Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ ИЗАҺАТ

Муқәддәс исим — униң ишлитилиши вә мәнаси

Муқәддәс исим — униң ишлитилиши вә мәнаси

СИЗНИҢ қолиңиздики Муқәддәс Китапниң Зәбур 83-бап 18-айити қандақ тәрҗимә қилинған? Мошу айәт чағатай уйғур тили Муқәддәс Китап тәрҗимә нусхисида: “Улар сениң барәңдә [сән тоғрисида] ялғуз у Йәһвә атунур дәп уқуп сениң тамам йәр йүзиниң үстигә һәқтаала [жуқири мәртивилик Худа] екәниңни билгәй” дәп тәрҗимә қилинған. Көплигән Муқәддәс Китап тәрҗимә нусхилири шуниңға охшаш тәрҗимә қилинған. Амма, нурғун Муқәддәс Китап тәрҗимә нусхилирида Йәһвә дегән исим ишлитилмигән, униң орниға “Пәрвәрдигар” яки “Мәңгү Бар Болғучи” дегән нам-унванлар вә хисләтләр ишлитилгән. Мошу айәттә қайсиси қоллинилиши керәк? Мошу айәттә нам-унванлар вә хисләтләр ишлитилиши керәкму яки Йәһвә дегән исим ишлитилиши керәкму?

Худаниң исминиң ибраний йезиғида ипадилиниши

Бу айәттә исим тоғрисида сөз болған. Муқәддәс Китапниң әсли нусхисиниң көп бөлиги ибраний тилида йезилған болуп, әсли нусхисида шу ялғуз хас исим ишлитилгән. У ибраний тилида יהוה (ЙҺВҺ) дәп йезилиду. Уйғур тилида “Йәһвә” дәп тәләппуз қилиниду. Шу исим пәқәт бирла айәттә ишлитилгәнму? Яқ. Ибраний тилида йезилған Тәврат вә Зәбурниң әсли мәтинлиридә шу исим 7 000 қетимға йеқин тилға елинған!

Худаниң исмини билиш қанчилик муһим? Әйса Мәсиһниң үлгилик дугасида немә дейилгәнлигини көрүп бақайли. У дуга мундақ башлиниду: “Әй асмандики Атимиз, Сениң намиң улуқланғай” (Мәтта 6:9). Йәнә бир вақитларда Әйса Мәсиһ Худаға: “Ата өз исмиңни улуқландурғин” дәп дуга қилғинида, Худа асмандин: “Уни улуқландурдим вә йәнә улуқландуримән” дәп җавап қайтурған (Юһанна 12:28 БҖТ). Наһайити ениқки, Худаниң исми бәк муһим. Ундақта, немә үчүн бәзи тәрҗиманлар Муқәддәс Китапниң тәрҗимә нусхилирида, Худаниң исмини чиқирип униң орниға нам-унванларни вә хисләтләрни ишлитиду?

Қаримаққа, икки асаслиқ сәвәп бар. Биринчи, нурғун кишиләр шу исимни ишләтмәслик керәк дейишиду, чүнки бүгүнки күндә шу исимниң әсли қандақ тәләппуз қилинидиғанлиғи намәлум. Бундақ болуши қедимки ибраний тилида йезиқ ипадә қилинғанда созуқ тавуш йезилмиған. Шуңа, һеч ким бүгүнки күндә ЙҺВҺ Муқәддәс Китап заманида қандақ тәләппуз қилинғанлиғиға ениқ бир немә дейәлмәйду. Бу бизни Худаниң исмини ишлитиштин тосап қалаламду? Мәсилән, Муқәддәс Китап заманида Әйса Пәйғәмбәрниң исми Йәшуа яки Йәһошуа дәп тәләппуз қилинған дәп һеч ким ишәшлик ейталмайду. Амма, дунияниң һәр қайси җайлиридики кишиләр Әйса дегән исимни һәр хил шәкилдә ишлитип кәлмәктә, һәр қайси милләт өз тилида умумлашқан бойичә тәләппуз қилиду. Улар 1-әсирдә Әйса пәйғәмбәрниң исмини қандақ тәләппуз қилинғанлиғини ениқ билмисиму, улар шу исимни ишлитиштә иккиләнмигән. Охшашла, әгәр сиз чәт әлгә сәяһәткә барсиңиз, өз исмиңизниң башқа милләт тилида тәләппуз қилинғанда өз ана тилиңизда тәләппуз қилинғанға қариғанда чоң пәриқ барлиғини байқайсиз. Шуңа, Худаниң исмини қедимдә қандақ тәләппуз қилинғанлиғи ениқ болмаслиғи униң исмини ишләтмәсликкә сәвәп болалмайду.

Кишиләрниң Худаниң исмини Муқәддәс Китаптин чиқирип ташлишиниң иккинчи түрлүк сәвәви Йәһудийларниң қедимки урпи-адәтлиригә мунасивәтлик. Нурғун кишиләр Худаниң исми һәргизму тилға елинмаслиғи керәк дәп қаришиду. Бундақ дәп қараш рошәнки, Муқәддәс Китапниң мону қанунини хата ишлитиштин келип чиққан: “Муқәддәс намимни орунсиз тилға алма. Кимду-ким Мениң намимни орунсиз тилға алса, Мән — Пәрвәрдигариң болған Худа уни чоқум җазалаймән” (Чиқиш 20:7).

Бу қанун Худаниң исмини қалаймиқан ишлитишни чәкләш қануни, амма бу қанун униң исмини һөрмәт қилип ишлитишни чәкләмду? Һәргиз ундақ әмәс. Муқәддәс Китапниң ибраний тилида йезилған Тәврат вә Зәбурниң язғучилири Худаниң қедимки Исраил хәлқигә чүшәргән қаидә-қанунлири бойичә яшиған адәмләр болуп, улар дайим Худаниң исмини ишлитип уни чақирған. Мәсилән, улар нурғун шеир-қошақлирида Худаниң исмини тилға елип көпчилик жуқури авазда бирликтә Худаға дуга-ибадәт қилип һәмдусана оқушқан. Муса пәйғәмбәр Тәвратта Худани мәдһийләп мундақ нахша ейтқан: “У мениң Худайим дәп униңға иззәт қилай... Йәһвә униң исмидур” (Чиқиш 15:2, 3 БҖТ). Йәһвә һәтта өзигә дуга-ибадәт қилғучиларға вә садақәтмән кишиләргә өзиниң исмини чақиришини буйруған еди. Йоел пәйғәмбәр мундақ язған: “Һәр ким Худавәндә [Йәһвә] ниң исмини қичқарса ниҗат тападур” (Йоел 2:32; Әлчиләр 2:21). Шуниң үчүн, бүгүнки күндә Худаға һәқиқий ибадәт қилғучилар иккиләнмәстин Әйса Мәсиһни үлгә қилип һөрмәт билән Худаниң исмини ишлитиду (Юһанна 17:26).

Муқәддәс Китапни тәрҗимә қилғучилар Худа исминиң орниға нам-унванларни алмаштуруп ишлитип наһайити еғир хаталиқ өткүзди. Улар Худани қаримаққа инсанлардин наһайити жирақ вә намәлум қилип көрсәтти. Амма, Муқәддәс Китап инсанларни Йәһвә Худа билән йеқин болушқа үндәйду (Яқуп 4:8). Йеқин бир достиңиз бар дәп пәрәз қилайли. Әгәр сиз шу достиңизниң исмини билмисиңиз, сизни шу достиңиз билән қандақму йеқин дегили болиду? Шуниңға охшаш, кишиләргә Худаниң исми — Йәһвә екәнлигини билдүрмисә, улар қандақму Йәһвәгә йеқинлишалисун? Буниңдин башқа, кишиләр шу исимни ишләтмисә, Муқәддәс исимниң мәнаси тоғрисида қандақму бир нәрсә биләләйду? Ундақта муқәддәс исимниң немә мәнаси бар?

Пәрвәрдигар өз исминиң мәнасини өзиниң садиқ хизмәткари Муса пәйғәмбәргә чүшәндүргән еди. Муса пәйғәмбәр Худаниң исми тоғрисида сориғанда, Йәһвә җавап берип: “Мән ким болушни халисам, шу болимән” дегән (Чиқиш 3:14 БҖТ). Шуңа, Йәһвә өз ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн ким болушни халиса, шу болиду.

Сизни ким болушни халиса шу болалайду дәп пәрәз қилайли. Ундақта, йеқин дост-бурадәрлириңиз үчүн немә иш қилип берәттиңиз? Әгәр бир достиңиз наһайити еғир ағрип қалса, уста бир дохтур болуп достиңизни давалайсиз, әгәр бирси ихтисадта қийналса, сехи бай болуп униң қийинчилиғини һәл қилишқа ярдәм берисиз. Амма әмәлият шуки, сизниң яки һәр қандақ биримизниң күч-қудрити чәклик. Муқәддәс Китапни тәтқиқ қилип үгәнсиңиз Йәһвәниң өз вәдилирини әмәлгә ашуруш үчүн қандақ қилип һәр ким болалайдиғанлиғини көрүп һәҗәплинисиз. У хошаллиқ билән өз күч-қудритини ишлитип өзини сөйидиғанларға ярдәм қилиду (Тарихнамә 2-язма 16:9). Худаниң исмини билмәйдиғанлар униң гөзәл әхлақ-пәзиләт, есил хисләтлирини тонуп йетәлмәйду.

Наһайити рошәнки, Худаниң исми чоқум Муқәддәс Китапниң тәрҗимә нусхилирида болуши керәк. Исимниң мәнасини билиш вә өз дуга-ибадәтлиримиздә әркин-азадә шу исимни ишлитип Худани чақириш әрштики атимиз Йәһвәгә * йеқинлишишимиз үчүн наһайити чоң ярдәм бериду.

^ 3-абзац Худаниң исми, униң мәнаси вә немә үчүн дуга-ибадәт қилғанда шу исим ишлитилиши керәклиги тоғрисида көпирәк мәлуматларға еришиш үчүн, Йәһвә Гувачилири нәшир қилған “Муқәддәс исим мәңгү мәвҗут болуп турар” дегән китапчигә қараң.