МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
«Мәңгү шат-хорам яшаң!» китапчисини вәз хизмитидә қоллиниң
Биз Муқәддәс китап үгинишини өткүзүш үчүн йеңи китапчә билән китапниң чиққиниға бәк хошал! Униңдинму көп шагиртларни тәйярлаш үчүн қиливатқан әмгигимизгә Йәһва Худа бәрикәт бәрсун дәп дуа қилимиз (Мт 28:18—20; К1х 3:6—9). Бу йеңи қуралларни қандақ қоллиналаймиз?
«Мәңгү шат-хорам яшаң!» китави бойичә үгиниш йеңи тәлим бериш усули билән өткүзүлиду. Шуңа үгинишни өткүзгәндә вә униңға тәйярлиқ қилғанда мону көрсәтмиләргә әмәл қилиң *.
-
Мәлуматни оқуп чиқип, соалларни муһакимә қилиң
-
«Оқуң» дегән айәтләрни оқуп, уларни әмәлийәттә қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини чүшәндүрүң
-
Видеоларни көрүп, уларни кәлтүрүлгән соалларниң ярдими билән муһакимә қилиң
-
Һәр үгиништә бир дәрисни пүтүрүшкә тиришиң
Адәмни биринчи қетим учраштурғанда, униң қизиқишини ениқлаш үчүн китапчини тәғдим қилиң (« Дәсләпки йолуқушта “Мәңгү шат-хорам яшаң!” китапчисиниң қоллиниш усули» дегән рамкиға қараң.). Әгәр адәм билән бу китапчини үгинип болсиңиз вә у үгинишни давамлаштурғуси кәлсә, китапни тәғдим қилип, 4-баптин башлаң. Сиз бирси билән «Муқәддәс китап тәлимлири» яки «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавини үгиниватқан болсиңиз, «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавиға өтүң вә уни қайси дәристин башлашни қарар қилиң.
«МУҚӘДДӘС КИТАП ҮГИНИШИГӘ ХУШ КӘЛДИҢИЗ!» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Үгәнгүчиләр йеңи китаптин немиләрни үгиниду?
-
Немә үчүн бу видеони йеңи үгәнгүчигә көрситиш керәк?
-
Үгәнгүчини қандақ мәхсәтләрни қоюп, қол йәткүзүшкә дәвәт қилишиңиз керәк? (« Асасий темилар вә үгәнгүчи қоялайдиған мәхсәтләр» дегән җайға қараң)
^ 4-абзац ӘСКӘРТМӘ: Үгиниш вақтида «Издинип көрүң» қисмини муһакимә қилиш шәрт болмисиму, тәйярлиқ қилғанда һәрбир мәлуматни көрүп чиқишқа вақит чиқириң. Шу чағда сиз уларниң қайсиси үгәнгүчиңизгә пайдилиқ болидиғанлиғини билисиз. Электронлуқ нәширдә видеолар билән қошумчә мәлуматларниң уланмилири бар.
АСАСИЙ ТЕМИЛАР ВӘ ҮГӘНГҮЧИ ҚОЯЛАЙДИҒАН МӘХСӘТЛӘР |
|||
---|---|---|---|
ДӘРИСЛӘР |
АСАСИЙ ТЕМИЛАР |
ҮГӘНГҮЧИ ҮЧҮН МӘХСӘТЛӘР |
|
01—12 |
Муқәддәс китап сизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини вә униң Муәллипини қандақ тоналайдиғанлиғиңизни биливелиң |
Худа бизгә қилған яхшилиқлирини вә Униңға қандақ ибадәт қилишимиз керәклигини биливелиң |
|
13—33 |
Худа Өз хизмәтчилиридин немә тәләп қилидиғанлиғини биливелиң |
Худаниң меһир-муһәббитидин қандақ айрилип қалмаслиқни биливелиң |
|
34—47 |
Үгәнгүчини Муқәддәс китапни оқушқа, дәрисләргә тәйярлиқ қилишқа вә җамаәт учришишлириға қатнишишқа дәвәт қилиң |
Үгәнгүчини һәқиқәт тоғрисида башқиларға ейтишқа вә вәз ейтқучи болушқа үндәң |
|
48—60 |
Үгәнгүчини һаятини Йәһва Худаға беғишлашқа вә чөмдүрүлүштин өтүшкә дәвәт қилиң |
Үгәнгүчини яхши билән яманни аҗритишқа вә роһий қәдәмләрни қилишқа үндәң |