Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Меһманларни иллиқ чирай билән қарши алайли

Меһманларни иллиқ чирай билән қарши алайли

23-март күни Хатириләш кечигә 12 миллион яки униңдинму көпирәк меһман келиду дәп күтимиз. Йәһва Худаниң һәдийәси — төләм қурванлиғи вә у келәчәктә әкелидиған бәрикәтләр тоғрилиқ нутуқ меһманлар үчүн яхши гувалиқ болғуси! (Йша 11:6—9; 35:5, 6; 65:21—23; Йоһ 3:16). Лекин шу учришишта уларға пәқәт натиқла гувалиқ бәрмәйду. Меһманларни иллиқ чирай билән қарши елиш арқилиқ һәммимиз яхши гувалиқ берәләймиз (Рм 15:7). Төвәндә мошуниңға бағлиқ бәзи мәслиһәтләр йезилған.

  • Орнимизни егиләп, программиниң башлинишини күтүп олтириштин көрә, меһманларни вә паалийәтсиз җакалиғучиларни иллиқ чирай билән қарши алғинимиз әвзәл.

  • Өзүңиз чақирған меһманға көңүл бөлүң вә шундақла мәхсус паалийәт мәзгилидә тәклип қилинған меһманларғиму диққәт бөлүң. Биринчи қетим кәлгән кишини қешиңизға олтиришқа тәклип қилип, Муқәддәс китавиңиз вә нахша китавиңизни биллә пайдилиниң.

  • Нутуқтин кейин меһманниң соаллириға җавап беришкә тәйяр болуң. Әгәр Ибадәт өйини башқа җамаәт үчүн тез арида бошитип бериш лазим болса, шу киши билән бирнәччә күнниң ичидә учришишқа келишивелиң. Әгәр сиздә униң телефон номери яки адреси болмиса, «Сизниң мошу учришиш һәққидә немә ойлайдиғанлиғиңизни билгүм келиду. Сиз билән қандақ алақилишишқа болиду?» дәп сорисиңиз болиду.