Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

10-БАП

Нека—меһир-муһәббәткә толған Худаниң һәдийәси

Нека—меһир-муһәббәткә толған Худаниң һәдийәси

«Үч қат ағамча асан үзүлмәс» (ВӘЗ 4:12).

1, 2. а) Өйлиниватқанларни көргәндә, өзүмизгә қандақ соалларни қоюшимиз мүмкин вә немишкә? ә) Мошу бапта қандақ соалларни қараштуримиз?

СИЗГӘ өйлиниш тойлириға бериш яқамду? Мундақ муюмлар хошаллиққа чөмдүргәнликтин, адәмләргә уларға бериш яқиду. Чирайлиқ кийингән күйоғул билән келинниң чирайидин чиқип турған шатлиқ күлкилири кишини зоқландуриду! Улар мошу әң бәхитлик күни келәчигидин көп яхшилиқ күтиду.

2 Амма, әпсуски, бүгүнки күндә нека түзүми ечинишлиқ һаләттә. Гәрчә биз йеңидин турмуш қуруватқанларға бәхит-саадәт тилисәкму, бәзидә өзүмиздин: «Бу аилә һәқиқәтән бәхитлик боламдекин? Яшлар ахирғичә чиқишип өтәмду?» дәп соришимиз мүмкин. Бу соалларниң җавави әр-аялниң Алланиң некаға нисбәтән мәслиһәтлиригә ишәнч қилип, риайә қилишиға бағлиқ (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6ни оқуң). Улар мошу мәслиһәтләрни Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғи үчүн қоллиниши керәк. Келиң, һазир Муқәддәс китаптин төвәндики төрт соалниң җававини издәп көрәйли: Адәм немә үчүн турмуш қуриду? Өмүрлүк җориңиз сүпитидә кимни таллаш керәк? Аиләвий һаятқа қандақ тәйярлинишқа болиду? Әр-аялға некада бәхитлик болушқа немә ярдәм бериду?

АДӘМ НЕМӘ ҮЧҮН ТУРМУШ ҚУРИДУ?

3. Немишкә ойлимастин турмуш қурмаслиқ керәк?

3 Бәзилири турмуш қурмиғичә бәхитлик болуш мүмкин әмәс яки бешиң икки болмиғичә, мелиң икки болмайду дәп ойлайду. Лекин бу һәргиз ундақ әмәс! Әйса өйләнмигән еди вә бойдақлиқни һәдийә дәп һесаплап, турмуш қурмай яшимақчи болған адәмләрни әйиплимигән (Мәтта 19:11, 12). Әлчи Паулму турмуш қурмай яшашниң пайдиси тоғрилиқ ейтқан (Коринтлиқларға 1-хәт 7:32—38). Әйсаму, Паулму мошу вәзийәттә қаидиләрни орнатмиған; әмәлийәттә, «некалинишни мәнъий қилиш» «җинларниң тәлимлиригә» ятиду (Тимотийға 1-хәт 4:1—3). Амма, көңлини башқа яққа бөлмәй, барлиғи билән Йәһваға хизмәт қилишни халайдиғанлар үчүн турмуш қурмаслиқ нурғун пурсәтләрни яритип бериду. Һәммисила шундақ қилидиғу дәп, ойланмастинла турмуш қуруш әқилсизлиққа ятиду.

4. Мувәппәқийәтлик нека бала тәрбийиләшкә қандақ асас салиду?

4 Лекин турмуш қурушқа асаслиқ сәвәпләр барму? Әлвәттә, бар. Нека — меһир-муһәббәткә толған Худаниң һәдийәсидур (Яритилиш 2:18ни оқуң). У мәлум бир артуқчилиқларни бериду вә нурғун бәрикәтләрни елип келиду. Мәсилән, мувәппәқийәтлик нека — аиләвий һаятниң әң яхши асасидур. Мундақ шараитта тәрбийиләнгән балилар көйүмчан ата-анисиниң нәсиһитини вә рәһбәрлигини алалайду (Зәбур 127:3; Әфәсликләргә 6:1—4). Лекин бала тәрбийиләш — турмуш қурушниң бирдинбир сәвәви әмәс.

5, 6. а) Вәз 4:9—12гә бенаән, йеқин достлуқниң қандақ пайдиси бар? ә) Немишкә некани үч ешилгән ағамчиға охшитишқа болиду?

5 Келиң, мошу бапниң бешида кәлтүрүлгән айәтни контексти билән қараштурайли: «Икки бирдин яхшидур, чүнки улар әмгигидин яхши инъам алиду, йәнә келип, улар жиқилип кәтсә, бирси һәмрайини йөләп көтириду, бирақ жиқилғанда ялғуз болған, башқа йөлигидәк бирси йоқ кишиниң әһвалиға вай! Йәнә келип, иккиси биллә ятса, бир-бирини иллитиду, бирақ бирси ялғуз ятса қандақ иллитилсун? Вә йәнә келип, бирәв бирсиниң үстидин ғалип кәлсә, иккиси униңға тәқабил туралайду вә үч қат ағамча асан үзүлмәс» (Вәз 4:9—12).

6 Бу үзүндидә әң алди билән достлуқниң қәдир-қиммити тоғрисида ейтилған. Демәк, некада йеқин дост болуш интайин муһим. Бу айәтләрдин көргинимиздәк, мундақ иттипақтин ярдәм, тәсәлли вә һимайә тепишқа болиду. Амма неканиң мәһкәм болуши үчүн икки адәмниң иттипақи йетәрлик әмәс. Мошу айәтләргә бенаән, икки қат ешилгән ағамчини үзүветиш оңай. Амма ағамча үч қат ешилгән болса, уни үзүш қийин. Әр-аял әң авал Йәһвани хурсән қилишқа тиришса, уларниң некаси үч ешилгән ағамчиға охшаш болиду. Әгәр әр-аял Йәһваға садақәтмән болса, уларниң иттипақи һәқиқәтәнму мәһкәм болиду.

7, 8. а) Әлчи Паул җинсий һәвәс билән күришиватқан турмуш қурмиған мәсиһийләргә қандақ мәслиһәт бәрди? ә) Муқәддәс китапта некаға нисбәтән қандақ һәқиқәт йезилған?

7 Шуниң билән җинсий һәвәсни лайиқ түрдә пәқәт некада қанаәтләндүрүшкә болиду. Шу чағда некадики җинсий мунасивәтни ләззәтлинишниң һәқиқий мәнбәси дәп ейтишқа болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 5:18). Турмуш қурмиған жигит яки қиз «яшлиқ баһаридин», йәни җинсий һәвәслири урғуп турған вақтидин, өтүп кәтсиму, улар билән техичә күришип жүрүши мүмкин. Әгәр уларни назарәт қилмиса, напак яки натоғра иш-һәрикәтләрни қилип қоюши мүмкин. Худа роһиниң илһами билән Паул той қилмиғанларға төвәндики мәслиһәтни бәргән: «Әгәр улар өзлирини туталмиса, некалансун, чүнки шәһвәт отида көйгәндин көрә, некалиқ болуши яхширақ» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:9, 36; Яқуп 1:15).

8 Адәмни нека қурушқа немә дәвәт қилмисун, һәқиқәткә тоғра көзқарашта болған яхши. Паулниң сөзи бойичә, той қилғанларниң «һаятида йеңи қийинчилиқлар пәйда болиду» (Коринтлиқларға 1-хәт 7:28). Улар бойдақларда болмайдиған қийинчилиқларға дуч келиду. Әгәр турмуш қурушни қарар қилсиңиз, қандақларчә қийинчилиқларни азайтип, бәрикәтләрни көпәйтәләйсиз? Шундақ усулларниң бири — ярни даналиқ билән таллаш.

КИМ ЛАЙИҚ ҖОРИҢИЗ БОЛАЛАЙДУ?

9, 10. а) Етиқатдаш әмәсләр билән нека қуруш қанчилик хәтәрлик екәнлигини әлчи Паул қандақ мисал билән чүшәндүрди? ә) Худаниң мәслиһитигә риайә қилмаслиқ көпинчә вақитларда немигә елип келиду?

9 Паул роһниң йетәкчилигидә: «Етиқатсизлар билән тәң әмәс боюнтуруққа четилип қалмаңлар»,— дәп язған. Яр таллиғанда бу муһим принципни нәзәргә елиш керәк (Коринтлиқларға 2-хәт 6:14). Мошу мисал йеза егилигидин елинған. Әгәр чоң-кичиклиги вә күчи пәриқлинидиған малларни бир боюнтуруққа чатса, һәр иккилиси җапада қалиду. Шуниңға охшаш, Йәһваға етиқат қилидиған вә етиқат қилмайдиған икки адәм некалиқ болса, уларниң арисида чүшәнмәслик вә келишмәсликләрниң пәйда болуши сөзсиз. Уларниң бири Худаниң меһир-муһәббитидә қелишни халиса, иккинчиси анчә яки тамамән халимиса, һаятта немини биринчи орунға қоюш керәклигигә тегишлик көзқариши охшаш болмиғанлиқтин, улар көп қийинчилиқларға учришиши мүмкин. Шу сәвәптин, әлчи Паул мәсиһийләрни «пәқәт Һакимдарниң избасари билән турмушлуқ болушқа» чақирған (Коринтлиқларға 1-хәт 7:39).

10 Бәзидә Худаниң хизмәтчилири ялғуз болуштин көрә, етиқатдаш болмиған адәм билән «тәң әмәс боюнтуруққа четилиш» яхширақ дегән ойға келиду. Бәзилири Муқәддәс китаптики мәслиһәтләргә риайә қилмай, Йәһваға хизмәт қилмайдиған киши билән некалишиду. Адәттә буниң ақивети яхши болмайду. Вақит өткәнсири, улар җориси билән һаятидики әң муһим нәрсиләргә тегишлик гепи бир йәрдин чиқмайдиғанлиғини чүшәнди. Нәтиҗидә, улар өзлирини нека қуруштин бурунқи вақтиға қариғанда, техиму ялғуз һис қилиши мүмкин. Бәхиткә яриша, той қилмиған миңлиған мәсиһийләр бу мәсилидә Пәрвәрдигарниң мәслиһәтлиригә ишинип, уларға риайә қилиду (Зәбур 32:8ни оқуң). Гәрчә улар қачанду бир вақитта некалиқ болушни үмүт қилсиму, шундақ қилишқа алдиримай, әр яки аялни Йәһваниң хизмәтчилири арисидин издәйду.

11. Лайиғиңизни даналиқ билән таллашқа сизгә немә ярдәм бериду? (Шундақла « Яр таллиғанда немигә көңүл бөлүшим керәк?» намлиқ рамкиға қараң.)

11 Әлвәттә, бу Йәһваниң һәрқандақ хизмәтчиси лайиқ өмүрлүк яр болалайду дегәнлик әмәс. Әгәр аилә қурушни ойлап жүрсиңиз, миҗәз-хулқи, роһий мәхсәтлири вә Худаға болған меһир-муһәббити сизниңки билән мас келидиған адәмни издәң. Әқил-парасәтлик қул мошу мәсилигә тегишлик нурғун мақалиләрни язған. Бу муһим қарарни қобул қилиштин авал, рәһбәрлик елиш үчүн Муқәддәс китапқа асасланған мошундақ мәслиһәтләрни дуа қилип қараштурсиңиз, дана иш қилған болисиз * (Зәбур 119:105ни оқуң).

12. Нурғун мәмликәтләрдә қандақ урп-адәт қелиплашқан вә Муқәддәс китапта рәһбәрлик болидиған қайси мисал бар?

12 Нурғун мәмликәтләрдә пәрзәнтлиригә җорини ата-анилар таллайду. Мәзкүр йәрләрдә ата-аниларда мундақ муһим қарар қилишқа һаҗәт болған даналиқ вә тәҗрибә көпирәк дәп һесаплиниду. Қедимий замандикидәк, ата-аниларниң келишими бойичә қурулған некалар көпинчә мувәппәқийәтлик болиду. Исһаққа аял тепиш үчүн чакарини әвәткән Ибраһим пәйғәмбәр бүгүнки күндә охшаш вәзийәттә болған ата-аниларға яхши үлгә қалдурған. Ибраһим үчүн мал-мүлүк яки иҗтимаий әһвал әһмийәтлик әмәс еди. Әксичә, у Исһаққа Йәһваға ибадәт қилидиғанлар арисидин аял тепиш үчүн көп күч чиқарған * (Яритилиш 24:3, 67).

НЕКАҒА ҚАНДАҚ ТӘЙЯРЛИНИШ КЕРӘК?

13—15. а) Пәнд-нәсиһәтләр 24:27дики принцип өйләнмәкчи болған жигиткә қандақ ярдәм берәләйду? ә) Қиз турмуш қурушқа қандақ тәйярланса болиду?

13 Әгәр сиз аилә қурушни ойлап жүргән болсиңиз, өзүңиздин «Мән һәқиқәтән буниңға тәйярму?» дәп сориғиниңиз тоғра болиду. Бу соалниң җавави сизниң меһир-муһәббәт, җинсий мунасивәт, достлуқ яки пәрзәнт тәрбийиләш арзу-истәклиригә асасланмайду. Чүнки болғуси әр яки аял аиләвий һаятниң мәсъулийәтлири һәққидә тәпсилий ойлиниши керәк.

14 Өзигә яр издәватқан жигит мону принцип һәққидә җиддий ойлинип көрүши керәк: «Авал тирикчилигиң йолини сиртта һазирлап, етиз-ериқлириңни тәйярла, андин өйүңни салғин» (Пәнд-нәсиһәтләр 24:27). Бу сөзләр немини билдүриду? Қедимий заманда өйләнмәкчи болған әр киши өзидин: «Мән келәчәк аялим билән балилиримға ғәмхорлуқ қилип, уларни бақалаймәнму?» дәп сориши лазим еди. Буниң үчүн у алди билән етиз-ериқ ишлирини тәртипкә селиши, йәни әмгәк қилиши, керәк еди. Мошу принципни бүгүнки күндиму қоллинишқа болиду. Өйләнмәкчи болған жигит җавапкарлиқни елишқа тәйяр болуши зөрүр. Әгәр саламәтлиги ишқа ярамлиқ болса, у ишләп, тирикчилик қилиши лазим. Худаниң Сөзидә аилисиниң җисманий, һиссий вә роһий еһтияҗлирини ойлимиған әр киши етиқатчи әмәстинму яман екәнлиги тәкитләнгән (Тимотийға 1-хәт 5:8ни оқуң).

15 Турмушқа чиқишни қарар қилған қизму җиддий вәзипиләрни елишқа келишидиғанлиғини көрситиду. Муқәддәс китапта ериға ярдәмчи болуш вә аилисигә ғәмхорлуқ қилиш үчүн қабилийәтлири һәм хисләтлири бар аял мәдһийилиниду (Пәнд-нәсиһәтләр 31:10—31). Җавапкарлиқни бойниға елишқа тәйяр болмай, турмуш қурушқа алдираватқан қиз-жигитләр наһайити шәхсийәтчи, сәвәви улар болғуси җорисиниң мәнпәитини ойлимайду. Лекин әң муһими, турмуш қурмақчи болғанлар роһий җәһәттин тәйяр болуши керәк.

16, 17. Турмуш қурушқа тәйярлиниватқанлар Муқәддәс китаптики қайси принциплар һәққидә мулаһизә қилиши керәк?

16 Турмуш қурушқа тәйярлинишқа Пәрвәрдигарниң әр вә аялға бәргән вәзипилири һәққидә мулаһизә қилишму кириду. Әр киши мәсиһий аилиниң беши болуш дегән немини билдүридиғанлиғини билиши керәк. Аилиниң беши болуш вәзиписи униңға залим болушқа һоқуқ бәрмәйду. Әксичә, аилигә башчилиқ қилишта у Әйсаға тәқлит қилиши зөрүр (Әфәсликләргә 5:23). Шундақла мәсиһий аялму өзиниң шәрәплик вәзиписиниң мәнасини чүшиниши лазим. У «ериниң қануниға» ихлас билән бойсунамду? (Римлиқларға 7:2). У һазирниң өзидә Йәһваниң вә Мәсиһниң қануниға беқиниду (Галатилиқларға 6:2). Амма некада ери орнатқан қанунғиму беқиниши керәк болиду. Аял мукәммәлсиз ериға ярдәм берип, униңға беқинишлиқ боламду? Әгәр мундақ тәләпләр көңлигә яқмиса, униң турмушқа чиқмаслиғи әвзәлдур.

17 Шундақла, әр вә аял бир-бириниң алаһидә еһтияҗлирини қанаәтләндүрүшкә тәйяр болуши керәк (Филипиликләргә 2:4ни оқуң). Әлчи Паул мундақ язған: «Һәрқайсиң өзүңни сөйгәндәк, өз аялиңни шундақ сөйгин, аял болса ерини чоңқур һөрмәтлисун». Худа роһиниң йетәкчилиги билән Паул әр киши аялиниң чоңқур һөрмитигә, аял киши болса, ериниң сөйгүсигә муһтаҗ екәнлигини тәкитлигән (Әфәсликләргә 5:21—33).

Учришип жүргән нурғун қиз-жигитләр йенида йәнә бирсиниң болғанлиғини дурус көриду

18. Немишкә қиз билән жигит учришиш мәзгилидә өзлирини тизгинлиши зөрүр?

18 Қиз билән жигитниң учришиш мәзгили — пәқәт ойнап-күлидиған вақит әмәс. Бу мәзгилдә улар бир-бири билән қандақ тоғра муамилә қилишни тонуп йетиду вә турмуш қуруш яки қурмаслиқни қарар қилиду. Шуниң билән биллә мошу вақитта өзлирини тизгинлиши интайин муһим. Җисманий җәһәттин йеқин болуш хаһиши күчлүк болуши мүмкин, сәвәви бу — тәбиий истәк. Лекин болғуси җорини һәқиқәтән сөйидиған киши униңға роһий җәһәттин зиян кәлтүридиған һәрқандақ иш-һәрикәттин нери туриду (Салоникилиқларға 1-хәт 4:6). Шуңа учришидиған мәзгилдә өзүңизни тутушни билиң. Өйлиниш яки өйләнмәслигиңиздин қәтъийнәзәр, бу хисләт сизгә һаятиңиз давамида пайда елип келиду.

НЕКА РИШТИСИНИ ҚАНДАҚ МУСТӘҺКӘМЛӘЛӘЙСИЗ?

19, 20. Мәсиһийниң некаға болған көзқариши мошу дуниядики көп адәмләрниң көзқаришидин қандақ пәриқлиниши керәк? Мисал кәлтүрүң.

19 Қиз билән жигит мәһкәм аилә қурмақчи болса, улар нека қәсимигә тоғра көзқарашта болуши керәк. Адәттә, романларда вә фильмларда икки яш той қилип, тәшна болған бәхтигә йетиду. Бирақ әмәлийәттә, той — неканиң ахири әмәс, бәлки башлиниши, чүнки Пәрвәрдигарниң ирадисигә бенаән нека мәңгү болуши керәк еди (Яритилиш 2:24). Әпсуски, бизниң заманимизда көпчиликниң некаға болған көзқариши ундақ әмәс. Бәзибир мәдәнийәтләрдә аилә қурулғанда, «кирмәк селиниду» дәйду. Еһтимал, адәмләр мошу сөзләрниң аилигә нисбәтән кәң тарқалған көзқарашни қанчилик ениқ тәрипләп беридиғанлиғини яхши чүшәнмәйду. Немишкә шундақ дәп ейталаймиз? Гәрчә яхши бағланған кирмәк өз-өзидин йешилип кәтмисиму, кирмәкниң йәнә бир хусусийити — уни асанла бағлашқа вә йешиветишкә болиду.

20 Бизниң заманимизда нурғунлири некани вақитлиқ дәп һесаплайду. Мундақ адәмләр өз еһтияҗлирини қанаәтләндүрүш үчүн оңайла некалишиду, лекин қийинчилиқлар пәйда болғанда, аҗришип кетишкә тәйяр. Амма Муқәддәс китапта нека ағамча билән селиштурулғанлиғини әскә елиң. Йәлкәнлик кеминиң ағамчилири яки арқанлири пухта ешилгәнликтин, һәтта күчлүк боран-чапқунлардиму титилип яки чугулуп кәтмәйду. Шуниңға охшаш некаму мустәһкәм иттипақ сүпитидә орунлаштурулған. Әйсаниң «Худа бир боюнтуруқ билән қошқанни, адәм айримисун» дегән сөзлирини есиңизға елиң (Мәтта 19:6). Турмуш қурмақчи болсиңиз, сизниңму некаға болған көзқаришиңиз шундақ болуши керәк. Ундақта, нека қәсимигә садиқ болуш еғир жүккә айлинамду? Яқ.

21. Әр-аял бир-биригә қандақ көзқарашта болуши керәк вә буниңда уларға немә ярдәм бериду?

21 Әр-аял бир-биригә нисбәтән тоғра көзқарашни сақлиши керәк. Улар бир-бириниң яхши хисләтлири билән иш-һәрикәтлирини байқашқа тиришса, аилә шат-хорамлиқ вә көңүл хатирҗәмликниң мәнбәси болиду. Мукәммәлсиз адәмгә нисбәтән әшундақ иҗабий көзқарашни сақлаш мүмкинму? Мәсилән, Йәһва бизниң хаталиқлиримизни көрүп турсиму, яхши тәрәплиримизни байқайду дәп үмүт қилимиз. Зәбур язғучиси: «Әгәр Сән, Йәһ, қәбиһликләрни сүрүштүрүп санисаң, әнди Рәб, ким тик туралайду?»— дәп сориған (Зәбур 130:3). Әр-аялларму бир-биригә нисбәтән иҗабий көзқарашта болуп, өз ара кәчүрүмчан болуши керәк (Колосилиқларға 3:13ни оқуң).

22, 23. Ибраһим билән Сарә әр-аялларға қандақ әҗайип үлгә қалдурған?

22 Жиллар өтүп нека техиму көп бәрикәтләрни әкелиду. Муқәддәс китапта яшанған Ибраһим билән Сарәниң некаси һәққидә ейтилиду. Уларниң һаятида қийинчилиқлар вә җапа-мәшәққәтләр болған. 60 яштин ешип қалған Сарә үчүн гүлләнгән Ур шәһиридики барлиқ қолайлиқларға егә өйини ташлап, қалған өмрини чедирларда өткүзүш қанчилик қийин болғанлиғини тәсәввур қилип көрүң. Лекин у ериниң рәһбәрлигигә бойсунған. Ибраһимға һәқиқий ярдәмчи болған Сарә ериниң қарарлирини һөрмәт билән қоллиған. Сарә көрүнүшкила итаәтчан болған әмәс. У өзиниң ерини һәтта жүригидә «ғоҗайиним» дәп ататти (Яритилиш 18:12; Петрусниң 1-хети 3:6). Сарә Ибраһимни чин қәлбидин һөрмәт қилатти.

23 Әлвәттә, бу Ибраһим билән Сарәниң гепи дайим бир йәрдин чиққанлиғини билдүрмәйду. Бир күни Сарә Ибраһимға яқмиған мәслиһәтни бәрди. Лекин Ибраһим Йәһваниң буйруғи билән аялиға қулақ селип, нәтиҗидә аилиси бәрикәткә еришти (Яритилиш 21:9—13). Әр-аяллар некада қанчә жил туруватқанлиғиға қаримастин, бүгүнму Ибраһим билән Сарәдин көп нәрсигә үгинәләйду.

24. Қандақ нека Йәһваға шан-шәрәп кәлтүриду вә немишкә?

24 Мәсиһий җамаәттә аяли ерини чоңқур һөрмәтләйдиған, ери аялини сөйүп, униңға иззәт-һөрмәт көрситидиған миңлиған бәхитлик аилиләр бар. Иккиси бирикип Алланиң ирадисини орунлашни һаятида биринчи орунға қойиду. Турмуш қурмақчи болсиңиз, өмүрлүк йолдашни даналиқ билән таллаң, некаға яхши тәйярлиниң һәм келәчәк аилиңиз течлиқ вә меһир-муһәббәткә толуп, Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрүши үчүн қолуңиздин кәлгәнни қилиң. Шу чағда некаңиз Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаслиғиңизға ярдәм беридиғанлиғи сөзсиз.

^ 11-абзац Йәһва гувачилири нәшир қилған «Аиләвий бәхитниң сири» (рус) намлиқ китапниң 2-бабиға қараң.

^ 12-абзац Бәзибир әвлат башлиқлириниң бирнәччә аяли болған. Әвлат башлиқлириниң вә қедимий исраиллиқларниң заманида Худа көп аял елишқа йол қойған. У буниңға асас салмиған, лекин буниңға нисбәтән ениқ тәртипләрни орнатқан. Амма мәсиһийләр Йәһва әнди өз хизмәтчилиригә көп аял елишқа йол қоймайдиғанлиғини билиду (Мәтта 19:9; Тимотийға 1-хәт 3:2).