Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ

Байрақни шәрәпләш, аваз бериш вә һәрбий хизмәт

Байрақни шәрәпләш, аваз бериш вә һәрбий хизмәт

Байрақни шәрәпләш. Йәһва гувачилири байраққа тазим қилиш яки уни шәрәпләш (бу чағда адәттә гимн ейтилиду) арқилиқ қутқузулушни Худадин әмәс, бәлки һөкүмәт яки сәясий рәһбәрләрдин күтүшни билдүриду һәм буни диний мәрасим дәп һесаплайду (Йәшая 43:11; Коринтлиқларға 1-хәт 10:14; Йоһанниң 1-хети 5:21). Шундақ рәһбәрләрниң бири қедимий Бабилонниң падишаси Небоқаднәсар болған. Өзиниң шанини вә диний қизғинлиғини көрситиш үчүн қудрәтлик падиша барлиқ пухралирини музыкни аңлиғанда шу ан һәйкәлгә сәҗдә қилишни буйриди, бу — шу заманниң гимни болған. Амма үч ибраний жигит Шадрак, Мишак вә Әбәднего өлүм җазаси алдида турсиму, сәҗдә қилишни рәт қилди (Даниял, 3-бап).

Тарихчи Карлтон Хейес бизниң әсирдә «байрақ — милләтчилик дининиң сәҗдә қилинидиған асасий символи екәнлигини» ейтқан. «Байрақни елип өткәндә әр кишиләр баш кийимини йешиду, шаирлар шеирларни қуриду, балилар болса гимн ейтиду». Униң дегини бойичә, милләтчиликниң «улуқ күнлири» яки мәйрәмлири болуп, мәсилән, АҚШта 4-июль Мустәқиллиқ күни нишанлиниду. Шундақла милләтчиликниң «әвлиялири вә қәһриманлири» һәм «ибадәтханилири» яки «сәҗдә қилиш җайлири» бар. Бразилиядә өткән аммивий мәрасимда бир мәртивилик һәрбий әмәлдар: «Вәтәнгә сәҗдә қилғандәк... байрақниму шәрәпләп, униңға сәҗдә қилиду»,— дәп ейтти. «Америка қамусида» ейтилғандәк, «байрақ чапрасқа охшаш хасийәтлик».

Тилға елинған қамусқа бенаән, миллий гимнлар вәтәнпәрвәрлик роһни ипадиләп, илаһий рәһбәрликни сораш һәм хәлиқ яки униң рәһбәрлирини һимайә қилиш һәққидики мураҗиәтләрни өз ичигә алиду. Шуңа Йәһва гувачилириниң байрақни шәрәпләш вә мәмликәтлик гимнни орунлашни диний мәрасим дәп һесаплиши орунлуқ. АҚШ мәктәплиридики Йәһва гувачилириниң балилириниң байрақни шәрәпләш вә вәтәнпәрвәр болуш һәққидә қәсәм ичишни рәт қилишиға нисбәтән бир китапта төвәндикиләр йезилған: «Алий сот өзиниң бирнәччә қарарида бу күндилик мәрасимларниң һәқиқәтән динға бағлиқ екәнлигини тәкитлиди» («The American Character»).

Гәрчә Йәһва гувачилири Муқәддәс китапқа асасланмиған мәрасимларға қатнашмисиму, иштирак қилидиғанларниң қарарини һөрмәтләйду. Шундақла улар мәмликәтлик байрақни рәмз сүпитидә һөрмәт қилип, һөкүмәтни «жуқуриқи һакимийәт» вә «Худаниң хизмәтчиси» дәп һесаплайду (Римлиқларға 13:1—4). Шуңа Йәһва гувачилири «падишалар вә барлиқ мәртивилик әмәлдарлар үчүн» дуа қилиңлар дегән чақириққа қулақ салиду. Бизниң шундақ қилишимизниң сәвәви — аман-есән һаят кәчүрүп, Худаға садақәтмәнлик билән хизмәт қилиш (Тимотийға 1-хәт 2:2).

Сәясәтлик сайламда аваз бериш. Һәқиқий мәсиһийләр башқиларниң сайламда аваз бериш һоқуқини һөрмәтләйду. Улар сайламға вә сайламда талланған һакимийәткә қарши чиқмайду. Лекин хәлиқниң сәясий ишлирида қәтъий бетәрәпликни сақлайду (Мәтта 22:21; Петрусниң 1-хети 3:16). Йәһва гувачиси аваз бериш тәләп қилинидиған дөләттә яшиса яки аваз бәрмәйдиғанларға қаршилиқ көрситилидиған вәзийәтләргә учриса, қандақ қилса болиду? Шадрак, Мишак вә Әбәднего Дура түзләңлигигә барғинидәк, мәсиһий, виждани әйиплимисә, аваз беридиған бөлмигә кириши мүмкин. Амма у бетәрәпликни сақлайдиғанлиғиға ишәшлик болуши керәк. У төвәндики алтә принципни әстә тутуши лазим:

  1. Әйсаниң әгәшкүчилири «бу дуниядин әмәс» (Йоһан 15:19).

  2. Йәһва гувачилири — Мәсиһниң вә униң Падишалиғиниң вәкиллири (Йоһан 18:36; Коринтлиқларға 2-хәт 5:20).

  3. Мәсиһийләрниң етиқади бир болуп, уларни Мәсиһниң меһир-муһәббити бирләштүриду (Коринтлиқларға 1-хәт 1:10; Колосилиқларға 3:14).

  4. Әмәлдарларни сайлиғанлар уларниң иш-һәрикәтлиригә шерик болиду (Самуилниң 1-язмиси 8:5, 10—18; 1; Тимотийға 1-хәт 5:22дики сөзләрдә қандақ принцип бар екәнлигигә диққәт қилиң).

  5. Йәһва исраиллиқларниң падишани тәләп қилғанлиғини Өзини рәт қилғанлиғиниң бәлгүси дәп қараштурди (Самуилниң 1-язмиси 8:7).

  6. Мәсиһийләр сәясәтчиләргә үмүт қилидиған адәмләргә Худа Падишалиғи һәққидә ейтқанда, уларда сөз әркинлиги болуши керәк (Мәтта 24:14; 28:19, 20; Ибранийларға 10:35).

Гражданлиқ хизмәт. Бәзи мәмликәтләр һәрбий хизмәтни рәт қилғанлардин бәлгүлүк бир вақит давамида гражданлиқ хизмәтни атқурушини тәләп қилиду. Бу мәсилигә дуч кәлгинимиздә, мошу һәққидә дуа қилип, еһтимал йетилгән мәсиһий билән мәслиһәтлишип, билгәнлиримизгә асаслинип, вижданимизға мувапиқ қарар қобул қилишимиз лазим (Пәнд-нәсиһәтләр 2:1—5; Филипиликләргә 4:5).

Худа Сөзи биздин «һөкүмәткә бойсунушни вә һоқуқдарларниң гепигә киришни, һәрқандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр болушни,... пәм-парасәтлик болушни» тәләп қилиду (Титқа 3:1, 2). Мошуни әстә тутуп өзүмизгә төвәндики соалларни қойсақ болиду: «Әгәр мән гражданлиқ хизмәткә келишсәм, бетәрәплик сақлалаймәнму? Бу ялған динниң ишлириға арилишип кетишимгә сәвәп болуп қалмамду?» (Мика 4:3, 5; Коринтлиқларға 2-хәт 6:16, 17). «Бу хизмәт мениң җамаәттики вәзипилиримни орунлашқа тосалғу болуп, һәтта уларни тохтитип қоюшимға сәвәп болуп қалмамду?» (Мәтта 28:19, 20; Әфәсликләргә 6:4; Ибранийларға 10:24, 25). «Шундақла бу хизмәтни атқурғанда, иш җәдвилим роһий ишларға көпирәк қатнишишқа, бәлким толуқ вақитлиқ хизмәт қилишимға мүмкинчилик берәмду?» (Ибранийларға 6:11, 12).

Әгәр виждани тәрбийиләнгән мәсиһий түрмидә олтуруштин көрә гражданлиқ хизмәтни атқурушни қарар қилса, етиқатдашлири униң қарарини һөрмәтлиши керәк (Римлиқларға 14:10). Әгәр у гражданлиқ хизмәтни атқурушқа келишәлмисә, башқилар униң бу қарариниму һөрмәтлиши керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 10:29; Коринтлиқларға 2-хәт 1:24).