Тәвсийә үлгилири
«КҮЗИТИШ МУНАРИ» (рус)
Соал: Қандақ ойлайсиз, Худаниң бизгә бәргән әң әҗайип һәдийәси қандақ?
Айәт: Йоһ 3:16
Тәғдим: «Күзитиш мунари» журналиниң мошу санида Худаниң немә сәвәптин Әйса пәйғәмбәрни биз үчүн җенини пида қилиши үчүн йәргә әвәткәнлиги һәққидә йезилған. Шуниң билән, мошу соға үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ билдүрәләйдиғанлиғимиз чүшәндүрүлиду.
«ХУДАНИҢ ҺӨКҮМИТИ БАРМУ?» (Т-36)
Соал: [Варақчиниң муқависини көрситиң.] «Худаниң Һөкүмити барму?» дегән соалға қандақ җавап берәттиңиз: һә, бар; биринчи қетим аңлаватимән; у қандақ һөкүмәт?
Айәт: Дн 2:44; Йша 9:6
Тәғдим: Бу варақчида Худа Падишалиғи сизгә қандақ пайда әкелидиғанлиғи чүшәндүрүлиду.
ХАТИРИЛӘШ КЕЧИГӘ ТӘКЛИПНАМӘ
Тәғдим: Сизни муһим бир учришишқа чақирмақчи едим. [Тәклипнамини көрситиң.] 11-апрель күни дуния йүзи бойичә миллионлиған адәм Әйса пәйғәмбәрни хатириләш вә өлүминиң биз үчүн қандақ пайдиси барлиғини чүшәндүридиған нутуқни тиңшаш үчүн җәм болиду. Мошу тәклипнамидә шу учришишниң өткүзүлидиған җайи билән вақти йезилған. Кәлсиңиз, интайин хошал болимиз.
ӨЗ ТӘВСИЙӘҢИЗНИ ҚУРАШТУРУҢ
Жуқуридики тәвсийә үлгилириниң қурулушиға қарап, өз тәвсийә үлгиңизни қураштуруң.