Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | АЮП 1—5

Аюп пәйғәмбәр синақлар вақтида нуқсансиз болған

Аюп пәйғәмбәр синақлар вақтида нуқсансиз болған

Аюп пәйғәмбәр Уз дегән йәрдә яшиған. Бу вақитта исраиллиқлар Мисирда қуллуқта еди. Гәрчә Аюп пәйғәмбәр исраиллиқ болмисиму, у Йәһва Худаниң садақәтмән хизмәтчиси еди. Аюп пәйғәмбәр чоң аилиниң беши болуп, наһайити бай вә өз жутида аброй-атаққа егә адәм еди. Жут уни ақсақал дәп қәдирләтти, мәслиһәтлиригә қулақ салатти вә уни адиланә қази дәп тонатти. Аюп пәйғәмбәр кәмбәғәл вә һаҗәтмән адәмләргә сехийлиқ көрсәткән. У нуқсансиз адәм болған.

Аюп пәйғәмбәр Йәһва Худа униң һаятида әң муһим Шәхс болғанлиғини көрсәтти

1:8—11, 22; 2:2—5

  • Шәйтан униң нуқсансизлиғини байқиди. У Аюпниң Йәһваға болған садақәтмәнлигини инкар қилмиди, амма униң мәхсәт-муддиалириға шәк кәлтүрди

  • Шәйтан Аюпни Йәһва Худаға ғәрәзлик билән хизмәт қилиду дәп әйиплиди

  • Бу мәсилини йешиш үчүн, Йәһва Худа Шәйтанниң Аюпқа һуҗум қилишиға йол қойди. Шуңа у Аюпниң өмрини ханивәйран қилди

  • Аюп пәйғәмбәр нуқсансизлиғини сақлиғанда, Шәйтан барлиқ адәмләрниң нуқсансизлиғиға шәк кәлтүрди

  • Аюп гуна қилмиди вә Худани әйиплимиди