Балаю апәтләр үмүт берәр
Балаю апәтләр үмүт берәр
«Ахир заманда еғир күнләр болиду» (ТИМОТИЙҒА 2-ХӘТ 3:1, ҺЗ).
СИЗ төвәндә тилға елинған ечинарлиқ вақиәләрни аңлидиңиз яки көрдиңизму?
● Нурғунлиған адәмләр ваба кесилидин өлүп кетиватиду.
● Ачарчилиқ сәвәвидин йүзлигән кишиләр һаятидин айрилип қеливатиду.
● Йәр тәврәштә миңлиған адәмләр җенидин айрилип, нурғун адәмләр өй-макансиз қеливатиду.
Кейинки мақалиләрдә сиз мошу вақиәләргә охшаш дунияниң әһвали начарлишип кетиватқанлиғини көрситидиған йәнә башқа вақиәләрни көрүп чиқисиз. Униңдин башқа, бу вақиәләр Муқәддәс китапта «ахир заман» дәп аталған дәвирдә йүз беридиғанлиғи бәшарәт яки пәйғәмбәрлик сөз қилинғанлиғини көрисиз.
Бәлким, сиз бундақ вақиәләрни өз көзүңиз билән көрүватқансиз. Шуңа бир қатар мақалиләрниң мәхсити сизни балаю апәтләргә толған дунияда яшаватқанлиғимизға ишәндүрүш әмәс, бәлки үмүт бериштур. Биз алтә бәшарәтни көрүп чиқимиз. Уларниң әмәлгә ешиватқанлиғи мошу ахир заманниң пат йеқинда ахирлишидиған күни келидиғанлиғини испатлайду. Йәнә бу қатар мақалиләрдә ахир заманниң аламәтлиригә қарши кәң тарқалған көзқараш муһакимә қилиниду вә кәлгүсидә әҗайип гөзәл турмуш кәчүридиғанлиғимизға ишинишниң сәвәплири көрситилиду.