Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

03-ДӘРИС

Муқәддәс Язмиларға ишинишкә боламду?

Муқәддәс Язмиларға ишинишкә боламду?

Муқәддәс Язмилар нурғун вәдиләрни вә мәслиһәтләрни бериду. Бәлким, сиз уларниң немини үгитидиғанлиғиға қизиқидиғансиз, шуниң билән бир вақитта шундақ кона Язмилардики вәдиләр вә мәслиһәтләргә ишиниш керәкму дәп иккилинип қалидиғансиз? Муқәддәс китапниң һазир вә келәчәктә шат-хорам һаят кәчүрүш һәққидә ейтқанлириға һәқиқәтән ишинәләмсиз? Миллионлиған инсанлар буниңға ишиниду. Бәзи сәвәпләрни көрүп бақайли.

1. Муқәддәс китаптики вақиәләр һәқиқәтму яки әпсанә-ривайәтму?

Муқәддәс китапта тоғра һәқиқәт сөзлири йезилған (Вәз 12:10). Униңда яшап өткән һәқиқий шәхсләр вә йүз бәргән вақиәләр баян қилинған (Луқа 1:3; 3:1, 2ни оқуң). Нурғунлиған тарихшунаслар вә археологлар Муқәддәс китапта тәсвирләнгән муһим күнләр, адәмләр, җайлар вә вақиәләрниң тоғрилиғини испатлап кәлгән.

2. Немә үчүн Муқәддәс Язмиларға бүгүнки күндә ишинишкә болиду?

Муқәддәс китапта өз заманида техи болмиған ишлар алдин-ала ейтилған. Мәсилән, униңда илим-пәнгә мунасивәтлик мәзмунларму тилға елинған. Шу йезилғанларниң көпинчилиригә әшу заманда адәмләр ишәнмигән. Бирақ бүгүнки күндә илим-пән Муқәддәс китапта йезилғанларниң тоғра екәнлигини испатлайду. Шуңа, Муқәддәс Язмилар һазир вә мәңгү, һемишәм ишәнчликтур (Зәбур 111:8).

3. Немә үчүн Муқәддәс Китапниң келәчәк һәққидә ейтқанлириға ишинәләймиз?

Муқәддәс китапта нурғун бәшарәтләр a бар. Улар техи йүз бәрмигән ишларни алдин-ала ейтип бериду (Йәшая 46:10). Нурғун тарихий вақиәләр йүз бериштин узун жиллар илгири тоғра бәшарәт қилинған. Униңда йәнә бүгүнки күндики дунияниң вәзийәтлири һәққидә нурғунлиған тәпсилатлар көрситилгән. Бу дәристә биз Муқәддәс китаптики бәзи бәшарәтләрни муһакимә қилимиз. Уларниң тоғрилиғи кишини һәйран қалдуриду!

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Заманивий илим-пәнниң Муқәддәс Язмиларға мас келидиғанлиғи вә униңдики кишини һәйран қалдуридиған бәзи бәшарәтләр һәққидә издинип көрүң.

4. Илим-пән Муқәддәс китапқа уйғун

Қедимий заманларда көплигән адәмләр йәр шари бир нәрсиниң үстидә туриду дәп ойлиған. ВИДЕОНИ көрүң.

Тәхминән 3500 жил илгири Аюп китавида йезилғанларға диққәт ағдуруң. Аюп 26:7ни оқуң вә кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Йәр шари бошлуқта һечнемигә есилмиған дегән баянлар немә үчүн һәйран қаларлиқ?

Пәқәт 200 жил илгири инсанлар йәр шаридики суниң айлиниши һәққидә ениқ чүшәнчигә егә болған. Бирақ Муқәддәс китапта 3500 жил илгири немә ейтилғанлиғиға диққәт қилиң. Аюп 36:27, 28ни оқуң, кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Немә үчүн су айлиниши һәққидики бу аддий чүшәндүрүш сизни һәйран қалдуриду?

  • Оқуған мошу айәтләр сизниң Муқәддәс китапқа болған ишәнчиңизни күчәйттиму?

5. Муқәддәс китап муһим вақиәләрни алдин-ала ейтип бериду

Йәшая 44:27—45:2ни оқуң вә кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Бабилниң вәйран қилиниши һәққидә Муқәддәс китапта 200 жил бурун қандақ тәпсилатлар ейтилған?

Тарих миладидин илгирики 539-жили Парс падишаси Корәш вә униң қошунлири Бабил шәһирини егилигәнлигини испатлайду. Улар шәһәрни қоғдайдиған дәрияниң сүйини башқа йөнилишкә башлавәткән. Кейин очуқ қалған шәһәр дәрвазисидин кирип, җәң қилмайла шәһәрни бесивалған. Шуниңдин 2500 жил өтүп, бүгүнки күнгичә Бабил харабилиқ ичидә ятиду. Муқәддәс Язмиларда ейтилған бәшарәтләргә диққәт ағдуруң.

Йәшая 13:19, 20ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Бабилниң вәйран болуши бу бәшарәтниң әмәлгә ашқанлиғини қандақ испатлайду?

Бүгүнки күндики Бабилниң харабилири, Ирак

6. Бүгүн биз көрүватқан ишлар һәққидә Муқәддәс Язмилар алдин-ала ейтиду

Муқәддәс китап биз яшаватқан вақитни ахир заман дәп атайду (Тимотийға 2-хәт 3:1). Муқәддәс китап ахир заманниң күнлири һәққидә немә ейтқанлиғиға диққәт қилиң.

Мәтта 24:6, 7ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Муқәддәс Язмилар ахир заманниң вәзийити һәққидә немиләрни ейтиду?

Тимотийға 2-хәт 3:1—5ни оқуң, кейин төвәндики икки соалға җавап бериң:

  • Муқәддәс китап ахир заман күнлиридә яшайдиған адәмләрниң әхлақ-пәзиләтлирини қандақ тәсвирләйду?

  • Сиз қандақ адәмләрни көрүватисиз?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Муқәддәс Язмилар — чөчәк яки әпсанә ривайәт китави».

  • Сизниңчә, Муқәддәс китапниң ишәнчлик екәнлигини испатлайдиған әң күчлүк дәлил-испат немә?

ХУЛАСӘ

Тарих, илим-пән вә бәшарәтләрниң һәммиси Муқәддәс китапқа ишәнч қилалайдиғанлиғимизни көрситиду.

Тәкрарлаш

  • Муқәддәс Язмилар һәқиқәтму яки әпсанә-ривайәтму?

  • Қайси җәһәттин илим-пән Муқәддәс китапқа уйғун келиду?

  • Сизниңчә, Муқәддәс китап келәчәк һәққидә алдин-ала ейтип берәмду? Немә үчүн шундақ ойлайсиз?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Муқәддәс китапта илим-пәнгә мас кәлмәйдиған хаталиқлар барму?

«Илим-пән Муқәддәс китапқа уйғун келәмду?» (Торбәттики мақалә)

Грек империяси һәққидә Муқәддәс китаптики бәшарәтләрниң қандақ әмәлгә ашқанлиғини көрүң.

«Муқәддәс китаптики бәшарәт ишәнчиңизни күчәйтиду» (5:​22)

Бәшарәтләрниң бир кишиниң Муқәддәс китапқа болған көзқаришини қандақ өзгәрткәнлигини көрүң.

«Мән үчүн Худа йоқ еди» («Күзитиш мунари» 2017-жил, 5-сан)

a Шу бәшарәтләр келәчәктә болидиған ишлар тоғрисида Худадин кәлгән хәвәрләрни өз ичигә алған.