АЮП 6—10
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Садиқ Аюп пәйғәмбәр қайғу-һәсрәтлирини төкүватиду
Аюп пәйғәмбәр мал-мүлкидин, пәрзәнтлиридин айрилди вә еғир кесәлгә муптила болди. Шуниңға қаримастин, у Алла тәалаға болған садақәтмәнлигини сақлап қалди. Шуңа Аюпниң нуқсансизлиғини йоқ қилиш үчүн Шәйтан уни ғәм-қайғуға селип қоймақчи болған. Аюп пәйғәмбәрни үч «дости» йоқлап келип, алди билән униңға адәмләрниң көзичә һисдашлиқ көрсәтмәкчи болди. Андин улар Аюп билән йәттә күн биллә олтарди, лекин униңға тәсәлли беридиған бир еғизму гәп қилмиди. Кейин уни әйипләп, һақарәтләшкә башлиди.
Аюп пәйғәмбәр адәм төзгүсиз синақларда Йәһваға болған садақәтмәнлигини сақлап қалди
6:3; 7:16; 9:20—22; 10:1, 12
-
Жүрәк бағри парә-парә болғанлиқтин, Аюп натоғра хуласигә кәлди. Аюп хаталашқанлиғи үчүн Худа униң садиқлиғиға бепәрва дәп ойлиған
-
Үмүтсизлик сәвәвидин Аюп өзиниң азап-оқубәтлириниң башқа сәвәплири болуши мүмкинлигини ойлимиди
-
Гәрчә Аюпқа бәк қийин болған болсиму, униң әйиплигүчиләргә ейтқан сөзлиридә Йәһва Худаға болған меһир-муһәббити ипадиләнгән