МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Мәвҗудатлар Йәһваниң даналиғиға ишәнчимизни күчәйтиду
Йәһва Худа биз үчүн немә яхши екәнлигини биләмду? Әлвәттә! Буниңға ишинип, Униң көрсәтмилиригә қулақ салғанда, дана екәнлигимизни көрситәләймиз (П.н 16:3, 9). Лекин Худаниң көрсәтмилири бизниң көзқаришимиздин пәриқләнгәндә, ишәнчимиз синилиши мүмкин. Йәһваниң даналиғиға болған ишәнчимизни күчәйтиш үчүн, мәвҗудатлар тоғрилиқ чоңқур ойлинишимиз керәк (П.н 30:24, 25; Рм 1:20).
«ӘҖАЙИП ЯРАТМИЛАР. ЧҮМҮЛИЛӘР “ЙОЛ ТОСУЛУШТИН” ҚАНДАҚ САҚЛИНИДУ?» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Көпинчә чүмүлиләрниң күн тәртиви қандақ?
-
Немишкә чүмүлиләрдә йол тосалғулар болмайду?
-
Инсанлар чүмүлиләрниң меңишидин қандақ савақ алалайду?
«ӘҖАЙИП ЯРАТМИЛАР. ГҮЛ ҺӘРИНИҢ УЧУШИ» НАМЛИҚ ВИДЕОНИ КӨРҮП, ТӨВӘНДИКИ СОАЛЛАРҒА ҖАВАП БЕРИҢ:
-
Инсанлар кичик самолетта учқанда қандақ қийинчилиқларға дуч келиду?
-
Гүл һәрә шамалға қаримастин қандақ учиду?
-
Келәчәктә инсанлар гүл һәриниң туғма қабилийитини дорап, немә қилалайду?
Сиз яшайдиған йәрдики мәвҗудатлар Йәһва Худаниң даналиғини қандақ дәлилләйду?