ЙӘШАЯ 38—42
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ |Йәһва һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду
40:29—31
-
Бүркүт асманда саатлап учуп пәрваз қилалайду. Буниң үчүн у жуқури көтирилгәнсири, һава еқимини пайдилиниду. Һава еқимини тапқандин кейин, бүркүт униң ичидә айнилип жүрүп, еқим уни аста-аста жуқурилитиду. Мәлум бир егизликкә йәткәндин кейин, бүркүт бирдин келәрки еқимға өтүп, һәрикитини қайтилайду.
-
Бүркүтниң бир қариғанда һеч күч салмай учуши бизниң Худа бәргән күчниң ярдими билән қандақларчә униңға болған хизмитимизни давамлиқ атқуралайдиғанлиғимизни яхши тәсвирләйду.