ӘР-АЯЛЛАР ҮЧҮН
3. Һөрмәт
ДЕГӘН НЕМӘ?
Бир-бирини һөрмәтләйдиған әр-аяллар, һәтта ой-пикирлири бир йәрдин чиқмисиму, бир-биригә көйүниду. Бир китапта мундақ чүшәндүрүлгән: «Бундақ әр-аяллар өз сөзидә туруп арисида келишмәслик пәйда қилидиған вәзийәтләрдин қачиду. Улар келишмәсликләр һәққидә сөзлишиду. Өз өмүрлүк җорисиниң пикрини һөрмәт билән тиңшайду вә улар сүркилиштин сақлинип, мәсилини бир тәрәп қилишқа тиришиду» (Ten Lessons to Transform Your Marriage).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Меһир-муһәббәт... шәхсий мәнпийәтни көзлимәйду» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 5, ҺЗ).
«Аялимни һөрмәт қилиш уни қәдирләшни, рәнҗитидиған яки некамизға зиян йәткүзидиған ишларни қилмаслиқни билдүриду» (Майк).
НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
Әгәр әр-аял параңлашқанда тәнқит, мәсхирә сөзлирини қилса, һәтта бир-бирини камситса, буни психологлар аҗришишқа йетәкләйдиған сәвәп дәп атайду.
«Аялиңизға рәнҗитидиған сөзләрни ейтип, униң үстидин күлүп мәсхирә қилсиңиз, у өзигә вә сизгә болған ишәнчисини йоқитиду вә шундақ қилип, сиз некаңизға зиян йәткүзисиз» (Брайан).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
ӨЗҮҢИЗНИ СИНАП КӨРҮҢ
Бир һәптә өз гәп-сөзлириңизни вә иш-һәрикәтлириңизни күзитип көрүң. Кейин өз-өзүңиздин сораң:
-
Һәмрайимни қанчә қетим тәнқит қилимән вә қанчә қетим уни махтаймән?
-
Униңға болған һөрмитимни қандақ көрсәттим?
ҖҮПТИҢИЗ БИЛЛӘ МУҺАКИМӘ ҚИЛИҢ
-
Қайси гәп-сөзләр вә иш-һәрикәтләр арқилиқ бир-биримизгә һөрмәт көрситиләймиз?
-
Қайси гәп-сөзләр вә иш-һәрикәтләр бир-биримизгә қарита һөрмәтсизликни көрситиду?
МӘСЛИҺӘТЛӘР
-
Қайси үч саһада һөрмәтни һис қилишни халайдиғанлиғиңизни қәғәзгә йезип қоюң. Җүптиңизму шуни язсун. Кейин қәғәзләрни алмаштуруп, йезилған саһаларда һөрмәт көрситишкә тиришиң.
-
Өмүрлүк җүптиңизниң сиз яқтуридиған пәзиләтлирини йезип қоюң. Кейин униңға бу пәзиләтлирини қанчилик яхши көридиғанлиғиңизни ейтиң.
«Еримни һөрмәтләш, демәк иш-һәрикәтлирим арқилиқ уни қәдирләйдиғанлиғимни вә униң шат-хорам болушини халайдиғанлиғимни көрситиш дегәнликтур. Һәрдайим чоң ишлирим әмәс, бәзидә кичик иш-һәрикәтлирим уни һәқиқий һөрмәтләйдиғанлиғимни көрситәләйду» (Меган).
Хуласилисәк, әң муһими гәп җориңизни һөрмәтләйдиған яки һөрмәтлимәйдиғанлиғиңиз әмәс, бәлки җориңиз һөрмитиңизни һис қилдиму яки қилалмидиму?
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар» (Колосилиқларға 3:12, ҺЗ)