕГӘН НЕМӘ?
Кәчүрүмчан болуш башқиларниң хаталиғини болди қиливетип, һәрқаһәдндақ өчмәнлик туйғусидин қутулушни билдүриду. Бирақ бу еғир хаталиққа сәл қараш яки һеч иш болмиғандәк қияпәткә киривелишни билдүрмәйду.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Һәтта әгәр кимду-бирсиниң башқисиға шикайәт қилишиға асас болсиму, бир-бириңларға сәвирчан болуп, бир-бириңларни чин қәлбиңлардин кәчүрүңлар» (Колосилиқларға 3:13, ЙД).
«Әгәр бирсини яхши көрсиңиз, һемишәм униң камчилиқлириға әмәс, у қандақ инсан болушқа тиришиватқанлиғиға көпирәк көңүл бөлүсиз» (Аарон).
НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
Адавәт сақлаш өзүңизниң тән-саламәтлиги вә һис-туйғулириға зиян йәткүзүп қалмай, йәнә некаңизни бузуши мүмкин.
«Бир күни ерим көңлүмни қаттиқ ағритти. Кейин у кәчүрүм сориди. Уни кәчүрүш асанға чүшмиди. Вақит өтүп мән уни кәчүргән болсамму, бирақ уни бурунирақ кәчүрсәм боптикән дәп пушайман қилаттим. Чүнки балдурирақ шундақ қилсам, мунасивитимиз унчә бәк жирақлишип кәтмәс еди» (Джулия).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
ӨЗҮҢИЗНИ СИНАП КӨРҮҢ
Кейнки қетим җүптиңиз сизни рәнҗитип қойса, өзүңиздин сораң:
-
«Мән һәддидин зиядә нәзук болуп кәттимму?»
-
«У бәк еғир хаталиқ өткүздиму, чоқум у мәндин кәчүрүм сориши керәкму яки болди қиливәтсәм боламду?»
ҖҮПТИҢИЗ БИЛЛӘ МУҺАКИМӘ ҚИЛИҢ
-
Бир-биримизни кәчүрүш үчүн бизгә қанчә вақит керәк?
-
Бир-биримизни чапсанла кәчүрүветиш үчүн немә қилсақ болиду?
МӘСЛИҺӘТЛӘР
-
Өмүрлүк җүптиңиз сизни рәнҗитип қойса, у яман нийәт билән қилди дәп ойлимаң.
-
Һәмрайиңизниң хаталиғини кәчүрүшкә тиришиң, шуни әстин чиқармаңки, «һәммимиз көп хаталишимиз» (Яқуп 3:2, ҺЗ).
«Әгәр һәр иккиси әйиплик болса, кәчүрүмчан болуш асан. Лекин хаталиқ өткүзгән бири дәп қаралса, кәчүрүш асанға чүшмәйду. Чин жүрәктин кәчүрүш үчүн кәмтәр болуш керәк» (Кимберли).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Әгәр үстүңлардин әризә қилмақчи болған бири болса, сотқа чүшүштин бурун униң билән тездин яришивелиңлар» (Мәтта 5:25, ҺЗ).
Адавәт сақлаш өзиңизниң тән саламәтлиги вә һис-туйғулириға зиян йәткүзүп қалмай, йәнә никаңизни бузуши мүмкин