4. Немә һәққидә дуа қилиш керәк?
ӘЙСА ӘЛӘЙҺИССАЛАМ тағдики вәз-нәсиһитидә өз шагиртлириға дуа қилишниң үлгисини көрсәткән еди. Бүгүнки күндә миллионлиған адәмләр бу дуани оқуп, һәтта һәр күни сөзму-сөз ядқа тәкрарлисиму, әмәлийәттә шу сөзләрниң һәқиқий мәнасини чүшәнмәйду. Бирақ Әйса пәйғәмбәр адәмләрниң бу дуани ядлавелип, қайта-қайта ейтишини халиғанму? Әлвәттә яқ. Биз буни нәдин билимиз?
Әйса пәйғәмбәр бу үлгилик дуани ейтиштин авал: «Қуруқ гәпләрни тәкрарлавәрмәңлар»,— дәп ейтқан (Мәтта 6:7, ҺЗ). Бу айәттин көргинимиздәк, бизниң мәлум бир дуани ядлавелип, уни қайта-қайта тәкрарлишимизни пәйғәмбәр халимиған. Әсли у дуалиримизда уларниң мәзмуниға диққәт қилиш, йәни немә һәққидә дуа қилиш керәклигини үгәткән вә немә муһимирақ екәнлигини унтумаслиғимизни халиған. Келиң, Инҗилдики Мәтта китави 6-бап, 9—13 айәтлиридә йезилған үлгилик дуани көрүп чиқайли.
«Асмандики Атимиз, Сениң исмиң муқәддәс болғай».
Бу сөзләрни ейтқанда, Әйса пәқәт өз Атиси Йәһва Худағила дуа қилиш керәклигини шагиртлириниң есигә салған. Бирақ сиз шуни биләмсиз: немә үчүн Худаниң исми шунчә бәк муһим вә немә үчүн Униң исми муқәддәс болуши керәк?
Инсанийәт тарихиниң башлинишида, Худаниң исмиға дағ тәккүзүлгән еди. Шәйтан Иблис Пәрвәрдигарни, яратқан мәвҗудатлириға ғәмхорлуқ қилмайду вә У начар һөкүмран болғачқа, уларниң үстидә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи йоқ дәп әйипләп Униңға төһмәт қилған (Яритилиш 3:1—6). Нурғун кишиләр Шәйтан тәрәптә туруп, Алла пәрвасиз, таш жүрәк, шәпқәтсиз дәп тәлим берип, һәтта униң Яратқучи екәнлигини пүтүнләй инкар қилиду. Башқилар болса, Худаниң Йәһва дегән исмиға һуҗум қилип, Һәтта Муқәддәс китапниң тәрҗимилиридин чиқирип ташлап, һәтта Униң исмини тилға елишни мәнъий қилиду.
Муқәддәс китапта йезилғандәк, Худа келәчәктә бундақ адаләтсизликни тамамән йоқ қилиду (Әзәкиял 39:7). Шундақ қилип, Алла барлиқ қийинчилиқлиримизни һәл қилиду. Қандақ қилип? Әйса пәйғәмбәрниң кейинки сөзлири бу соалға җавап бериду.
«Сениң Падишалиғиң кәлгәй».
Бүгүнки күндә нурғун диний рәһбәрләр «Худа Падишалиғи» дегән немә? Бу тоғрисида ортақ бир ой-пикиргә келәлмиди. Лекин Әйсаниң тиңшиғучилири болса, бу немини билдүридиғанлиғини яхши билгән еди. Сәвәви улар пәйғәмбәрләр ейтқан сөзләрни, йәни һәқ Худа Өз Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә Мәсиһни тәйинлигәнлиги вә бу Падишалиқ йәр йүзидә қийинчилиқларни түп йилтизидин йоқ қилидиғанлиғи һәққидики бәшарәтләрни билгән (Йәшая 9:6, 7; Даниял 2:44). Шу Падишалиқ Шәйтанниң ялғанчилиғини ашкарә қилип, һәммә ишлирини йоққа чиқарғанда, Худаниң исмини муқәддәс қилиду. Худа Падишалиғи урушлар, ағриқлар, ачарчилиқ һәтта өлүмни йоқ қилиду (Зәбур 46:9; 72:12—16; Йәшая 25:8; 33:24). Шуңа, дуада Худа Падишалиғиниң келишини тилға алғанда, сиз әсли шу вәдиләрниң әмәлгә ешиши һәққидә дуа қилисиз.
«Ирадәң асманда орунланғандәк, йәрдиму шундақ орунланғай».
Әйсаниң бу сөзлири Худаниң ирадиси асманда орунланған. Шуниңдәк йәнә йәрдә орунлиниши керәклигини көрситиду. Ениқки, Худаниң ирадиси асманда әмәлгә ешишиға һеч нәрсә тосқунлуқ қилалмиған. Мәсилән, Падишалиқниң Падишаси Әйса Мәсиһ асманда Шәйтанға вә униң әгәшкәнләргә қарши җәң қилип, уларниң һәммисини йәргә ташлиған (Вәһий 12:9—12). Бу үлгилик дуадики үчинчи өтүнүш, алдинқи иккисигә охшаш өз пайда-мәнпәитимизгә әмәс, авал Худаниң ирадисигә диққәт ағдурушимизға ярдәм бериду. Худаниң ирадиси әмәлгә ешиши билән барчә мәвҗудатлар чоқум бәрикәтлиниду. Шуңа мукәммәл инсан Әйса пәйғәмбәр өзи Худадин өтүнүп: «Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң болғай»,— дәп сориған (Луқа 22:42).
«Бүгүнки күнгә һаҗәтлик ненимизни бәргәй».
һәзрити Әйсаниң бу сөзлири дуада шәхсий еһтияҗлиримиз тоғрилиқму ейталайдиғанлиғимизни көрситиду. Худадин турмуштики еһтияҗлиримизни қанаәтләндүрүшни сорашниң һеч ямини йоқ. Әсли бундақ дуалар Йәһваниң «инсанларға һаятлиқ, нәпәс шундақла улар еһтияҗлиқ болған һәр қандақ нәрсини» беридиғанлиғини есимизгә салиду (Әлчиләр 17:25, ҺЗ). Муқәддәс китап Йәһвани өз балилириниң еһтияҗлирини хошаллиқ билән қамдайдиған көйүмчан атиға охшитиду. Лекин меһрибан вә ғәмхор атидәк Худа уларға зиян йәткүзидиған өтүнүшлирини орунлимайду.
«Қәризлиримизни кәчүргәйсән».
Биз Худаға қәриздармизму? Униң өткүзгән гуналиримизни кәчүрүшигә муһтаҗму? Бүгүнки күндә нурғун адәмләр гунаниң немә екәнлигини вә гунаниң қанчилик еғирлиғини чүшәнмәйду. Лекин Муқәддәс китап гуна барчә қийинчилиқлиримиз, шу җүмлидин инсанларниң өлүп кетишиниң асасий сәвәви екәнлигини ейтип бериду (Римлиқларға 3:23; 5:12; 6:23). Худайимизниң «меһриван вә кәчүрүмчан» екәнлигини билиш биз үчүн нәқәдәр зор тәсәлли, һә! (Зәбур 86:5 [85:5])
«Явуздин қутулдурғайсән».
Худаниң һимайисигә қанчилик муһтаҗ екәнлигиңизни чүшиниватамсиз? Көп кишиләр Шәйтанниң барлиғини рәт қилиду. Бирақ Әйса әләйһиссалам Шәйтанниң барлиғини рәт қилмиған, бәлки йәнә уни «дунияниң һөкүмдари» дәп атиған (Йоһан 12:31; 16:11). Шәйтан өз қоли астида болған дунияға яман тәсир қилиду. Шундақла у сизгиму яман тәсир қилип, Йәһва билән болған йеқин мунасивитиңизни бузушқа уруниду (Петрусниң 1-хети 5:8). Бирақ Шәйтанға қариғанда, Йәһва Худаниң күч-қудрити чәксиздур вә Өзини яхши көридиғанларни хошаллиқ билән һимайә қилиду.
Әйса үлгилик дуасидики асасий нуқтиларниң қисқичә хуласиси, бу дуада ейтидиған һәммила мавзуларни өз ичигә алмайду. Муқәддәс китаптики мәзкүр айәтни есимизгә алайли: «Худаниң ирадисигә уйғун немини тилисәк, У дуа-тилавитимизни чоқум аңлайду» (Йоһанниң 1-хети 5:14, ҺЗ). Шуңа: «Ғәм-тәшвишлирим Худаниң алдида һечнемигә әрзимәс, һәтта уларни дуада тилға елип, Худаға ейтип беришниң һаҗити йоқ»,— дәп ойлимаң (Петрусниң 1-хети 5:7).
Ундақта, қачан вә қәйәрдә дуа қилиш керәк? Бу соалға кейинки мақалидә җавап тапалайсиз.