Немә үчүн Муқәддәс китапни тәкшүрүп тәтқиқ қилиш керәк?
Сиз Муқәддәс китапни оқуп баққанму? Инсанийәт тарихида, һечбир китап шу йәккә-йеганә китаптәк һәммила йәрдә кәңри тарқитилған әмәс. Барчә әл хәлиқ мәдәнийитидә, у китапниң хәвири шат-хорамлиқ вә арзу-үмүтләрниң мәнбәси болған. Униңдики пәнд-нәсиһәтләр күндилик турмушта наһайити кәң ишлитилгән. Амма бүгүнки күндә нурғун кишиләр Муқәддәс китап тоғрисида наһайити аз нәрсә билиду. Бир киши мәйли динға етиқат қилсун яки қилмисун, еһтимал Муқәддәс китап тоғрисида билишкә қизиқиши мүмкин. Мошу китапчә кишиләрниң Муқәддәс китаптин қисқичә билимгә егә болушиға ярдәм бериш мәхситидә йезилған.
МУҚӘДДӘС КИТАПНИ қолуңизға елип оқушни башлаштин илгири, төвәндики бәзи тәпсилатларни билиш, сизгә көп ярдәм бериду. Муқәддәс китап — Тәврат, Зәбур вә Инҗил дәп аталған китаплардин тәркип тапқан язмилар болуп, 66 парчә китапниң жиғиндиси. Яритилиш қисмидин башлинип Вәһий қисмида аяқлишиду.
Муқәддәс китапниң муәллипи ким? Бу соалниң җавави кишини һәқиқәтән қизиқтуриду. Әшу язмилар 40қа йеқин пәйғәмбәрләр тәрипидин 1600 жил җәриянида йезип хатириләнгән. Лекин улар өзлирини Муқәддәс Язмиларниң муәллиплири дәп атимиған. Уларниң арисидики бири Муқәддәс Язмилар тоғрисида: «Пүтүн Муқәддәс Язмилар Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған»,— дәп язған (Тимотийға 2-хәт 3:16). Йәнә бири мундақ дегән: «Худавәндиниң роһи мениң васитәм бирла сөз қилғач униң калами тилимда бар» (Самуилниң 2-язмиси 23:2). Шуниңдин көрүвелишқа болидуки, Муқәддәс китапни йезип хатирилигүчиләр, барчә каинатниң Әң Алий Һөкүмрани Йәһва Худа, Муқәддәс Язмиларниң муәллипи дәп җакалиған. Улар һәм Худаниң инсанларниң өзигә йеқинлишишини халайдиғанлиғини ашкарилиған еди.
Муқәддәс китапни чүшиниш үчүн зөрүр болған йәнә бир муһим нуқта бар. Худаниң сәмавий Падишалиғи арқилиқ өзиниң инсанийәткә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи барлиғини испатлаш — дәл Муқәддәс Язмиларда оттуриға қоюлған баш мавзу болған. Мошу китапчини оқуғиниңизда, Муқәддәс китапниң Яритилиш қисмидин таки Вәһий қисмиғичә болған һәммә бөлүмләрниң баш мавзуси билән бағлинишлиғи барлиғини көрисиз.
Жуқуридики мәлуматлар асасида, һазир дуниядики әң даңлиқ китап йәни Муқәддәс китаптики баш мавзу тоғрисидики учурни, йәни хәвәрни, мулаһизә қилип бақайли.
^ 9-абзац Китапчидики «б.м.и.» дегән йезиқ «бизниң миладимиздин илгири» вә «б.м.» дегән йезиқ «бизниң миладимиз» дегәнләрни билдүриду. Бу қисқартмилар һәрбир бәтниң төвән тәрипидики вақит җәдвилидә қоллинилған.