Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-БАП

«Худаға болған меһир-муһәббәт» немидин ибарәт?

«Худаға болған меһир-муһәббәт» немидин ибарәт?

«Худаға болған меһир-муһәббәт униң әмирлирини орунлаштур вә униң әмирлири еғир әмәс» (ЙОҺАННИҢ 1-ХЕТИ 5:3).

1, 2. Йәһва Худани яхши көрүшкә сизни немә дәвәт қилиду?

СИЗ Худани яхши көрәмсиз? Әгәр өзүңизни Йәһва Худаға беғишлиған болсиңиз, иккиләнмәйла: «Әлвәттә!»— дәп җавап берисиз. Һәқиқәтән, бизниң Пәрвәрдигар Йәһвани яхши көрүшимиз наһайити тәбиий. Әмәлийәттә, Худаға болған меһир-муһәббитимиз, униң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитигә қайтурған җаваптур. Бу тоғрисида Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Биз болсақ сөйүмиз, сәвәви У бизни биринчи болуп сөйди» (Йоһанниң 1-хети 4:19).

2 Йәһваниң өзи тәшәббускарлиқ билән бизгә меһир-муһәббәт көрсәткән. У бизгә йәр шарини гөзәл макан қилип бәргән. Шуниңдәк, У маддий муһтаҗлиқлиримизға көңүл бөлүп, биздин хәвәр елип кәлмәктә (Мәтта 5:43—48). Әң муһими, Пәрвәрдигар бизниң роһий еһтияҗимизни қанаәтләндүрүп кәлмәктә. Худа бизгә Муқәддәс китапни әта қилди. Униңдин башқа, Яратқучимиз бизни дуа қилишқа чақириду. У дуалиримизға қулақ салидиғанлиғиға вә бизгә ярдәм бериш үчүн муқәддәс роһини беридиғанлиғиға ишәнч қилишимизни күтиду (Зәбур 65:2; Луқа 11:13). Кишини һаяҗанландуридиғанлиғи, Худа бизни гуна вә өлүмдин қутқузуш үчүн тунҗа яратмиси болған сөйүмлүк оғли — Әйса Мәсиһни — биз үчүн төләм беришкә әвәтти. Йәһваниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббити нәқәдәр чоңқур-һә! (Йоһан 3:16; Римлиқларға 5:8ни оқуң).

3. а) Өзүмизни Рәббимизниң меһир-муһәббитидә сақлаш үчүн немә қилишимиз керәк? ә) Биз қайси муһим соални қараштурушимиз керәк һәм униң җававини қәйәрдин тепишқа болиду?

3 Йәһва бизниң униң меһир-муһәббитидин мәңгү бәһриман болуп яшишимизни халайду. Амма әшу мүмкинчиликтин пайдилиниш яки пайдиланмаслиқ өзүмизгә бағлиқ. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «мәңгү һаятқа» еришиш үчүн «өзүңларни Рәббимизниң меһир-муһәббитидә сақлаңлар» (Йәһуда 21). Мошу «сақлаңлар» дегән пеил Худаниң меһир-муһәббитидә сақлиниш үчүн һәрикәт қилишимиз керәклигини көрситиду. Биз Худаниң меһир-муһәббитигә нәқ әмәлий һәрикәтләр қилиш арқилиқ җавап беришимиз лазим. Шуңлашқа өзүмизгә мундақ бир муһим соал қоюшимиз керәк: «Худаға болған меһир-муһәббитимни қандақ ипадиләләймән?» Җававини әлчи Йоһанниң Худаниң илһами билән язған мошу сөзлиридин тепишқа болиду: «Сәвәви Худаға болған меһир-муһәббәт униң әмирлирини орунлаштур вә униң әмирлири еғир әмәс» (Йоһанниң 1-хети 5:3). Биз Худани қанчилик яхши көридиғанлиғимизни көрсәткүмиз келиду, шуниң үчүн бу сөзләрниң мәнасини диққәт билән қараштурайли.

«ХУДАҒА БОЛҒАН МЕҺИР-МУҺӘББӘТ» НЕМИДИН ИБАРӘТ?

4, 5. а) «Худаға болған меһир-муһәббәт» дегән ибарә немини билдүриду? ә) Қәлбиңиздә Йәһва Худаға болған меһир-муһәббәт қандақ пәйда болғанлиғини ейтип бериң.

4 «Худаға болған меһир-муһәббәт» тоғрилиқ язғанда, әлчи Йоһан немини нәзәрдә тутқан? Униң сөзлири бизниң Худаға болған чоңқур һис-туйғумизни билдүриду. Қәлбиңиздә Йәһва Худаға болған меһир-муһәббәтниң қачан пәйда болғанлиғи есиңиздиму?

Йәһваға беғишлиниш вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш арқилиқ униңға меһир-муһәббәт билән бойсунушқа бәл бағлиғанлиғимизни көрситимиз

5 Худа вә униң нийәтлири тоғрисидики һәқиқәтни тунҗа қетим билип, униңға етиқат қилишни башлиған вақитни әсләп беқиң. Гәрчә сиз гунакар һаләттә туғулуп, Алладин жирақлашқан болсиңизму, у келәчәктә сизниң Адәм ата йоқатқан мукәммәл тәнгә егә болуп, мәңгүлүк һаятқа еришишиңизгә Мәсиһ арқилиқ йол ачқанлиғини аста-аста чүшинип йәттиңиз (Мәтта 20:28; Римлиқларға 5:12, 18). Йәһва әң сөйүмлүк Оғлини сиз үчүн өлүшкә әвәтип, зор қурбанлиқ бәргәнлигини һис қилишқа башлидиңиз. Нәтиҗидә, қәлбиңиздә сизгә чәксиз меһир-муһәббәт көрсәткән Пәрвәрдигарға болған меһир-муһәббәт пәйда болди (Йоһанниң 1-хети 4:9, 10ни оқуң).

6. Һәқиқий меһир-муһәббәт қандақ ипадилиниду һәм Худаға болған меһир-муһәббәт сизни немигә дәвәт қилди?

6 Бирақ бу сезим Йәһваға болған һәқиқий меһир-муһәббитиңизниң башлиниши, халас. Меһир-муһәббәт дегән пәқәтла һис-туйғу әмәс, уни сөзләр билән ипадиләшкә болмайду. Аллаға болған һәқиқий меһир-муһәббәт «Мән Йәһвани яхши көримән» дейиштин көпирәк нәрсиләрни өз ичигә алиду. Етиқатқа охшаш, һәқиқий меһир-муһәббәт ишлиримиздин көрүниду (Яқуп 2:26). Болупму меһир-муһәббәт сөйүмлүк адәмни хошал қилидиған иш-һәрикәтләрдә ениқ ипадилиниду. Қәлбиңиздә Худаға болған меһир-муһәббәт йилтиз тартқанда, сиз асмандики Атиңизни хошал қилидиғандәк һаят кәчүрүшни халидиңиз. Сиз чөмдүрүлгән Йәһва гувачисиму? Демәк, Пәрвәрдигарға болған садақәтмәнлигиңиз вә қизғин меһир-муһәббитиңиз сизни һаятиңиздики әң муһим қарарни қилишқа дәвәт қилди. Йәһваниң ирадисини орунлаш үчүн өзүңизни униңға беғишлидиңиз вә буни чөмдүрүлүш арқилиқ көрсәттиңиз (Римлиқларға 14:7, 8ни оқуң). Худаға беғишланғанда берилидиған муһим вәдини орунлаш немидин ибарәт екәнлигини әлчи Йоһанниң кейинирәк ейтқан сөзлиридин көрәләймиз.

БИЗ УНИҢ ӘМИРЛИРИНИ ОРУНЛАЙМИЗ

7. Худаниң бәзибир әмирлирини ейтип бериң. Мошу әмирләргә риайә қилиш немидин ибарәт?

7 Әлчи Йоһан Худаға болған меһир-муһәббәт «униң әмирлирини орунлаштур» дәп чүшәндүрди. У қайси әмирләр? Пәрвәрдигар Муқәддәс китап арқилиқ бизгә ениқ әмирләрни бәргән. Мәсилән, У һарақкәшлик, зинахорлуқ, бутпәрәслик, оғрилиқ вә ялған ейтиш қатарлиқ нәрсиләрни мәнъий қилиду (Коринтлиқларға 1-хәт 5:11; 6:18; 10:14; Әфәсликләргә 4:28; Колосилиқларға 3:9). Йәһваниң әмирлиригә риайә қилиш Муқәддәс китапта берилгән ениқ әхлақий тәләпләргә мувапиқ һаят кәчүрүшни билдүриду.

8, 9. Муқәддәс китапта қандақту бир вәзийәткә тегишлик ениқ қанун болмисиму, Йәһваға немә яқидиғанлиғини қәйәрдин биләләймиз? Мисал кәлтүрүң.

8 Лекин Пәрвардигарни хошал қилиш үчүн пәқәт мәлум әмирләрни орунлаш йетәрлик әмәс. Йәһва бизни һаятимиздики һәрбир вәзийәткә тегишлик қанунларни орунлаштуруп, чәклимәйду. Күндилик турмушта биз Муқәддәс китапта ениқ көрсәтмиләр берилмигән һәрхил вәзийәтләргә дуч келишимиз мүмкин. У чағда биз Аллани немә хошал қилидиғанлиғини қандақ биләләймиз? Муқәддәс китапта Униң пикир қилиш тәрзи ениқ тәсвирләнгән. Уни тәтқиқ қилиш арқилиқ биз Йәһваниң немини яхши көрүп, немини өч көридиғанлиғини билимиз (Зәбур 97:10ни оқуң; Пәнд-нәсиһәтләр 6:16—19). Биз Униңға қандақ көзқараш вә иш-һәрикәт яқидиғанлиғини чүшинишкә башлаймиз. Худаниң пәзиләтлири вә қилған ишлири тоғрилиқ қанчилик көп билгәнсири, шунчилик дәриҗидә биз униңкидәк пикир қилиш тәрзини риваҗландуралаймиз һәм бу бизниң қарарлиримиз билән иш-һәрикәтлиримизгә тәсир қилиду. Шуңа, Муқәддәс китапта ениқ қанун берилмигән вәзийәткә учрашсақму, биз «Йәһваниң ирадиси немидә екәнлигини» чүшинип йетәләймиз (Әфәсликләргә 5:17).

9 Мәсилән, Муқәддәс китапта зорлуқ-зомбулуқ яки җинсий әхлақсизлиққа толған фильмлар вә телекөрситишләрни көрүшкә болмайдиғанлиғи һәққидә ениқ һечнемә ейтилмиған. Амма мошундақ программиларни мәнъий қилидиған мәхсус бир қанунниң болуши шәртму? Биз Йәһваниң буниңға қандақ қарайдиғанлиғини билимиз. Униң Сөзидә: «Зораванлиққа хуштарларға У вуҗудидин нәпрәтлиниду»,— дәп ениқ ейтилиду (Зәбур 11:5). Муқәддәс китапта шундақла: «Худа зинахорларни һәм вапасизларни сораққа тартиду»,— дәп йезилған (Ибранийларға 13:4). Худаниң илһами билән йезилған бу сөзләр һәққидә мулаһизә қилсақ, униң ирадиси немидә екәнлигини ениқ чүшинәләймиз. Шуңа, Пәрвәрдигар өч көридиған нәрсиләрни ашкарә тәсвирләйдиған фильмлар вә телекөрситишләрни көрмәймиз. Бу явуз дуния һеч ховупсиз қилип көрситишкә тиришидиған көңүл ечиш түрлиридин нери болғанлиғимиз Аллаға яқидиғанлиғини билимиз *.

10, 11. Биз немишкә Йәһваға итаәт қилишни қарар қилдуқ һәм бизниң бойсунушимиз тоғрилиқ немә дейишкә болиду?

10 Худаниң әмирлирини орунлишимизниң асасий сәвәви немидә? Немишкә һәр күни Йәһваниң пикир қилиш тәрзигә мувапиқ һәрикәт қилишни халаймиз? Биз буни Пәрвәрдигарниң ирадисини рәт қилғанлар дуч келидиған һалакәтлик ақивәтләрдин яки җазадин қечип қутулуш үчүнла қилмаймиз (Галатилиқларға 6:7). Әксичә, Аллаға итаәт қилишимизни униңға меһир-муһәббитимизни ипадиләшниң әҗайип мүмкинчилиги дәп һесаплаймиз. Бала атисиниң мақуллишиға сазавәр болушни халиғандәк, бизму Худаниң илтипатиға еришишни халаймиз (Зәбур 5:12). У бизниң сәмавий Атимиз, биз уни яхши көримиз. Йәһва һаят тәрзимизни мақуллайдиғанлиғини билиштин артуқ һечнәрсиму бизгә зор хошаллиқ вә қанаәт бәрмәйду (Пәнд-нәсиһәтләр 12:2).

11 Биз Худаға мәҗбурий түрдә бойсунмаймиз *. Итаәт қилишимиз бәлгүлүк бир вәзийәт яки шәртләргә бағлиқ әмәс. Униңдин ташқири, биз Униңға өзүмизгә қолайлиқ болған чағда яки анчә қийин әмәс болғанда бойсунупла қоймаймиз. Әксичә, биз чин дилимиздин итаәт қилимиз (Римлиқларға 6:17). Биз «әмирлириңни хурсәнлик дәп билимән, чүнки уларни сөйүп кәлдим»,— дәп язған зәбур язғучисиниң сөзлиригә қошулимиз (Зәбур 119:47). Бизму Йәһва Худаға итаәт қилишни халаймиз. Биз Худаниң өз хизмәтчилиридин чәксиз һәм сөзсиз бойсунушни тәләп қилидиғанлиғини һәм униң шуниңға сазавәр екәнлигини яхши чүшинимиз (Қанун шәрһи 12:32). Аллаға болған меһир-муһәббитини нурғун жиллар давамида бойсунуши билән көрсәткән садақәтмән Нуһ пәйғәмбәр тоғрилиқ Муқәддәс китапта: «Нуһ һәммини Худа униңға буйриғандәк қилди. У нәқ шундақ қилди»,— дәп йезилған (Яритилиш 6:22). Худаниң биз тоғрилиқму мошундақ дейишини халаймиз.

12. Йәһваниң көңлини хуш қилиш үчүн биз қандақ бойсунушимиз керәк?

12 Йәһваға ихлас билән итаәт қилсақ, у немини һис қилиду? Муқәддәс китапта биз шундақ қилсақ, униң көңлини хуш қилимиз дәп ейтилған (Пәнд-нәсиһәтләр 27:11). Итаәт қилғанлиғимиз Аләмниң Яратқучисиниң көңлини һәқиқәтән хуш қиламду? Шәк-шүбһисиздур! Һәм буниңға бирнәччә сәвәп бар. Алла бизни таллаш әркинлиги билән яратқан. Биз Пәрвәрдигарға бойсунуш яки бойсунмаслиқни өзүмиз қарар қилалаймиз (Қанун шәрһи 30:15, 16, 19, 20). Худаға бойсунушни таллиғанда һәм буниңға Яратқучимизға болған меһир-муһәббәткә толған қәлбимиз дәвәт қилғанда, биз асмандики Атимизға чоң хурсәнлик вә қанаәт әта қилимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 11:20). Шундақла биз һаяттики әң яхши йолни таллаймиз.

«УНИҢ ӘМИРЛИРИ ЕҒИР ӘМӘС»

13, 14. Немишкә Худаниң «әмирлири еғир әмәс» дәп ейтишқа болиду? Мисал кәлтүрүң.

13 Худаниң тәләплири тоғрилиқ әлчи Йоһан бизгә мундақ илһамбәхш сөзләрни ейтиду: «Униң әмирлири еғир әмәс» (Йоһанниң 1-хети 5:3). Йәһваниң тәләплири әқилгә мувапиқ вә бизни чәклимәйду. Мукәммәлсиз адәмләр Униң қанунлириға бойсуналайду.

14 Мундақ бир мисал кәлтүрүшкә болиду: йеқин бир достиңиз көчүватқанда сиздин ярдәм сорайду. Тошуйдиған жүкләр хелә нурғун. Уларниң бәзибирлири бир адәм көтирип кәткидәк йеник, амма қалғанлири хелә еғир вә уларни икки адәм көтириши керәк. У сиз үчүн наһайити еғир болған жүкни сизгә көтәргүзүп қоямду? Әлвәттә, яқ, чүнки у сизгә зәхим кәлтүрүшни халимайду. Худди шуниңға охшаш, сөйүмлүк вә меһрибан Атимиз биз үчүн наһайити қийин болған әмирләрни орунлашни тәләп қилмайду (Қанун шәрһи 30:11—14). У биздин әшундақ еғир жүкни елип меңишимизни һечқачан сориматти. Йәһва мүмкинчиликлиримизниң чәклик екәнлигини чүшиниду, «чүнки у өзи бизниң җисмимизни билиду. Тупрақтин екәнлигимизни у ядқа алиду» (Зәбур 103:14).

15. Немишкә биз Йәһваниң әмирлирини бизниң мәнпәитимиз үчүн бәргән дәп ишәшлик ейталаймиз?

15 Йәһваниң әмирлири биз үчүн еғир әмәс, әксичә интайин пайдилиқ (Йәшая 48:17ни оқуң). Шуниң үчүн Муса пәйғәмбәр исраиллиқларға мундақ дегән: «Худа өзи бизниң тоғримизда, яхшилиқ көрсун дәп, бу вақитқичә болғандәк бизни тирик сақлимақ үчүн бизгә бу һәммә қанунларға мувапиқ әмәл қилип, Тәңримиз Худадин қорққили буйриди» (Қанун шәрһи 6:24). Пәрвәрдигарниң өз қанунлирини бизниң мәңгү мәнпәитимиз үчүн бәргәнлигигә ишәшлик болалаймиз. Башқичә болуши мүмкинму? Пәрвәрдигарниң даналиғи чәксиз (Римлиқларға 11:33). Шуңа У биз үчүн неминиң әң яхши екәнлигини билиду. Буниңдин ташқири, Йәһваниң өзи меһир-муһәббәттур (Йоһанниң 1-хети 4:8). Меһир-муһәббәт — Алланиң түп маһийити, шуңа униң һәммә сөзлиригә вә иш-һәрикәтлиригә тәсир қилиду. Меһир-муһәббәт Худа өз хизмәтчилиригә бәргән һәммә әмирләрниң асасини тәшкил қилиду.

16. Биз зулум дуния вә мукәммәлсиз тенимизниң тәсиригә қаримастин, қандақларчә итаәтчан болалаймиз?

16 Амма Худаға һәрдайим бойсунуш асан әмәс. Биз «Шәйтанниң һөкүми астида» болған бу зулум дунияниң тәсиригә тәқабил турушимиз һаҗәт (Йоһанниң 1-хети 5:19). Шундақла биз Пәрвәрдигарниң қанунлириға хилаплиқ қилишқа дәвәт қилидиған мукәммәлсиз тенимиз билән күришишимиз керәк (Римлиқларға 7:21—25). Бирақ Аллаға болған меһир-муһәббитимиз ғәлибә қилишқа ярдәм бериду. Йәһва униңға болған меһир-муһәббитини өзиниң бойсунуши арқилиқ дәлиллигән адәмләрни бәрикәтләйду. У муқәддәс роһини «өзигә Һөкүмран сүпитидә беқинғанларға» бериду (Әлчиләр 5:32). Бу роһ биздә итаәтчан болушқа ярдәм беридиған әҗайип хисләтләрни риваҗландуриду (Галатилиқларға 5:22, 23).

17, 18. а) Бу китапта немини қараштуримиз һәм муһакимә давамида немини әстә сақлишимиз керәк? ә) Кейинки бапта немә қараштурулиду?

17 Бу китапта Йәһваниң принциплири вә әхлақий өлчәмлирини, шундақла униң ирадисигә тегишлик башқа соалларниму муһакимә қилимиз. Бу китапни қараштурғанда бир муһим нәрсини ойда тутушимиз керәк. Худа бизни өз қанунлириға вә принциплириға риайә қилишқа мәҗбурлимәйду; әксичә, у бизниң чин жүрәктин бойсунғанлиғимизни халайду. Шуниң билән У һазирниң өзидә бизниң һаят тәрзимиз нурғун бәрикәтләрни әкелишини һәм кәлгүсидә мәңгү һаятқа еришишимизни халайду. Биз чин дилимиздин бойсунуш арқилиқ Аллани нәқәдәр яхши көридиғанлиғимизни көрситишниң мүмкин екәнлигини әстә сақлайли.

18 Яхши вә яманни аҗритиш үчүн Йәһва меһир-муһәббити түпәйлидин бизгә вижданни әта қилди. Вижданимизни тәрбийилисәк, у биз үчүн ишәнчлик мәслиһәтчи болалайду. Буни кейинки бапта қараштуримиз.

^ 11-абзац Һәтта җинларму бойсунушқа мәҗбур болуши мүмкин. Мәсилән, Әйса җинларға адәмләрдин чиқишқа буйриғанда, улар униң һоқуқини етирап қилип, униңға ихтиярсиз бойсунди (Марк 1:27; 5:7—13).