Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

2-ДӘРИС

Тәбиий сөзләш

Тәбиий сөзләш

Коринтлиқларға 2-хәт 2:17

АСАСИЙ МӘХСӘТ. Гәп қилғанда сөзләр тәбиий вә сәмимий болсун. Тиңшиғучилар уларға көңүл бөлүватқанлиғиңизни һис қилалисун.

МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?

  • Дуа қилип, әстаидил тәйярлиқ қилиш. Диққитиңизни өзүңизгә әмәс, ейтмақчи болған мәзмунға қаритиш үчүн дуа қилип, Йәһвадин ярдәм сораң. Ейтмақчи болған асасий ой-пикирни әстә мәһкәм сақлаң. Ой-пикриңизни сөзму сөз ядлап бәрмәй, өз сөзүңиз билән тәбиий ипадиләң.

  • Чин жүрәктин сөзләш. Тиңшиғучиларниң ейтмақчи болған ой-пикриңизни аңлиши немә үчүн зөрүрлигини ойлап көрүң. Диққитиңизни шуларға қаритиң. Туруш һалитиңиз, има-ишаритиңиз вә чирай ипадилириңиздин сәмимий вә достанә сөз қиливатқанлиғиңиз көрүнсун.

  • Тиңшиғучиларға қарап сөз қилиш. Әгәр көзигә қарап сөзләш кишиләрни рәнҗитмисә, сөзлигәндә көзүңүзни үзмәң. Нутуқ ейтқанда тиңшиғучиларниң һәммисигә бирақла көз жүгәртмәй, бир қетим бирсигә қарисиңиз, йәнә бир қетим башқисиға қараң.