Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

26-БӨЛҮМ

Җәннәткә қайта еришиш!

Җәннәткә қайта еришиш!

Әйсаниң һөкүмранлиғи астидики падишалиқ арқилиқ Йәһваниң исмини муқәддәс қилиши; өзиниң һөкүмранлиқ һоқуқини яқлиши вә барчә рәзилликни йоқ қилиши

МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ әң ахирқи Вәһий китави пүткүл инсанийәткә үмүт бериду. Бу китапта ғайибанә көрүнүш тәсвирләнгән болуп, Худаниң мәхсити әмәлгә ашқанлиғи шагирт Йоһан тәрипидин хатириләнгән.

Тунҗа ғайибанә көрүнүштә, өлүмдин тирилгән Әйса бәзи җамаәтләрни махтайду һәм тәнбиһ берип түзитиду. Кейинки ғайибанә көрүнүштә, пәриштәләрниң Худаниң асмандики тәхти алдида һәмдусанә ейтишватқанлиғини көрситиду.

Худаниң мәхсити аста-аста әмәлгә ашти. Қоза йәни Әйса Мәсиһ печәтләнгән йәттә орам язмиға егә болди. Авалқи төрт печәтниң ечилиши билән, символлиқ мәниси бар ат чаптурғучилар пәйда болди. Уларниң биринчиси — бешида Падиша таҗиси бар ақ ат мингән Әйса еди. Улар бу рәзил дунияниң ахирқи күнлири мәзгилидә йүз беридиған уруш, ачарчилиқ вә вапаларға символ қилинған рәңги һәрхил атчиларни ипадиләйду. Йәттинчи печәт ечилғанда, Худа һөкүминиң елан қилинишини ипадиләйдиған символлиқ йәттә канай челинди. Шуниңдин кейин, символлиқ мәнада Худаниң ғәзәвини ипадиләйдиған йәттә балаю-апәт башланди.

Асманда тикләнгән Худа падишалиғи, йеңи туғулған оғул бовақ сүпитидә тәсвирләнгән. Уруш башлинип, Шәйтан вә униң рәзил пәриштәлири асмандин йәр йүзигә қоғлап чүшүрүлди. «Һалиңлар вай йәр вә деңизлар!», дегән бир җараңлиқ аваз аңланди. Иблис вақтиниң аз қалғанлиғини билип қаттиқ ғәзәпләнди (Вәһий 12:12).

Йоһан асманда қозиға символ қилинған әйсани вә униң билән биргә турған инсанлар арисидин талланған 144000 кишини көриду. Шулар Әйса билән бирликтә «падишалиқ қилиду». Шуңа Вәһий китави, вәдә қилинған әвлатниң қошумчә әзасиниң умумий сани 144000 екәнлигини көрситиду (Вәһий 14:1; 20:6).

Бу дунияниң һөкүмранлири «һәммигә қадир Худаниң улуқ күнидики җәңгә» җәм болуп Һар-Магедонға жиғилиду. Улар, асмандики қошунларниң сәркәрдиси болған ақ атта олтарған Әйсаға қарши җәң қилиду. Нәтиҗидә, бу дуниядики барчә һөкүмранлар йоқитилиду. Шәйтан болса кишәнлинип, Әйса вә 144000 талланғанлар «миң жилғичә» йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ жүргүзиду. Миң жил өткәндин кейин, Шәйтан мәңгү йоқ қилиниду (Вәһий 16:14; 20:4).

Әйсаниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи итаәтчан инсанлар үчүн немә елип келиду? Йоһан: «У уларниң көзлиридики һәр бир тамча яшлирини етиду. Әнди өлүм әсла болмайду, нә матәм, нә жиға-зар, нә қайғу-әләм болмайду, чүнки бурунқи аләм өтүп кәтти» дәп язған (Вәһий 21:4). Йәр йүзи җәннәткә айлиниду!

Шундақ қилип, Муқәддәс китап хәвири Вәһийләр китавида ахирлишиду. Йәһва Падишалиғи арқилиқ өз исмини муқәддәс қилиду вә өзиниң һөкүмранлиқ қилишқа һоқуқинимәңгү яқилайду йәни испатлайду!

Вәһий китавиға асасланған.