Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

19-САВАҚ

«Садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» дегән ким?

«Садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» дегән ким?

Роһий озуқни наһайити қәдирләймиз

Өлүмидин илгири Әйса Мәсиһ өзиниң төрт шагирти, Петрус, Яқуп, Йоһан вә Әндәр билән айрим параңлашқан. Әйса уларға ахир заманда өзиниң һазир болушини қайси бәлгүдин биливелишқа болидиғанлиғини ейтип, уларға мундақ соал қойди: «Егиси өз өйдикилириниң үстидин қойған вә уларға озуқни вақти-вақтида беридиған садиқ һәм әқил-парасәтлик қул у ким?» (Мәтта 24:3, 45; Марк 13:3, 4). Мошу сөзләр билән Әйса «егә» сүпитидә «садиқ һәм әқил-парасәтлик қулни» тайинлайдиғанлиғини вәдә қилған. Бу «қул» ахирқи күнләрдә Әйсаниң шагиртлириға роһий озуқни вақти-вақтида бериши керәк еди. У чағда бу топ кимләрдин ибарәт?

Бу — Әйсаниң майланған әгәшкүчилиридин ибарәт болған кичик топ. «Қул» — майланған бурадәрләрниң кичик топидин ибарәт болған Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши. У барлиқ Йәһва гувачилирини вақти-вақтида роһий озуқ билән тәминләйду. Әгәр бу садиқ «қул» болмиған болса, биз «өз вақтида тегишлик ғизани» алалматтуқ (Луқа 12:42).

У Худаниң мал-мүлкигә башқурғучи болуп тайинланған. (Луқа 12:44). Әйса «қулға» Йәһваниң йәрдики тәшкилатиға рәһбәрлик беришни тапшуруп, униңға чоң мәсъулийәтни жүклиди. Шу сәвәптин у «қулға» маддий нәрсиләргә егидарчилиқ қилишни, вәз ишини вә җамаәтләргә тәлим беришни ишинип тапшурди. Садиқ һәм әқил-парасәтлик қул бизгә әдәбиятлар вә шундақла җамаәт учришишлири вә конгресслар арқилиқ роһий озуқ бериду.

Бу «қул» Муқәддәс китаптики һәқиқәтләргә вә хуш хәвәрни вәз қилиш тапшуруғиға садиқ вә Мәсиһ йәр йүзидә униңға тапшурған барлиқ нәрсиләргә әқил-парасәт билән егидарчилиқ қилиду (Әлчиләр 10:42). Йәһва Худа өз тәшкилатиға техиму нурғун сәмимий адәмләрни җәлип қилип, мол роһий озуқ бериш арқилиқ униң әҗрини бәрикәтләйду (Йәшая 60:22; 65:13).

  • Әйса Мәсиһ шагиртлириға роһий озуқ беришкә кимни тайинлиди?

  • Бу «қул» қайси мәнада садиқ вә әқил-парасәтлик?