Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

23-ДӘРИС

Чөмдүрүлүш гөзәл һаятқа йол ачиду!

Чөмдүрүлүш гөзәл һаятқа йол ачиду!

Әйса Мәсиһ өзиниң әгәшкүчиси болушни халайдиғанларниң чоқум чөмдүрүлүши керәклигини ейтқан (Мәтта 28:19, 20ни оқуң). Амма чөмдүрүлүш дегән немә? Киши бу мәхсәткә йетиш үчүн немә қилиши керәк?

1. Чөмдүрүлүш дегән немә?

Әйса Мәсиһ Иордан дәриясида чөмдүрүлгәндә, униң пүтүн бәдини суға чөкирилгән вә кейин судин чиққан еди (Марк 1:9, 10). Шуниңға охшаш, Әйса Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири суға чөмдүрүлгәндә, пүтүн бәдини суға чөкирилиду.

2. Чөмдүрүлүш немини билдүриду?

Суға чөмдүрүлгән киши өзини Йәһва Худаға беғишлиғанлиғини билдүриду. Адәм өзини Худаға қандақ беғишлайду? У суға чөмдүрүлүштин авал шәхсий дуасида өзиниң Йәһва Худаға мәңгү хизмәт қилишни халайдиғанлиғини ейтиду. У пәқәт Йәһва Худаға ибадәт қилидиғанлиғини вә Униң ирадисини орунлашни һаятида әң муһим орунға қойидиғанлиғини вәдә қилиду. Худаға өзини беғишлиған киши өз хаһишидин ваз кечип, дайим Әйса Мәсиһниң тәлимлиригә әгишидиғанлиғини вә уни үлгә қилидиғанлиғини қарар қилиду (Мәтта 16:24). Өзини Худаға беғишлап, чөмдүрүлүштин өткән киши Яратқучи Йәһва вә етиқатчи қериндашлири билән йеқин достлуқ орниталайду.

3. Чөмдүрүлүш үчүн чоқум немә қилиш керәк?

Сиз чөмдүрүлүштин авал Йәһва Худа тоғрилиқ билим елип, Униңға болған ишәнчиңизни ашурушиңиз керәк (Ибранийларға 11:6ни оқуң). Билимиңиз ешип, етиқадиңиз мустәһкәм болғансири, Йәһваға болған сөйгү-муһәббитиңиз ашиду. Нәтиҗидә, башқиларға У һәққидә ейтиш вә Униң өлчәмлири бойичә яшаш истигиңиз пәйда болиду (Тимотийға 2-хәт 4:2; Йоһанниң 1-хети 5:3). Киши Йәһва Худаниң көңлини хурсән қилиш үчүн Униң ирадисигә мас яшашни башлиғанда, у һаятини Худаға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтүшни қарар қилиши мүмкин (Колосилиқларға 1:9, 10) a.

ЧОҢҚУРИРАҚ ҚЕЗИҢ

Әйса Мәсиһниң чөмдүрүлүшидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни вә бири бу муһим қәдәмни бесишқа қандақ тәйяр болалайдиғанлиғини көрүң.

4. Әйса Мәсиһниң чөмдүрүлүшидин немиләрни үгинәләймиз?

Әйса Мәсиһниң чөмдүрүлүши һәққидә техиму көпирәк мәлуматларни билиш үчүн Мәтта 3:13—17ни оқуң. Кейин төвәндики соалларға җавап бериң:

  • Әйса Мәсиһ бовақ чеғида чөмдүрүлгәнму?

  • У қандақ чөмдүрүлгән? Униң бешиға пәқәт су сепилгәнму яки башқичә усулда чөмдүрүлгәнму?

Һәзрити Әйса чөмдүрүлгәндин кейин у йәр йүзидә Худа тапшурған алаһидә бир хизмәтни башлиған. Луқа 3:21—23 вә Йоһан 6:38ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Әйса Мәсиһ чөмдүрүлгәндин кейин у һаятида қайси хизмәтни биринчи орунға қойған?

5. Сизму чөмдүрүлүштин өтәләйсиз

Өзини беғишлаш вә чөмдүрүлүштин өтүш қаримаққа сиз үчүн дәсләптә қийин туюлиши мүмкин. Бирақ сиз билим алғансири, өзүңизгә болған ишәнчиңиз күчийип, бу муһим қарарни чиқириштин қорқмайсиз. Шундақ қарарларни чиқарған бәзиләрниң немә дәйдиғанлиғини аңлап бақайли. ВИДЕОНИ көрүң.

Йоһан 17:3 вә Яқуп 1:5ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Кишигә чөмдүрүлүштин өтүшкә тәйяр болушқа немә ярдәм бериду?

  1. А. Биз Йәһва Худаға мәңгү хизмәт қилишни халайдиғанлиғимизни ейтиш арқилиқ Униңға өзүмизни беғишлаймиз

  2. Ә. Биз суға чөмдүрүлгәндә өзүмизни Худаға беғишлиғанлиғимизни әтрапта қарап турғанларға көрситимиз

6. Чөмдүрүлүш арқилиқ Йәһва Худаниң аилисиниң бир әзаси болалаймиз

Биз чөмдүрүлгәндә хәлиқарилиқ чоң бир аилиниң әзаси болалаймиз. Гәрчә биз дунияниң җай-җайлирида яшисақму, келип чиқишимиз пәриқлиқ болсиму, бирақ етиқадимиз бирдәк вә охшаш әхлақ өлчәмлиригә мас яшаймиз. Зәбур 25:14 вә Петрусниң 1-хети 2:17ни оқуң, кейин төвәндики соалға җавап бериң:

  • Чөмдүрүлүштин өтүш кишиниң Йәһва Худа вә Униңға ибадәт қилидиған башқа кишиләр билән болған мунасивитигә қандақ тәсир қилиду?

БӘЗИЛӘР МУНДАҚ ДӘЙДУ: «Мән чөмдүрүлүштин өтүшкә техи тәйяр әмәс».

  • Әгәр сизму шундақ ой-пикирдә болсиңиз, сизниңчә, чөмдүрүлүштин өтүш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситишкә әрзәмду?

ХУЛАСӘ

Әйса Мәсиһ өзигә әгишишни халиғанларниң чөмдүрүлүштин өтүши керәклигини ейтқан. Буниң үчүн киши Йәһва Худаға болған күчлүк ишәнчисини турғузуп, Униң өлчәмлири бойичә яшиши вә өзини Униңға беғишлиши керәк.

Тәкрарлаш

  • Чөмдүрүлүш дегән немә? Немә үчүн бу муһим?

  • Чөмдүрүлүш немини көрситиду?

  • Киши өзини беғишлаш вә чөмдүрүлүштин өтүштин авал қайси қәдәмләрни бесиши керәк?

Мәхсәт

ИЗДИНИП КӨРҮҢ

Суға чөмдүрүлүш немә екәнлигини биливелиң.

«Суға чөмдүрүлүш дегән немә?» (Торбәттики мақалә)

Бир кишиниң суға чөмдүрүлүштин өтүш қарари пәқәт униң һис-туйғусиға асасланмиғанлиғини оқуң.

«Улар һәқиқәткә көз йәткүзүшүмни халиған еди» («Күзитиш мунари» 2013-жил, 1-февраль)

Немә үчүн сизму чөмдүрүлүштин өтәләйдиғанлиғиңизға ишинишиңиз керәк вә бу муһим қәдәмни бесишқа қандақ тәйяр болалайдиғанлиғиңизни биливелиң.

«Чөмдүрүлүштин чоқум өтүшүм керәкму?» («Яшларниң соаллири. Әмәлий мәслиһәтләр» 2-қисим, 37-бап)

a Киши илгири башқа динда болуп, чөмдүрүлгән болсиму, у чоқум қайта чөмдүрүлүши керәк. Немә үчүн? Сәвәви әшу дин униңға Муқәддәс китап һәқиқәтлирини үгәтмигән. Әлчиләр 19:1—5 айәтләргә вә 13-дәрискә қараң.