Худа бизни немә үчүн яратқан?
ГЕЗИТ оқуғанда, телевизор көргәндә, торға киргәндә яки радио аңлиғанда, җинайәт, уруш вә террорлуқ хәвәрләр һәққидә аңлаймиз. Униңдин ташқири, һәрбиримиздә өз алдимизға қийинчилиқлар бар. Бәлким, сиз ағриқтин җапа тартиватқансиз яки йеқин адимиңиздин айрилип қайғуруватқансиз.
Ойлинип көрүң:
-
Худа мениң вә аиләмниң җапа тартқанлиғини халиғанму?
-
Қийинчилиқларни йеңишкә немә ярдәм бериду?
-
Йәрдә қачанду бир вақитта течлиқ боламду?
Муқәддәс китапта мошу соалларға җаваплар бар.
МУҚӘДДӘС КИТАПТА ХУДАНИҢ ИНСАНИЙӘТ ҮЧҮН ӘҖАЙИП ӨЗГИРИШЛӘРНИ ҚИЛИДИҒАНЛИҒИ ЙЕЗИЛҒАН.
-
Адәмләр әнди һечқачан ағримайду, қеримайду вә өлмәйду (Вәһий 21:4).
-
«Ақсақ-токурлар кийиктәк ойнақлап сәкрәйду» (Йәшая 35:6).
-
«Қарғуниң көзи ечилиду» (Йәшая 35:5).
-
Йоһан 5:28, 29).
Өлгәнләр тирилиду ( -
Һечким ағримайдиған болиду (Йәшая 33:24).
-
Һәрбир өйдә мол йемәк-ичмәк болиду (Зәбур 72:16).
МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ҮГИНИШНИҢ ПАЙДИСИ
Биринчи бәттики вәдиләр пәқәт арзу-арман дәп ойлашқа алдирмаң. Худа Өзи мошуларниң һәммисини йеқин арида әмәлгә ашуридиғанлиғини вәдә қилмақта. Муқәддәс китапта буниң қандақ орунлинидиғанлиғи чүшәндүрүлиду.
Буниңдин ташқири, Муқәддәс китапта һазирниң өзидә бәхитлик вә мәналиқ һаят кәчүрүшниң сири бар. Мәсилән, сизни ғәм-тәшвишкә селиватқан нәрсиләр тоғрилиқ ойлап көрүң: саламәтликниң начарлиши, пулниң йетишмәслиги, аилидики қийинчилиқлар вә йеқиниңизниң өлүми. Муқәддәс китап мошуниңға охшаш қийинчилиқларни һәл қилишқа вә төвәндики соалларға җавап тепип, тәсәлли елишиңизға ярдәм бериду.
-
Худа Өз вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға немә үчүн ишәнсәк болиду?
Бу китапни оқуватқанлиғиңиз Муқәддәс китаптики тәлимләрни билгүңиз келидиғанлиғини көрситиду. Бу китаптин көп пайдилиқ нәрсиләрни биләләйсиз. Һәрбир абзацқа соаллар қоюлған. Уларниң ярдими билән Муқәддәс китапни яхширақ чүшинәләйсиз. Дуния йүзи бойичә миллионлиған адәмләр Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни үгиниватиду. Уларға охшаш сизму буниң көп пайдисини көрисиз дәп үмүт қилимиз. Муқәддәс китапни үгиниш үчүн қилған қәдәмлириңизни Худа бәрикәтлисун!