Рәһбәрлик кеңәшниң хети
Қәдирлик қериндашлар!
Яратқучимиз Йәһваға вә инсанларға болған сөйгү-муһәббәт бизни «бериңлар, һәммә хәлиқләрдин шагиртларни тәйярлаңлар. . . суға чөмдүрүңлар» дегән буйруққа әмәл қилишқа дәвәт қилиду (Мәт. 28:19, 20; Марк 12:28—31). Шәк-шүбһисизки, шәхсийәтчиликтин хали сөйгү-муһәббәт күчлүктур. Әгәр шундақ муһәббәтни көрсәтсәк, биз мәңгүлүк һаятқа йетәкләйдиған һәқиқәтни қобул қилишқа майил кишиләрниң қәлбигә тәсир қилалаймиз (Әлч. 13:48).
Бурун биз диққитимизни сөһбәт үлгилирини ядлавелишқа вә кишиләргә китап-журналларни беришкә қаратқан едуқ. Һазир болса, башқилар билән параңлишиш қабилийитимизни ашуруш үчүн тиришишимиз лазим. Башқилар қизиқидиған мавзулар һәққидә параңлишиш арқилиқ уларға сөйгү-муһәббәт көрситишни халаймиз. Бу вәзийәткә қарап, сөһбәтниң мәзмунини өзгәртишни, һәрбир кишиниң ғәм-тәшвиши вә қизиқишиға көңүл бөлүшни өз ичигә алиду. Бу китапчә мошу мәхсәткә йетишимизгә қандақ ярдәм берәләйду?
Бу китапчидә 12 дәрис бар. Мошу дәрисләрдә инсанларға сөйгү-муһәббәт көрситип, шагиртларни тәйярлишимизға ярдәм беридиған пәзиләтләрни йетилдүрүшни үгинимиз. Һәрбир дәристә Әйса Мәсиһниң яки 1-әсирдики башқа бир шагиртниң хуш хәвәрни вәз қилиш хизмитидә көрсәткән мәлум бир пәзилити муһакимә қилиниду. Бу китапчиниң мәхсити сөһбәт үлгилирини ядлавелиш әмәс, бәлки адәмләргә сөйгү-муһәббәт көрситишниң йоллирини издәштур. Әлвәттә, вәз хизмәтниң һәммила саһасида һәрбир пәзиләтни нәмаян қилиш зөрүр. Бу китапчидә сөһбәт башлиғанда, қайта йолуқушқа барғанда яки Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишлирини өткүзгәндә, алаһидә зөрүр болидиған пәзиләтләрни көрүп чиқимиз.
Һәрбир дәрисни көрүп чиққандин кейин силәр яшаватқан мәһәллиләрдики кишиләр билән сөзләшкәндә, үгәнгән пәзиләтни қандақ көрситишкә болидиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлиниңлар. Йәһва Худаға вә инсанларға болған сөйгү-муһәббитиңларни күчәйтиңлар. Шундақ муһәббәт шагиртларни тәйярлаш мәхситигә йетишимизгә ярдәм бериду, у һәрқандақ алаһидә бир маһарәттин үнүмлүктур.
Әзиз қериндашлар, силәр билән мөрини мөригә тирәп, хизмәт қилиш шан-шәрипи үчүн Худаға миннәтдармиз! (Зәф. 3:9) Яратқучи Йәһва силәрниң давамлиқ инсанларға сөйгү-муһәббәт көрситип, шагиртларни тәйярлаш үчүн чиқарған күчүңларни мол бәрикәтлисун!
Силәрниң хизмәтдашлириңлар,
Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши