АТА-АНИЛАР ҮЧҮН
5. Очуқ сөзлишиш
ДЕГӘН НЕМӘ?
Очуқ сөзлишиш ата-аниси вә балилири өз ара һис-туйғулирини вә ой-пикирлирини очуқ ейтишини өз ичигә алиду.
НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
Ата-аниларға өз өсмүр балилири билән сөзлишип туруш қийин болуши мүмкин. Бәлким йеқиндила пәрзәнтлириңизниң қәлб ишиги сиз үчүн очуқ еди. Лекин әнди болса, ишикниң алдида туруп униң ечилишини күтүшкә тоғра келиватиду. Ишигини қанчә тақилдатсиңизму, у ечилмайватиду. Бирақ қизиқарлиқ йери шуки, дәл шу вақитта өсмүр балилириңиз муңдишип турушиңизға интайин муһтаҗ болиду.
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
Муңдишишқа тәйяр туруң, ишик һәрқачан ечилиши мүмкин. Һәтта йерим кечидә сөзлишишкә тоғра кәлсиму, шундақ қилип туруң.
«Бәлким сиз балиңизға: “Мән күн бойи сениң билән болдумғу. Немә әмдиликтә, гәп қилғуң келип қалдиму?”— демәкчи болисиз. Бирақ пәрзәнтлиримиз бизгә көңлидикини ейтип бәрмәкчи болғанда, наразилиқ билдүрүш тоғриму?» (Лиза)
«Мән әтигәнирәк ухлашни яхши көрүмән. Бирақ өсмүр балилирим билән адәттә йерим кечиләрдә яхширақ муңдишалаймән» (Герберт).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Һәр ким пәқәт өз мәнпийитинила әмәс, башқиларниңму мәнпийитини көзлисун» (Коринтлиқларға 1-хәт 10:24, ҺЗ).
Диққитиңиз чечилмисун. Бир ата мундақ дәйду: «Гайида балилирим билән параңлашқанда, йәнә башқа нәрсә һәққидә ойлиниватқанлиғимни чүшинимән. Бирақ балилиримму буни байқайду».
Әгәр сизму шундақ вәзийәттә болсиңиз, телевизор вә башқа телефонға охшаш дәхли қилидиған нәрсиләрни өчүрүп қоюң. Балиңизниң сөзлиригә диққәт билән қулақ селиң. Униң сөзлири анчә муһим әмәстәк көрүнсиму, у гәп қилғанда, пүтүн диққәт-етибариңизни қаритиң.
«Балилиримизни уларниң һис-туйғулири биз үчүн бәк муһим екәнлигигә ишәндүрүшимиз керәк. Әгәр шундақ қилмисақ, улар биздин өзлирини чәткә тартиши яки башқа җайдин ярдәм издиши мүмкин» (Маранда).
«Һәтта балиңиз натоғра ой-пикирләрни ейтсиму, артуқчә инкас қайтуруп, уни әйиплимәң» (Энтони).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Көңүл қоюп аңлаңлар» (Луқа 8:18, ҺЗ).
Параңлишиш имканийитини яритиш. Бәзидә бала билән үзму үз олтирип соал-сорақ шәклидә паранлашқанда, улар көңлидикини очуқ ейтип берәлмәйду.
«Биз машинида кетип берип, сөзлишиш пурситидин пайдилинимиз». Үзму үз бир биримизгә қарап олтармиғач, өз ой-пикиримизни әркин-азадә ейталаймиз» (Николь).
Бир дәстиханда җәм болуш әркин-азадә сөзлишиш үчүн йәнә бир қолайлиқ пурсәтни яритиду.
«Кәчки тамақ үстидә һәрбиримиз параң селип, бир күн ичидә йүз бәргән яхши-яман вақиәләрни ейтип беримиз. Бу бизни бирләштүриду вә һәтта қийинчилиқларға ялғуз әмәс, йеқин кишилиримиз билән биргә қарши туридиғанлиғимизни әстин чиқармаслиққа ярдәм бериду» (Робин).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Һәрқандақ адәм аңлашқа тез, сөзләшкә алдиримайдиған... болуши керәк» (Яқуп 1:19).