Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ

Әдәбиятларни әқил-парасәт билән пайдилиниң

Әдәбиятларни әқил-парасәт билән пайдилиниң

Әйса мошундақ дәп үгәтәкән: «Бекарға алдиңларму — бекарға бериңлар» (Мт 10:8). Биз мошу ениқ көрсәтмигә қулақ селип, адәмләрдин Муқәддәс китап вә униңға асасланған әдәбиятлиримиз үчүн пул соримаймиз (К2х 2:17). Амма бу әдәбиятларда Худа Сөзидики бебаһа һәқиқәтләр йезилған. Уларни бесип чиқириш вә дуния йүзидики җамаәтләргә йөткәш үчүн көп тәр төкүлүп, көп чиқим кетиду. Шу сәвәптин, биз пәқәт өзүмизгә һаҗәт әдәбиятни елишимиз лазим.

Адәмләргә әдәбиятни тәғдим қилғанда, һәтта җәмийәтлик орунларда вәз қилғанда, әқил-парасәтлик болушимиз муһим (Мт 7:6). Өтүп кетиватқанларниң қолиға әдәбиятни тутқузуп қоймайла, қизиққан-қизиқмиғанлиғини билиш үчүн сөһбәт қилишқа тиришиң. Мошуниңда көрситилгән рамкидики соалларниң аз дегәндә биригә болсиму «һә» дәп җавап берәләмсиз? Адәмниң қизиқишини ениқлаш қийин болса, униңға варақчини бәргән тоғра. Әлвәттә, у журнал яки башқа әдәбиятни сориса, бир данисини хошаллиқ билән беримиз (П.н 3:27, 28).