26 февраль—3 март
ЗӘБУР 11—15
55-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Өзүңизни Йәһваниң течлиқ йеңи дуниясида екәнлигиңизни көз алдиңизға кәлтүрүң
(10 мин.)
Бүгүнки күндә овҗ алған зораванлиқ — җәмийәт тәртипсизлигиниң нәтиҗисидур (Зб 11:2, 3; w06 5/15 18-б., 3-абз.)
Йәһва Худа йеқин арида зорованлиқни йоқ қилидиғанлиғиға ишинәләймиз (Зб 11:5; wp16.4 11-б.)
Йәһва Худаниң аман елип қалимән дегән вәдисини әстә тутсақ, Йеңи дунияни чидамлиқ билән күтүшкә ярдәм бериду (Зб 13:5, 6; w17.08 6-б., 15-абз.)
МОШУНДАҚ ҚИЛИП КӨРҮҢ: Әзәкиял 34:25ни оқуп, шу айәттә тәсвирләнгән течлиқ заманда яшаватқанлиғиңизни көз алдиңизға кәлтүрүң (kr 236-б., 16-абз.).
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
-
Зб 14:1: Мошу айәттики сөзләр мәсиһийләрниң көзқаришиға қандақ тәсир қилиши мүмкин? (w13 9/15 19-б., 12-абз.)
-
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш.
(4 мин.) Зб 13:1—14:7 (th 2-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(2 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиң (lmd 5-дәрис, 3-абзац).
5. Сөһбәт башлаш
(1 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмни Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиң (lmd 3-дәрис, 4-абзац).
6. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәм Хатириләш мәрасимға қизиқиш көрсәтсә (lmd 7-дәрис, 4-абзац).
7. Шагиртларни тәйярлаш
(5 мин.) lff 13-дәрис, хуласә, тәкрарлаш вә мәхсәт. «Издинип көрүң» дегән мақалини қоллинип, үгәнгүчигә Худаниң сахта динларға болған һис-туйғусини чүшәндүрүң (th 12-дәрис).
49-нахша
8. «Даналиқ җәң қураллиридин артуқ»
(10 мин.) Муһакимә.
Дуния йүзи бойичә зораванлиқ көпийиватиду. Зораванлиқ һәққидә аңлап-көргәнлигимиз, бизни интайин ғәм-тәшвишкә салидиғанлиғини Йәһва Худа яхши билиду. Шундақла У бизниң һимайигә муһтаҗлиғимизни чүшиниду. Йәһва бизни һәрхил йоллар билән қоғдайду. Униң бир йоли — Худаниң Сөзи, йәни Муқәддәс китап (Зб 12:5—7).
Муқәддәс китапниң даналиғи «уруш қураллиридин әвзәлдур» (Вз 9:18). Келәрки принциплар зораванлиқниң қурбани болуштин қандақ қоғдайдиғанлиғини қараштуримиз:
-
Вз 4:9, 10. Хәтәрлик йәр вә вәзийәтләрдин қечиң
-
П.н 22:3. Адәмләр көп йәрләрдә жүргәндә, өп-чөриңиздә немә болуватқанлиғиға еһтият қилиң
-
П.н 26:17. Җедәлләргә арилашмаң
-
П.н 17:14. Җедәл-маҗираниң башлинишини туюп қалсиңиз, у йәрдин дәрһал кетиң
-
Лқ 12:15. Мал-мүлкиңизни қоғдаймән дәп, һаятиңизни хәтәргә қоймаң
«Ишәнчиси йоқлардин әмәс, ишәнчиси күчлүкләрдин үлгә елиң. Ламәһтин әмәс, Һанухтин» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соални қоюң:
Зорлуқ-зомбулуқ вақтида, Һанухниң үлгиси дадисиниң чиқарған қарариға қандақ тәсир қилди? (Иб 11:5)
Бәзи вәзийәтләрдә, Худа хизмәтчиси өзини яки мүлкини қоғдашқа қарар қилса, қан төкүштин, йәни адәм өлтүрүшкә җавапкар болуштин, нери болуш үчүн қолидин келидиған һәммини қилиду (Зб 51:14; 2017-жил, «Күзитиш мунари» июль ейиниң санидики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.).
9. Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш паалийити 2 март, шәнбә күни башлиниду
(5 мин.) Ақсақалниң нутуғи. Мошу паалийәт вақтида мәхсус нутуқ вә Хатириләш мәрасимиға тегишлик қандақ чариләр уюштурулғанлиғини ейтип бериң. Җакалиғучиларға март яки апрель айлирида 15 саатлиқ норма билән ярдәмчи пионер болалайдиғанлиғини есиға селип қоюң.
10. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) bt-U 6-бап, 9—17 абз.; btq 6-бап, 9—17 абз.