Аилиниң бәхитлик болуши үчүн немә керәк?
Сизниң ойиңизчә . . .
-
муһәббәт
-
пул
-
башқа нәрсә
МУҚӘДДӘС КИТАПТА БУ ҺӘҚҚИДӘ НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН?
«Тәңриниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур!» (Луқа 11:28).
БУНИ БИЛИШНИҢ ҚАНДАҚ ПАЙДИСИ БАР?
Һәқиқий меһир-муһәббәт көрситишни үгинисиз (Әфәсликләргә 5:28, 29).
Яриңизни чоңқур һөрмәтләштин наһайити хурсән болисиз (Әфәсликләргә 5:33).
Өйүңиздә инақлиқ һөкүм сүриду (Марк 10:6—9).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БУ СӨЗЛӘРГӘ ИШИНИШКӘ БОЛАМДУ?
Һә, буниң кам дегәндә икки сәвәви бар:
-
Аилиниң асасчиси — Худа. Муқәддәс китапта Йәһва Худа биринчи некани орунлаштурди дәп ейтилған (Әфәсликләргә 3:14, 15). Демәк, аилиниң қурулушиға Яратқучимиз Йәһва Худа Өзи асас салған. Буни билиш немишкә муһим?
Мәсилән, сизгә бир дәмлик тамақ яқса, уни өзүңиз тәйярлап көрмәкчи, дәйли. Мундақ тамақни қандақ тәйярлаш керәклигини кимдин сораттиңиз? Әлвәттә, шу тамақни тәйярлиған адәмдин.
Шуниңға охшаш, аилиңизниң бәхитлик болуши үчүн, аилиниң асасчиси Йәһва Худаниң Өзидин ярдәм издигиниңиз дурус әмәсму? (Яритилиш 2:18—24).
-
Худа сизгә ғәмхорлуқ қилиду. Аилә әзалири Худаниң Муқәддәс китапта бәргән мәслиһәтлирини қоллиниши керәк. Немә үчүн? Чүнки Муқәддәс китапта: «У силәргә ғәмхорлуқ қилмақта»,— дәп ейтилған (Петрусниң 1-хети 5:6, 7). Һә, Йәһва Худа сизгә ғәмхорлуқ қилиду һәм униң мәслиһәтлири сизгә дайим пайда әкелиду (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6; Йәшая 48:17, 18).
МОШУ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИНИП КӨРҮҢ:
Яхши әр, аял һәм ата-ана болуш үчүн немә қилиш керәк?
Буниң җававини Муқәддәс китапниң мошу айәтлиридин тапалайсиз: ӘФӘСЛИКЛӘРГӘ 5:1, 2 вә КОЛОСИЛИҚЛАРҒА 3:18—21.