3-САВАҚ
Муқәддәс китап Худадин кәлгәнлигини қәйәрдин билимиз?
1. Муқәддәс китапниң муәллипи ким?
Адәмзатниң йәрдә мәңгү өмүр сүрүши һәққидики хошал хәвәр Муқәддәс китапта йезилған (Мәтта 5:5). Муқәддәс китап 66 китапчидин ибарәт. Уни Худаға садиқ болған тәхминән 40 әр киши язған. Биринчи бәш китапни Муса пәйғәмбәр тәхминән 3500 жил бурун язған. Ахирқи китапни әлчи Йоһан 1900 жил бурун язған. Муқәддәс китапта кимниң ойлири йезилған? Худа пәйғәмбәрлиригә мәлуматларни муқәддәс роһ арқилиқ берәтти (Самуилниң 2-язмиси 23:2). Улар өзиниң әмәс, Худаниң ойлирини язған. Демәк, Муқәддәс китапниң муәллипи — Йәһва Худа (Тимотийға 2-хәт 3:16; Петрусниң 2-хети 1:20, 21 оқуп чиқиң).
«Муқәддәс китапниң муәллипи ким?» дегән видеони көрүң
2. Муқәддәс китапниң Худадин кәлгәнлигини биз қәйәрдин билимиз?
Муқәддәс китап Худадин кәлгән, чүнки униңда келәчәк тоғрисида ениқ вә ушшақ тәпсилатлириғичә ейтилған. Буни һечбир инсан қилалмайду (Йәшуа 23:14). Адәмзатниң келәчигини пәқәт Әң Қудрәтлик Худа дәлму-дәл ейталайду (Титқа 1:2, 3 оқуп чиқиң).
Худаниң китави алаһидә болуши әқилгә мувапиқ. Муқәддәс китап нәқ шундақ китап. Бүгүнки күндә Муқәддәс китап йүзлигән тилларда бир нәччә миллиардқичә бесилип чиқириливатиду. Гәрчә бу китап қедимий болсиму, у илим-пән билән маслишиду. Қизиқ йери шуки, уни язған 40 адәм бир-бири билән учрашмиған *. Муқәддәс китаптики барлиқ нәрсиләрдә Худаниң меһир-муһәббити көриниду. Шундақла бу китап бүгүнки күндә адәмләрниң һаятини яхши тәрәпкә өзгәртиш күчигә егә. Буниң һәммиси миллионлиған адәмләрниң Муқәддәс китап — Худа Сөзи екәнлигигә көз йәткүзүватиду (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13 оқуп чиқиң).
«Муқәддәс китап Худадин екәнлигини нәдин билимиз?» дегән видеони көрүң
3. Муқәддәс китапта немә һәққидә ейтилиду?
Худаниң адәмзатқа тегишлик әҗайип келәчәк тоғрисидики нийити Муқәддәс китапниң асасий җайини егиләйду. Бу китап адәмзат тарихиниң әң бешида йәрдики җәннәттә яшашни қандақ йоқитип қойғанлиғини һәм келәчәктики җәннәт қандақ әксигә келишини ейтиду (Вәһий 21:4, 5 оқуп чиқиң).
Шундақла, Муқәддәс китапта қанунлар, принциплар вә мәслиһәтләр йезилған. Һәм униңда Худаниң тарих бойи адәмләргә қандақ қариғанлириму йезилған. Шуңа, Муқәддәс китапни оқусақ, Худани йеқинирақ тонуп, Униң билән дост болалаймиз (Римлиқларға 10:5; Яқуп 2:23; 4:8 оқуп чиқиң).
4. Муқәддәс китапни қандақ чүшинишкә болиду?
Бу китапчә Муқәддәс китапни чүшинишкә ярдәм бериду. Униңда Муқәддәс китаптики хәвәр Әйса пәйғәмбәр қолланған усул бойичә чүшәндүрилиду. Әйса Муқәддәс Язмиларни бир-бирләп кәлтүрүп, уларниң мәнасини чүшәндүргән (Луқа 24:27, 45 оқуп чиқиң).
Худаниң хуш хәвиридәк яхши хәвәр йоқтур! Шундақтиму бәзиләр униңға бепәрвалиқ қилиду, йәнә бирлири наразилиқ билдүрүп аччиғи келиду. Лекин улар сизни һәргиз тохтатмисун. Чүнки сизниң мәңгү һаятқа болған үмүтиңиз әң авал Худа һәққидә еливатқан билимгә бағлиқ (Йоһан 17:3 оқуп чиқиң).
^ 3-абзац «Һәммиси үчүн китап» (рус.) дегән китапчиға қараң.