ҮЧИНЧИ БАП
Худаниң йәргә тегишлик қандақ мәхсити бар?
-
Худаниң инсанлар үчүн қандақ мәхсити бар?
-
Худаға қандақ қаршилиқ көрситилгән?
-
Инсанларниң йәр йүзидики турмуши кәлгүсидә қандақ болиду?
1. Худаниң йәргә болған мәхсити қандақ?
ХУДАНИҢ йәр шариға болған мәхсити һәқиқәтән һәйран қаларлиқ. Йәһвә Худа йәр йүзиниң хошал, сағлам адәмләр билән толушини халайду. Муқәддәс Китап: “Худа... Ерәм * дегән җайда бир бағ бәрпа қилип... у йәрдә йәнә мевилири шерин вә чирайлиқ һәр хил дәрәқләрни өстүрди”, арқидин тунҗа әр Адәм ата билән аял Һава анини яратқан. Худа уларни шу гөзәл маканға орунлаштурған вә уларға “пәрзәнт көрүп көпийиңлар, йәр йүзини қаплап, дунияни бойсундуруңлар” дегән (Яритилиш 1:28; 2:8, 9, 15). Мошуниңдин көрәләймизки, Худаниң мәхсити инсанларниң пәрзәнтлик болуп, шу гөзәл бағ маканни йәр йүзиниң һәммә җайлириғичә кеңәйтиш вә йәр йүзидики җан-җаниварлардин хәвәр елиш болған.
2. а) Худаниң йәр шари үчүн қилған мәхситиниң җәзмән әмәлгә ашидиғанлиғини қандақ билимиз? ә) Инсанларниң мәңгү яшиши һәққидә Муқәддәс Китап немә дәйду?
2 Сизчә, Пәрвәрдигар Йәһвәниң, инсанларниң йәр йүзидики җәннәттә яшиши үчүн қилған мәхсити бир күни әмәлгә ашамду? Худа: “Сөз қилсам уни бәҗа кәлтүримән” дәп ейтқан (Йәшая 46:9—11; 55:11). Әлвәттә, Худа немини мәхсәт қилса, у шуни җәзмән әмәлгә ашуриду! Худа шундақ дәйду: Мән “уни [йәр шарини] бекар яратмай, бәлки олтурмақ үчүн уни яратқан” (Йәшая 45:18). Худа қандақ адәмләрниң йәр шарида яшишини вә уларниң қанчә узақ яшишини халиған? Муқәддәс Китап: “Адиллар өзи йәргә варис болуп, әбәткичә унда [у йәрдә] олтурар” дәп җавап бериду (Зәбур 37:29; Вәһийләр 21:3,4).
3. Һазир йәрдә қандақ ечинишлиқ әһваллар бар, вә улар қандақ соалларни пәйда қилиду?
3 Шундақ рошәнки, Худаниң мәхсити техи әмәлгә ашқини йоқ. Һазир адәмләр кесәлгә вә өлүмгә дучар. Һәтта бир-бири билән урушиду һәм бир-бирини өлтүрүшиду. Наһайити ениқ көрүнүп туруптики, бу йәрдә бир хаталиқ кетип қалған. Қандақ болушидин қәтъий нәзәр, Худа җәзмән йәр шариниң биз көз билән көрүватқандәк болушини мәхсәт қилмиған. Шу чағда немә иш йүз бәргән? Немә үчүн Худаниң ирадиси әмәлгә ашмиған? Инсанлар йезип қалдурған һеч бир тарих китави бизгә ейтип берәлмәйду, чүнки хаталиқлар асманда башланған.
БИР ДҮШМӘННИҢ ПӘЙДА БОЛУШИ
4, 5. а) Әмәлиятта ким илан арқилиқ Һава аниға сөзлигән? ә) Бир салапәтлик, сәмимий адәмниң оғриға өзгириши қандақ болиши мүмкин?
4 Муқәддәс Китапниң Яритилиш қисмидики Ерәм беғида Худаға қарши чиққучи пәйда болғанлиғини ейтиду. У “илан” сүпитидә тәсвирлиниду. Бирақ, у пәқәт бир һайванла әмәс. Муқәддәс Китапниң әң ахирқи Вәһийләр қисмида уни: “Чоң әҗдиһа, йәни иблис яки шәйтан дәп аталған, пүтүн дунияни аздурған һелиқи қедимий илан” дәп ашкарилайду (Яритилиш 3:1; Вәһийләр 12:9). Бу күчлүк пәриштә, көзгә көрүнмәйдиған шәхс, худди маһарәтлик артист қочақни ойнитип униң авази чиқиватқандәк қилип, илан арқилиқ Һава аниға сөз қилған. Худа йәр шарини инсанлар үчүн тәйяр қиливатқанда бу роһий шәхсниң нәқ мәйданда болғанлиғи шәк-шүбһисиздур (Аюп 38:4, 7).
5 Йәһва Худаниң яратқанлири мукәммәлдур. Бирақ, шу Иблис Шәйтан қандақ пәйда болди? Аддий қилип ейтқанда, Худаниң күчлүк пәриштәлириниң бири өзини Иблисқа айландурди. Бу қандақ мүмкин болған? Шуни тонуп йетишимиз керәкки, бүгүнки күндә бир салапәтлик сәмимий адәмму оғриға Яқуп 1:13—15).
өзгириши мүмкин. У адәм қандақ қилип оғриға өзгириду? Еһтимал, у адәм өз қәлбидә бир хата арзу-һәвәсниң тәрәққий қилишиға йол қоюши мүмкин. Кейин шу тоғрисида давамлиқ ойлиса, шу хата арзу-һәвәс наһайити күчийиши һәм шундақ бир пурсәт өзи һазирланса, у адәм ойлап келиватқан яман арзу-һәвәсини қандуруш үчүн һәрикәт қилиши мүмкин (6. Қандақ қилип Худаниң күчлүк пәриштәси Шәйтан Иблисқа айланди?
6 Шәйтан дәл мошундақ әһвалға чүшүп қалған. Еһтимал, у Худаниң Адәм ата вә Һава аниға: пәрзәнтлик болуп йәр шарини оғул-қизлириңлар билән толтуруңлар дегәнлигини аңлиғанду (Яритилиш 1:27, 28). Шуни көрүвелишқа болидуки, Шәйтан “барлиқ инсанлар Худаға ибадәт қилғанниң орниға маңа ибадәт қилса немә дегән яхши, һә!” дәп ойлиған болуши мүмкин. Шу сәвәптин хата арзу-һәвәс униң қәлбидә тәрәққий қилған. Әң ахирида у Йәһва Худа тоғрисида ялған ейтиш арқилиқ Һава анини алдашқа һәрикәт қилған (Яритилиш 3:1—5). У шундақ қилип “Иблис”қа айланған, униң мәнаси “төһмәт қилғучи”. Шуниң билән бир вақитта, у “Шәйтан”ға айланған, мәнаси “қаршилашқучи”.
7. а) Немә үчүн Адәм ата вә Һава ана өлди? ә) Немә үчүн Адәм атиниң барлиқ пәрзәнтлири қерийду вә өлиду?
7 Ялған вә һелигәрлик билән, Шәйтан Иблис Адәм ата вә Һава аниниң Худаға итаәтсизлик қилишиға сәвәпчи болған (Яритилиш 2:17; 3:6). Нәтиҗидә, Худа әгәр улар итаәтсизлик қилса, өлидиғанлиғини ейтқинидәк улар әң ахири өлди (Яритилиш 3:17—19). Адәм ата гуна қилғачқа у мукәммәлликни йоқитип, мукәммәлсиз болди. Шуңа, Адәм атиниң һәммә пәрзәнтлири униңдин гунани мирас алди (Римлиқлар 5:12). Нан пиширишта ишлитидиған бир пәтмус қелипни мошу әһвалға мисал қилишқа болиду. Әгәр шу қелипниң астида ичигә кирип кәткән ойман җай болса, мошу қелипта пиширилгән һәр бир нан қандақ болиду? Һәр биридә бир ойман җай болиду йәни мукәммәл әмәс болиду. Шуниңға охшаш, һәр бир инсан Адәм атидин кәлгән мукәммәлсизликкә йәни “ойман җайға” мирас болған. Шуниң үчүн инсанлар қерийду вә өлиду (Римлиқлар 3:23).
8, 9. а) Әмәлиятта, Шәйтан Худаға қарши қандақ гумани көз қарашни оттурға қойди? ә) Немә үчүн Худа исиянчиларни дәрһал йоқ қилмиди?
8 Шәйтан Адәм ата билән Һава анини гуна қилип, Худаға
қарши чиқишқа йетәкләп, әмәлиятта бир қозғилаңға башчилиқ қилған. У Йәһвәниң һөкүмранлиқ қилиш усулиға гумани көз қариши билән қарши чиққан. Шәйтанниң мошундақ қилиши: “Худа бир начар һөкүмран; у ялған сөзләйду вә яхши нәрсиләрни өз пухралиридин жирақ тутиду; инсанлар Худаниң һөкүмранлиқ қилишиға муһтаҗ әмәс; инсанлар немә яхши, немә яманни өзлири бәлгүләләйду вә инсанлар мениң һөкүмранлиғим астида болса турмуши яхширақ болиду” дегинидин ибарәттур. Худа шундақ һақарәтлик әйипләшни қандақ бир тәрәп қилғанду? Бәзи кишиләр, Худа уларни мундақла өлүмгә һөкүм қилса болмидиму? дәп ойлишиду. Бирақ, шундақ қилиш арқилиқ Шәйтанниң гумани көз қаришиға җавап бәргили боламду? Шундақ қилиш Йәһвә Худаниң һөкүмранлиқ қилиш усулиниң тоғра екәнлигини испатлаламду?9 Пәрвәрдигар Йәһвә мукәммәл адил болғачқа, у қарши чиққучи исиянчиларни дәрһалла йоқ қилмиған. Шәйтанниң гумани көз қаришиға қанаәтлинәрлик җавап бериш вә Иблисниң бир ялғанчи екәнлигини испатлаш үчүн бир мәзгил вақит кетидиғанлиғини Худа бәлгүлигән. Шуңа Худа инсанларниң Шәйтанниң тәсири астида бир мәзгил өз-өзини башқурушиға йол қоюшни қарар қилған. Йәһва Худа немә үчүн шундақ қилған вә немә үчүн У мошу мәсилиләрни бир тәрәп қилиш үчүн шундақ узун вақитқа йол қойиду? Мошу мавзу үстидә бу китапниң 11-бабида мулаһизә қилип көримиз. Қандақ болушидин қәтъий нәзәр, һазир төвәндикиләр тоғрисида ойлинип көрәйли: Һеч қачан өзлири үчүн һеч қандақ яхшилиқ қилип бақмиған Шәйтанға, Адәм ата билән Һава аниниң ишиниши тоғриму? Яки Адәм ата билән Һава анида бар болғанниң һәммисини бәргән Тәңри Йәһвәни шәпқәтсиз ялғанчи дәп ишиниш тоғриму? Әгәр сиз уларниң орнида болсиңиз қандақ қилаттиңиз?
10. Сиз қандақ қилип Шәйтанниң гумани нәзәригә Йәһвәниң җавап беришини қоллишиңиз мүмкин?
10 Мошундақ соаллар тоғрисида ойлиниш наһайити пайдилиқ, чүнки һазир һәр биримиз шуниңға охшаш мәсилиләргә дуч келиватимиз. Әлвәттә, сизниң Йәһвә Худа тәрәптә туруп, униң Шәйтанниң гумани көз қаришиға җавап бериши үчүн уни қоллаш пурситиңиз бар. Сиз Пәрвәрдигар Йәһвәни өзиңизниң һөкүмрани дәп қобул қилип, Шәйтанниң бир ялғанчи екәнлигини көрситиштә өз һәссиңизни қошалайсиз (Зәбур 73:28; Пәнди-нәсиһәт 27:11). Наһайити әпсуслинарлиқ йери шуки, бу дуниядики нәччә миллиард инсанлар арисида пәқәт аз сандики адәмләр шундақ қилишни таллиди. Бу наһайити муһим бир соални оттурға чиқарди. У соал, Муқәддәс Китап Шәйтан растинла бу дунияға һөкүмранлиқ қилиду дәп үгитәмду?
БУ ДУНИЯНИ КИМ ҺӨКҮМРАНЛИҚ ҚИЛИВАТИДУ?
11, 12. а) Һәзрити Әйсаға дуч кәлгән синақ Шәйтанниң мошу дунияниң һөкүмдари екәнлигини қандақ ашкарә қилди? ә) Шәйтанниң бу дунияниң һөкүмдари екәнлигини испатлайдиған йәнә қандақ испатлар бар?
11 Һәзрити Әйса һеч қачан Шәйтанниң бу дунияниң һөкүмрани екәнлигидин гуманлимиған. Бир қетим Шәйтан бәзи мөҗүзилик йоллар билән Әйсаға: “Дуниядики барлиқ дөләтләрни көркәмлиги билән көрситип. Йәргә баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, уларниң һәммисини Саңа беривитимән” дәп вәдә қилған (Мәтта 4:8, 9; Луқа 4:5, 6). Мошу тоғрисида ойлап беқиң. Әгәр Шәйтан бу дуния падишалиқлириниң һөкүмрани болмиса, униң вәдиси Әйсаға вәсвәсилик синақ болаттиму? Әйса бу дуниядики һөкүмәтләрниң Шәйтанға тәвә екәнлигини инкар қилмиған. Әгәр Шәйтан бу дуниядики һөкүмәтләрниң пәрдә арқисида туридиған күчи болмиған болса, һәзрити Әйса җәзмән инкар қилған болатти.
12 Әлвәттә, Йәһвә һәммигә қадир Худа, у әҗайип Аләмниң Яратқучисидур (Вәһийләр 4:11). Лекин, Муқәддәс Китапниң һеч бир айитидә Тәңри Худа бу дунияниң һөкүмдари дәп хатириләнмигән. Әмәлиятта, Әйса Мәсиһ наһайити ениқ қилип: “Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтан” дәп тилға алғанлиғи Муқәддәс Китапта хатириләнгән (Юһанна 12:31; 14:30; 16:11). Муқәддәс Китап һәтта Шәйтан Иблисни: “Бу заманниң тәңриси” дәп тилға алған (Коринтлиқларға 2-хәт 4:3, 4 БҖТ). Бу қаршилашқучи йәни Шәйтан тоғрисида, Мәсиһниң шагирти Юһанна: “Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр болса, шәйтанниң башқурушидидур” дәп язған (Юһаннаниң 1-хети 5:19).
ШӘЙТАННИҢ ДУНИЯСИ ҚАНДАҚ ЙОҚ ҚИЛИНИДУ?
13. Немә үчүн бир йеңи дуния керәк?
13 Жилларниң өтүши билән бу дуния барғансери хәтәрлик болуватиду. Җай-җайлар уруш қиливатқан әскәрләр, садақәтсиз сәясәтчилар, сахтипәз диний йетәкчи устазлар вә рәһимсиз җинайәтчиләр билән толуп кәтти. Шундақ екән, бу дунияни пүтүнләй қайтидин йеңилап өзгәртиш мүмкин әмәс. Муқәддәс Китап пат арида Худаниң өз уруши Һармагедон мәзгилидә бу дуниядики рәзилликләрни чиқирип ташлайдиғанлиғини көрситиду. Андин, бу дуния бир адил йеңи дунияға айлиниду (Вәһийләр 16:14—16).
14. Кимни Худа өз Падишалиғиниң һөкүмдари болушқа таллиди вә мошу ишлар қандақ алдин ейтилған?
Йәшая 9:6, 7). Бу Һөкүмәт тоғрисида Әйса өз әгәшкүчилиригә: “Падишалиғиң йәр йүзидә намайән болғай. Ирадәң асмандикидәк йәр йүзидиму әмәлгә ашурулғай” дәп дуга қилишни үгәткән (Мәтта 6:10). Кейинирәк мошу китапта көрүдиғинимиздәк, Худаниң Падишалиғи йеқин арида, бу дуниядики барлиқ һөкүмәтләрни йоқ қилиду. Андин Худа Падишалиғи шу һөкүмәтләрниң орнини алиду (Даниял 2:44). Шу вақитта, Худа Падишалиғи йәр йүзини җәннәткә айландуриду.
14 Йәһвә Худа Әйса Мәсиһни өзиниң әрштики падишалиғиниң йәни һөкүмитиниң һөкүмдари болушқа таллиған. Узун заманлар илгири, Муқәддәс Китапта Йәшая пәйғәмбәр: “Бизгә бир бала туғулуптур, бизгә бир оғул бала берилиптур, сәлтәнәт униң мүрисидә болуп, униң исми... саламәтлик [тинчлиқ] ниң әмири болуп... униң сәлтәнити чоңийип туруп саламәтлигиниң интиһаси [ахири] болмас” дәп бешарәт ейтқан (ЙЕҢИ ДУНИЯ ЙЕҚИНЛАШТИ
15. “Йеңи йәр” дегән немә?
15 Муқәддәс Китап бизгә: “Лекин биз Худа вәдә қилған йеңи асман-зиминни интизарлиқ билән күтүватимиз. У йәрдә пәқәт һәққанийлиқ йолида маңидиғанларла яшалайду” дәп капаләт бериду (Петрусниң 2-хети 3:13; Йәшая 65:17). Бәзи вақитларда, Муқәддәс Китапта тилға елинған “йәр йүзи” болса йәр шарида яшаватқан инсанларни көрситиду (Яритилиш 11:1). Шуңа бу адил “йеңи йәр” Худаниң мақуллишиға еришкән адаләтлик адәмләр яшайдиған җәмийәт.
16. Худа мақуллиған кишиләр үчүн қандақ қиммәт-баһалиқ соғити бар? Униңға еришиш үчүн чоқум немә қилишимиз керәк?
16 Әйса Мәсиһ йеңи дунияниң келидиғанлиғи тоғрисида вәдә бәргән. Йеңи дуния кәлгәндә шу Худа тәрипидин мақулланған кишиләр “мәңгүлүк һаят” соғитиға егә болиду (Маркус 10:30). Қени Муқәддәс Китапни ечип Юһанна 3:16 вә 17:3-айәтни оқуп беқиң. Мәсиһ, биз мәңгү һаятлиққа еришиш үчүн чоқум немә қилишимиз керәклигини ейтиду. Муқәддәс Китаптики шу бәхит-саадәтләрдин бәһримән болушқа лаяқәтлик болған адәмләр кәлгүси йәр йүзидики җәннәттә төвәндикидәк әҗайип соғатлардин бәһримән болиду.
17, 18. Йәр шариниң һәммә җайлирида теч-аманлиқ вә бехәтәрлик болидиғанлиғиға немишкә ишәшлик болушимиз мүмкин?
Зәбур 37:10, 11). Чүнки, Худа йәрниң булуң-пучқақлириғичә “җәңләрни тохтитиду” (Зәбур 46:9; Йәшая 2:4). Шу чағда “адил киши чечәкләп, ай сабит [тәврәнмәй] турғанчилиқ тола саламәтлик [тиничлиқ] болғай” дәп Муқәддәс Китап ейтиду (Зәбур 72:7). Бу, йәр шарида мәңгүлүк теч-аманлиқ болиду дегәнликтур.
17 Яманлиқлар, җәңләр, җинайәтләр вә зораванлиқлар йоқ қилиниду. “Яман киши йоқ болур... лекин явашлар [жугачлар] болса йәргә варис болуп”, йәр йүзидә тиничлиқ болиду (18 Пәрвәрдигар Йәһвәгә ибадәт қилғучилар бехәтәр яшайду. Муқәддәс Китап заманида исраиллар Йәһвәгә давамлиқ итаәт қилса, улар бехәтәр яшатти (Лавийлар 25:18, 19). Йәр йүзидики җәннәттә шуниңға охшап кетидиған бехәтәр турмуштин бәһримән болуп яшаш немә дегән яхши, һә! (Йәшая 32:18; Миха 4:4).
19. Худаниң йеңи дуниясида ашлиқ мол болидиғанлиғини биз қандақ биләләймиз?
19 Ачарчилиқ башқа болмайду. Зәбурда: “Йуртта тағниң чоқилириғичә ашлиқ үнүп униң һосули мол болсун” дәп йезилған (Зәбур 72:16). Йәһва Худа өзиниң адил кишилири үчүн бәхит-саадәт ата қилиду вә “йәр йүзи өз һосулини бериду” (Зәбур 67:6).
20. Пүткүл йәр йүзи җәннәткә айлинидиғанлиғиға биз қандақ ишәш болалаймиз?
20 Пүтүн йәр йүзи җәннәткә айлиниду. Гунакар инсанлар тәрипидин вәйран қиливетилгән чирайлиқ йеңи өйләр вә гөзәл бағчилар қайтидин йәр йүзидә бена қилиниду (Йәшая 65:21—24; Вәһийләр 11:18). Вақитниң өтишигә әгишип, йәр йүзидики аллиқачан өзләштүрүлгән йәрләр пүткүл йәр шариниң һәммә җайлириға худди гөзәл вә мол-һосуллуқ Ерәм беғиға охшаш кәңәйтилиду. Худа һәм “өз қолумни ечип һәммә тирик нәрсиләрниң иштиһайини тойғузармән” дегән сөзини чоқум әмәлгә ашуриду (Зәбур 145:16).
21. Адәмләр билән һайванлар оттурисида тиничлиқ мәвҗут болидиғанлиғини немә көрситиду?
21 Инсанлар вә җан-җаниварлар арисида тиничлиқ болиду. Явайи һайванлар билән өй һайванлири биллә озуқлиниду. Йәшая 11:6—9; 65:25).
Һәтта кичик балилар, һазир наһайити хәтәрлик дәп санилидиған һайванлардин қорқмайду (22. Кәлгүсидә кишиләр кесәл боламду?
22 Кесәлликләр йоқитилиду. Кәлгүсидә Худаниң әрштики падишалиғиниң һөкүмдари болған Мәсиһ Әйса йәр йүзидә болған вақтидикигә қариғанда наһайити көп ағриқ адәмләрни давалайду (Мәтта 9:35; Маркус 1:40—42; Юһанна 5:5—9). Шу вақитта “һеч ким: мән кесәлдурмән демәс” (Йәшая 33:24; 35:5, 6).
23. Немә үчүн тирилиш бизгә хошаллиқ елип келиду?
23 Өлүп кәткән имрақ йеқин кишилиримиз мәңгү яшайдиған үмүт билән һаятлиққа қайтурулиду. Худаниң есидә бар болған барлиқ өлүм уйқусидики кишиләрни у тирилдүриду. Һәқиқәтән, “пүтүн инсанларниң яхши-яман болушидин қәтъий нәзәр, тирилдүридиғанлиғиға ишинимән” йәни өлүмдин тирилиду (Әлчиләр 24:15; Юһанна 5:28, 29).
24. Йәр йүзидики җәннәттә яшашқа нисбәтән сиздә қандақ һис-туйғилар бар?
24 Бизниң улуқ Яратқучимиз, Пәрвәрдигар Йәһвә тоғрисида үгинишни һәм униңға хизмәт қилишни таллиғанларни немә дегән гөзәл келәчәк күтүп туруватқан, һә! Әйса, у өзи билән биллә өлүмгә һөкүм қилинған бир җинайәтчигә вәдә берип: “Сән Мән билән биллә җәннәттә болисән” дәп кәлгүси йәр йүзидики җәннәт тоғрисида ейтқан (Луқа 23:43). Шуңа, Мәсиһ Әйса тоғрисида билим елиш наһайити муһим. Чүнки, у арқилиқ шу барлиқ бәхит-саадәтлик турмуш әмәлгә ашурулиду.
^ 1-абзац Тәвратта ейтилған Фират дәрияси шу Ерәм бағ җәннәтни суғиридиған дәрияларниң бири еди (Яритилиш 2:10, 14). Шуңа, Ерәм бағ җәннәтниң әсли орни бүгүнки күндики оттура шәриқ районидики Фират дәриясиға йеқин җайға җайлашқан.