Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ | ХИЗМӘТТӘ КӨПИРӘК ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ

Асасий ойларни мисал билән чүшәндүрүң

Асасий ойларни мисал билән чүшәндүрүң

Қайта йолуқуш қилғанда яки Муқәддәс китап үгинишини өткүзгәндә асасий ойларни чүшинишкә ярдәм беришимиз керәк. Мисал кәлтүрүш арқилиқ биз адәмләрниң жүригигә тәсир қилип, тәлимләрни әстә сақлап қелишиға ярдәм беримиз.

Қайта йолуқуш яки Муқәддәс китап үгинишигә тәйярлиқ қиливатқиниңизда, чүшәндүрмәкчи болған муһим ойларни таллаң. Андин күндилик турмушта учрайдиған аддий мисалларни кәлтүрүң (Мт 5:14—16; Мк 2:21; Лқ 14:7—11). Тиңшиғучиниң келип чиқиши вә кәспини әстә тутуң (Лқ 5:2—11; Йоһ 4:7—15). Униң бир ойни чүшинип, хошал болғанлиғини көргәндә, сизму интайин хошал болисиз.

«ШАГИРТ ТӘЙЯРЛАШТА ХОШАЛЛИҚ ТЕПИҢ. МАҺАРИТИҢИЗНИ АШУРУҢ. АСАСИЙ ОЙЛАРНИ ЧҮШӘНДҮРҮШ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:

  • Немә үчүн үгәнгүчи Муқәддәс китапниң айәтлирини чүшиниш үчүн ярдәмгә муһтаҗ болуши мүмкин?

  • Нита Римлиқларға 5:12дики һәқиқәтни қандақ мисал билән чүшәндүрди?

  • Яхши мисаллар жүрәккә тәсир қилиду

    Яхши мисал тиңшиғучиларға қандақ тәсир қилиши мүмкин?

  • Немә үчүн вәз хизмитидә Йәһва Худаниң тәшкилати бериватқан видеоларни вә башқа тәлим бериш қураллирини қоллинишимиз керәк?