1-БӨЛҮМ
Яратқучиниң инсанға җәннәтни бериши
Худаниң каинатни вә йәр йүзидики барчә һаятлиқни яритиши; Мукәммәл әр билән аялни яритип, уларни гөзәл бағқа орунлаштуруши вә уларниң бойсунуши үчүн буйруқларни чүшириши
МУҚӘДДӘС КИТАП «Худа һәммидин бурун пүтүн аләмни яратти» дегән һәммигә тонушлуқ болған сөз-ибарә билән башланған (Яритилиш 1:1). Муқәддәс китап мошу аддий, зор сөз җүмләр арқилиқ Муқәддәс Язмилардики әң алаһидә шәхс йәни Һәммигә қадир Худа Йәһвани бизгә тонуштуриду. Муқәддәс китаптики тунҗа айәт Алла барлиқ каинатниң вә биз яшаватқан йәр шариниң Яратқучиси екәнлигини ашкарә қилиду. Кейинки айәтләр көчмә мәнада күнләр дәп аталған арқиму-арқа кәлгән узун мәзгиллик вақит бөләклиридә, Пәрвәрдигарниң бизниң маканимиз йәр шарини тәйяр қилғанлиғини вә тәбиәт дуниясидики барчә мәвҗудатларни вуҗутқа кәлтүргәнлигини көрситиду.
Худаниң йәр йүзидики әң чоң яратмиси инсан болған. Чүнки инсан Худаниң обризида яритилған. Демәк, инсан меһир-муһәббәт вә даналиққа охшаш Йәһваниң өзигә хас хусусийәтлирини әкс әттүрүш қабилийитигә егә қилинған. Худа инсанни топрақтин яратқан вә униңға Адәм дәп исим қойған, андин кейин уни Ерәм бағ дәп аталған җәннәткә орунлаштурған. Пәрвәрдигар өз қоли билән әшу бағни бәрпа қилип, уни чирайлиқ, мол мевиләрни беридиған дәл-дәрәқләр билән толдурған еди.
Худа Адәм атиниң һәмраға муһтаҗлиғини билип, униң бир тал қовурғисини елип, аялни ясиған. Һәм кейинчә Һава дәп аталған аялни Адәм атиниң хотуни болуши үчүн бәргән. Хошаллиғи қинқиға патмиған Адәм ата мундақ шеирий сөзни қилған: «Бу әмди сөңәклиримдин сөңәк болуп етимдин әт» дур. Шуниң билән, мошу тоғрисида Пәрвәрдигар: «Муниң үчүн адәм өзи ата билән анисини қоюп өз хотуни билән бир болуп иккилиси бир бәдән болсун»,— дәп өз мәхситини чүшәндүргән еди (Яритилиш 2:22—24; 3:20, БҖТ).
Пәрвәрдигар Адәм ата билән Һава аниға икки буйруқ бәргән. Биринчиси, тирикчилик қилип өзлириниң макани болған йәр йүзидин хәвәр елишни вә аста-аста йәр йүзини пәрзәнтлири билән толдурушни ейтқан. Иккинчиси, бағдики барчә мевилик дәрәқләрниң арисидики пәқәт бирла дәрәқ, йәни «Яхши билән яманни билдүридиған дәрәқниң», мевисини елип йемәсликни ейтқан (Яритилиш 2:17). Әгәр улар буйруққа итаәтсизлик қилса, өләтти. Шу буйруқлар арқилиқ Худа Адәм ата билән Һава аниға өзлириниң Худани өз Һөкүмрани дәп қобул қилғанлиғини көрситиш пурситини бәргән еди. Улар итаәтчан болуш арқилиқ һәм өзлириниң Аллаға болған муһәббитини вә миннәтдарлиғини көрситәләтти. Уларниң Худани меһрибан Һөкүмран сүпитидә қобул қилишиға пүтүнләй имканийити бар еди. Чүнки улар нуқсансиз болуп, мукәммәл инсанлар еди. Муқәддәс китап шу тоғрисида: «Худа яратқанлириниң һәммисигә қарап, уларниң яхши екәнлигини көрди»,— дәйду (Яритилиш 1:31).
Яритилиш 1 вә 2-бапқа асасланған.