Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Участкидики һәммә адәмләрни Хатириләш кечигә тәклип қилайли!

Участкидики һәммә адәмләрни Хатириләш кечигә тәклип қилайли!

Участкимиздики адәмләрни Мәсиһниң өлүмини Хатириләш кечини нишанлашқа тәклип қилиш үчүн, биз 27-февральдин башлинидиған паалийәткә тиришчанлиқ билән бар күчимизни чиқиримиз. Шундақла, һәрқандақ қизиқишни риваҗландурушқа тиришимиз.

АДӘМНИ ҚИЗИҚТУРУШ УСУЛЛИРИ

ТӘВСИЙӘҢИЗНИ ЕЙТИҢ

«Биз сизни муһим учришишқа тәклип қилайли дегән. 23-мартта дуния йүзи бойичә миллионлиған адәмләр Әйса Мәсиһниң өлүмини хатириләш үчүн жиғилиду һәм униң биз үчүн қандақ мәнаси бар екәнлиги һәққидә нутуқни аңлалайду. Тәклипнамидә бу учришишниң өтүдиған җайи билән вақти көрситилгән. Кәлсиңиз интайин хурсән болимиз».

Әгәр адәм қизиқиш көрсәтсә...

  • «КҮЗИТИШ МУНАРИ» ЖУРНАЛИҒА ДИҚҚИТИНИ АҒДУРУҢ

    Қайта йолуқуш үчүн асас селиң.

  • ХАТИРИЛӘШ КЕЧИ ҺӘҚҚИДӘ ВИДЕОНИ КӨРСИТИҢ

    Қайта йолуқуш үчүн асас селиң.

Қайта йолуққанда мундақ десиңиз болиду...

  • «НЕМИШКӘ МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ҮГИНИШ КЕРӘК?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРСИТИҢ

    Андин Муқәддәс китапқа асасланған тәтқиқ қилиш әдәбиятини көрситиң.

  • «МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЕЙТИЛИДУ?» КИТАВИНИ КӨРСИТИҢ

    Мошу китапниң 206—208 бәтләрдики мәлуматни пайдилинип, Хатириләш кечи һәққидә көпирәк ейтип бериң.

  • «ХУДАНИҢ СӨЗИГӘ ҚУЛАҚ СЕЛИҢ» КИТАПЧИСИНИ КӨРСИТИҢ

    Мошу китапчиниң 18, 19-бәтлиридики мәлуматни қоллинип, Мәсиһниң өлүминиң адәмзат үчүн қандақ мәнаси бар екәнлигини муһакимә қилиң. Андин китапчини оқуп чиқишқа тәклип қилиң.