ҚОШУМЧӘ
Муқәддәс китапниң аҗришиш вә айрим турушқа тегишлик көзқариши
Йәһва әр-аялдин нека қурғанда бәргән қәсимигә садиқ болуп қелишини күтиду. Яратқучи тунҗа әр вә аялни қошқанда: «Әр киши... аялиға чаплишиду вә улар бир тән болиду»,— дәп ейтқан. Кейинирәк Әйса пәйғәмбәр бу сөзләрни тәкрарлап мундақ дегән: «Демәк, Худа бир боюнтуруқ билән қошқанни адәм айримисун» (Яритилиш 2:24; Мәтта 19:3—6). Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң нәзәридә нека бир өмүрлүк иттипақ болуп, әр-аялни пәқәт өлүм аҗриталайду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:39). Нека — муқәддәс иттипақ болғанлиқтин, аҗришишқа сәл қарашқа болмайду. Пәрвәрдигар Муқәддәс китапқа асасланмиған аҗришишларни өч көриду (Малаки 2:15, 16).
Яритилиш 39:9; Самуилниң 2-язмиси 11:26, 27; Зәбур 51:4). Униң үчүн җинсий әхлақсизлиқниң жиркиничлик болғанлиғи шуки, у мундақ һәрикәт һәтта аҗришиш үчүн асас бериду дәп һесаплайду. (Зинахорлуққа немә киридиғанлиғи 9-бапниң 7-абзацида муһакимә қилинған.) Пәрвәрдигар аҗришиш-аҗрашмаслиқни қарар қилиш һоқуқини әйипсиз тәрәпкә бәргән (Мәтта 19:9). Демәк, әйипсиз тәрәп аҗришишни қарар қилса, Йәһва Худа бу аҗришишни өч көрмәйду. Лекин мәсиһийләр һечкимни аҗришишқа дәвәт қилмаслиғи лазим. Бәзи вәзийәтләрдә, болупму зина қилғучи сәмимий товва қилса, әйипсиз тәрәп аҗрашмаслиқни қарар қилиши мүмкин. Амма аҗришишқа Муқәддәс китапқа асасланған сәвәви бар мәсиһий, шәхсий қарар чиқирип, нәтиҗиси үчүн өзи җавап бериду (Галатилиқларға 6:5).
Муқәддәс китапта қайси сәвәпләр билән аҗришишқа рухсәт берилгән? Йәһва Худа вапасизлиқ вә җинсий әхлақсизлиқни өч көриду (Алаһидә вәзийәтләрдә бәзи мәсиһийләр һәтта өмүрлүк җүпти вапасизлиқ қилмиған болсиму, униңдин айрим яшаш яки аҗришишни қарар қилиду. Муқәддәс китап җорисини ташлап кәткән кишигә мошундақ шәрт қойиду: «У турмушқа чиқмисун яки ери билән яришивалсун» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:11). Демәк, шундақ мәсиһийниң башқа бири билән нека қуруш һоқуқи йоқ (Мәтта 5:32). Бәзилири айрим яшашқа яки аҗришишқа асас бар дәп һесаплиған бирнәччә алаһидә вәзийәтни қараштурайли.
Аилисини тәминләшни рәт қилиш. Ериниң төрт мүчиси сақ болуп, аилисигә ғәмхорлуқ қилишни рәт қилса, аилиси начар әһвалға чүшүп, һаят үчүн һаҗәт нәрсиләрсиз қелиши мүмкин. Муқәддәс китапта: «Әгәр кимду-ким йеқинлириниң, болупму өз өйдикилириниң, еһтияҗлири һәққидә ғәмхорлуқ қилмиса, у етиқадидин ваз кәчкән, һәтта ишәнчи йоқ адәмдинму яман болиду»,— дәп йезилған (Тимотийға 1-хәт 5:8). Әгәр мундақ кишиниң өзгәргиси кәлмисә, аяли өзиниң вә балилириниң мәнпәитини көзләп, қануний рәвиштә айрим туруш үчүн чарилар көрүшкә қарар қилиши мүмкин. Мошундақ вәзийәттә ақсақаллар бурадәрниң аилисигә ғәмхорлуқ қилишни һәқиқәтән рәт қилған-қилмиғанлиғиға көз йәткүзүши керәк. Сәвәви мәсиһий шундақ қилиғи үчүн җамаәттин чиқирилиши мүмкин.
Қол көтириш. Ери яки аяли зораванлиқ билән яриниң саламәтлигигә зиян кәлтүрүши, һәтта һаятиға хәвп-хәтәр кәлтүрүши мүмкин. Әгәр зораванлиқ қилған җора Йәһва гувачиси болса, җамаәт ақсақаллири әйипниң раст яки ялған екәнлигини тәкшүрүши керәк. Ғәзәплиниш һәм вәһшийләрчә муамилә қилиш җамаәттин чиқирилишқа сәвәп болуши мүмкин (Галатилиқларға 5:19—21).
Ибадәт қилишқа йол қоймаслиқ. Еһтимал, ери яки аяли турақлиқ һалда җүптигә Худаға ибадәт қилишқа қаршилиқ көрситиду яки һәтта Худаниң қанунини бузушқа мәҗбурлайду. У чағда хәвп-хәтәр астидики киши «һөкүмран сүпитидә инсанларға әмәс, бәлки Худаға беқинишниң» бирла йоли айрим яшаш яки аҗришиш дәп қарар қилиши мүмкин (Әлчиләр 5:29).
Жуқурида қараштурулған алаһидә вәзийәтләр йүз бәрсә, һечким әйипсиз мәсиһийниң җүптидин айрим яшаш-яшимаслиққа тегишлик қарариға тәсир қилмаслиғи керәк. Гәрчә роһий җәһәттин йетилгән достлар вә ақсақаллар қоллап-қувәтләп, Муқәддәс китапқа асасланған мәслиһәтләрни берәлисиму, әр-аялниң арисидики әһвални толуқ билиши мүмкин әмәс. Уни пәқәт Йәһва Худа билиду. Әлвәттә, мәсиһий аял яки әр җүптидин айрим яшаш үчүнла аилисидики чатақларни җиддийлаштуруп көрсәтсә, бу униң Худаға вә некаға болған һөрмәтсизлик қилғанлиғи болатти. Адәм қайси сәвәп билән айрим яшашқа халиғанлиғини йошурушқа қанчилик тиришмисун, Йәһва үчүн һәммиси рошән. Һәқиқәтән, «биз һесап беридиған Худа алдида һәммә нәрсә очуқ-ашкаридур» (Ибранийларға 4:13, УМКҖ). Лекин хәвплик вәзийәт авалқидәк давамлишивәрсә, айрим яшашни яки аҗришишни қарар қилған мәсиһийни һечким тәңқит қилмаслиғи керәк. Сәвәви «һәрбиримиз Худа алдида өзүмиз үчүн һесават беримиз» (Римлиқларға 14:10—12).