Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ҚОШУМЧӘ

Қачан вә немә үчүн бешиға яғлиқ селиш керәк?

Қачан вә немә үчүн бешиға яғлиқ селиш керәк?

Худаға ибадәт қилғанда мәсиһий аял қачан вә немә үчүн бешиға яғлиқ селиши керәк? Келиң, әлчи Паулниң муқәддәс роһниң йетәкчилигидә мошуниңға мунасивәтлик қандақ мулаһизә қилғанлиғини қараштурайли. Худани мәдһийиләйдиған тоғра қарарларни қобул қилишимиз үчүн У бизгә һаҗәтлик рәһбәрликни бәргән (Коринтлиқларға 1-хәт 11:3—16). Әлчи Паул көңүл бөлүш керәк болған үч амилни: 1) аял киши қайси ишлар билән шуғулланғанда; 2) қандақ вәзийәтләрдә; вә 3) қандақ нийәт билән бешиға яғлиқ селиши керәклигини көрсәткән.

Ишлар. Әлчи Паул икки нәрсини: дуа вә бәшарәтни нәзәрдә тутқан (4, 5-айәтләр). Дуа — Йәһваға һөрмәт-еһтирам билән мураҗиәт қилиштур. Бәшарәт дегинимиз, бүгүнки күндә мәсиһийләр Муқәддәс китап асасида тарқитиватқан һәрқандақ тәлим. Әлчи Паул аяллар дуа қилғанда яки башқиларға һәқиқәт тоғрилиқ тәлим бәргәндә яғлиқ селиши керәк дәп нәсиһәт қиливатамду? Яқ. Һәммә нәрсә аял кишиниң дуа қилиш яки тәлим бериш шараитиға бағлиқ.

Вәзийәтләр. Әлчи Паул һаятта болидиған икки шараитни нәзәрдә тутқан: аилидә вә җамаәттә. У: «Аял кишигә әр киши — башчи...... Бешини япмай дуа қиливатқан яки бәшарәт ейтиватқан аял киши өз бешини шәрмәндә қилиду»,— дәп ейтқан (3, 5-айәтләр). Йәһва Худа аилиниң башчиси қилип әрни тайинлиған. Әгәр аял киши ериға берилгән Йәһваниң тапшурмисини орунлаш вәзиписини лайиқ түрдә қобул қилмиса у ерини шәрмәндиликкә салиду. Мәсилән, ериниң йенида Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш савиғини өткүзгәндә, бешиға яғлиқ салса, у ериниң башчи екәнлигини қобул қилған болиду. Ери башчи болғанлиқтин, у чөмдүрүлгән яки чөмдүрүлмигәнлигидин қәтъийнәзәр, бешиға яғлиқ селиши керәк *. Әгәр аял кишигә чөмдүрүштин өткән, бирақ камаләт йешиға йәтмигән оғлиниң йенида дуа қилиш яки тәтқиқ қилиш савиғини өткүзүш керәк болса, бешиға яғлиқ селиши керәк, уни аилә башчиси дәп санаш әмәс, бәлки мәсиһий җамаәттә чөмдүрүлгән әрләргә һакимийәт берилгини үчүндур.

Әлчи Паул җамаәт һәққидә: «Әгәр кимду-бирси башқичә адәтни һимайә қилса, шуни билсунки, йә биздә, йә Худаниң җамаәтлиридә ундақ адәт «йоқ»,— дәп язған (16-айәт). Мәсиһий җамаәттә вәзипиләрни чөмдүрүлгән әрләр атқуриду (Тимотийға 1-хәт 2:11—14; Ибранийларға 13:17) Ақсақал яки хизмәт ярдәмчиси сүпитидә пәқәт әрләр тайинлиниду вә Худа уларға падиға ғәмхорлуқ қилишни тапшурди (Әлчиләр 20:28) Амма бәзидә вәзийәт шундақ болуши мүмкинки, чөмдүрүлгән бурадәргә берилидиған вәзипә қериндашқа тапшурулиши мүмкин *. Мәсилән, қериндашқа вәзилик хизмәт учришишини өткүзүш керәк болиду, сәвәви лайиқ чөмдүрүлгән бурадәр болмай қелиши мүмкин. Шундақ вәзийәтләрдә қериндаш җамаәттә болуватқандәк иш тутуши керәк: адәттә у әр кишиниң вәзиписини орунлайдиғанлиқтин, бешиға яғлиқ селиши керәк.

Бирақ қериндашқа Худаға ибадәт қиливатқан барлиқ вақитта бешиға яғлиқ селиш шәрт әмәс. Мәсилән, җамаәттә изаһ бериватқанда, ери яки башқа бурадәр билән өйдин өйгә вәз қиливатқанда, тәтқиқ қилишни өткүзүватқанда яки чөмдүрүлмигән балилири билән тәтқиқ қиливатқанда бешиға яғлиқ селишниң һаҗити йоқ. Әлвәттә, башқа соалларму туғулуши мүмкин, амма, әгәр қериндаш немә қилишни билмәй гуманлинип қалса, қошумчә издиниш жүргүзсә болиду *. Әгәр авалқидәкла гуман қилип, виждани бешиға яғлиқ селишқа дәвәт қилса, рәсимдә көрситилгәндәк бешиға яғлиқ салса, бу натоғра дәп һесапланмайду.

Нийәт. 10-айәттә немишкә қериндашниң мошу тәләпни орунлиши керәклиги һәққидә икки сәвәп кәлтүрүлгән: «Шу сәвәптин аял кишиниң бешида — пәриштиләр үчүн — ериға беқиниш бәлгүси болуши лазим». Әң авал, «беқиниш бәлгүси» дегән ибаригә диққәт қилиң. Аял киши бешиға яғлиқ селип, Йәһва җамаәттә чөмдүрүлгән әрләргә бәргән вәзипини иқрар қилидиғанлиғини көрситиду. Шундақ қилип қериндаш Йәһва Худаға болған меһир-муһәббитини вә садақәтмәнлигини көрситиду. Йәнә бир сәвәп «пәриштиләр үчүн» дегән ибаригә диққәт қилиң. Аял киши бешиға яғлиқ селиш арқилиқ әшу қудрәтлик роһий мәвҗудатларға қандақ тәсир қилалайду?

Пәриштиләр Йәһваниң асман вә йәрдики тәшкилатида Худаниң һакимийәтниң қандақ иқрар қилиниватқиниға қизиқиш билән диққәт қилиду. Уларму намукәммәл адәмләрдин үлгә алалайду. Нәтиҗидә Йәһваниң тәшкилатидики тәртипкә бойсунуши керәк, чүнки өтмүштә нурғун пәриштиләр бу синақтин өтәлмигән (Йәһуда 6). Бәзи вақитларда мәсиһий аяллар җамаәттики чөмдүрүлгән бурадәрләргә қариғанда қабилийәтлик вә тәҗрибилик болсиму, уларниң тәйярлиқ билән Униң һакимийитигә беқинидиғанлиғини пәриштиләр байқайду. Нәтиҗидә, мошундақ мәсиһий аяллар пәриштиләрдин жуқури дәриҗидә, асманда Мәсиһ билән һөкүмранлиқ қилиду. Пәриштиләр үчүн қандақ яхши үлгә десиңизчу! Байқиғинимиздәк, барлиқ қериндашлар алаһидә шан-шәрәпкә еришкән вә миллионлиған садиқ пәриштиләрниң алдида кәмтәрлик билән қулақ селиши арқилиқ садақәтмәнлигини һәм бойсунудиғанлиғини көрситәләйду!

^ 3-абзац Адәттә мәсиһий аялниң ери бурадәр болса, униң қешида үнлүк дуа қилса болмайду. Лекин аял киши пәқәт алаһидә вәзийәтләрдә дуа қилса болиду, мәсилән, әгәр ери ағриқниң кесиридин мутләқ сөзләлмисә.

^ 1-абзац Қериндаш алдин-ала келишип қойған Муқәддәс китап тәтқиқ қилишни чөмдүрүлмигән җакалиғучи билән өткүзгәндә, әгәр у қериндашниң ери болмиса, бешиға яғлиқ селишниң һаҗити йоқ.

^ 2-абзац Көпирәк мәлуматни «Күзитиш мунари» 2002-жилниң 15-июльдики (рус) саниниң 26, 27-бәтлиридин вә 1977-жилниң 15-февральдики (ингл.) саниниң 125—128 бәтлиридин тепишқа болиду.